Далай лама немә үчүн аптономийә йолини таллиди?

Америка президенти буш 2001-йили 23-май күни далаи ламани қобул қилди. AFP

Алдинқи айда тибәтниң роһани даһийси далай ламаниң әлчилири, бейҗиңда хитай һөкүмити билән тибәткә али аптономийә бериш мәсилисидә сөһбәт елип барди. Бу 2002 –йили 9-айда хитай тибәт сөһбити әслигә кәлгәндин буянқи 5-қетимлиқ рәсмий учришиш болуп һесаблиниду.

1959-Йили тибәт қозғилиңи бастурулуп, тибәт һөкүмити һиндистанға қечип чиқишқа мәҗбур болғандин кейин, далай лама билән бейҗиңниң мунасивити бузулғаниди.. 1979-Йили хитай рәһбири дең шавпиң далай лама билән, мустәқиллиқтин башқа һәрқандақ бир мәсилидә сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини билдүрди вә шу йили бейҗиң билән сүргүндики тибәт һөкүмити оттурисида тунҗи қетим мунасивәт орнитилди.. Хитай даирлири 1985 йилидин башлап далай ламаниң әлчилириниң бейиҗиң вә тибәтни зиярәт қилишиға йол қойған болсиму, ама бу иллиқ һава узун дәвам қилмиди. Далай ламаниң акиси тибәтни зиярәт қилғанда, нәчә йүзмиңлиған тибәтликниң униңға алаһидә һөрмәт көрсәткәнлики хитайларни чөчүтивәтти. Буниң билән. Хитай даирлири, тибәт хәлқи далай ламаниң акисиға бу қәдәр һөрмәт билдүргән йәрдә, далай лама тибәткә қайтса тибәтниң вәзийитини контрол қилғили болмайдикән дегәндәк тәшвиш әндишини чиқиш қилип, сүргүндики тибәт һөкүмити билән болған сөһбәтни тохтатти.. Униңдин башқа, уйғур, тибәт мәсилилириниң сияси йол билән һәл қилинишини тәшәббус қилған, мөтидил қараштики хитай рәһбири ху явбаңниң вәзиписидин елип ташлинишиму, бу сөһбәтниң тохтилишида муһим рол ойниғаниди.

Далай лама 10 нәччә йилдин бәри, тибәтниң мустәқиллиқидин ваз кәчкәнликини, пәқәт тибәтниң алаһидә мәдәнийәт әнәнисини сақлап қелиш үчүн, хитайдин али аптономийә тәләп қилидиғанлиқини тәкитләп кәлмәктә... Далай ламаниң тәлипи бойичә болғанда, тибәтниң дөләт мудапиәси вә ташқи ишлири бейиҗиң мәркизи һөкүмитиниң башқуришида болса, тибәтниң ички ишлирини тибәтликләр өзлири башқуридикән.

Далай лама немә үчүн тибәтниң мустәқиллиқидин ваз кечип, али аптономийә тәләп қилиш йолини тутиду?

Далай лама немә үчүн тибәтниң мустәқиллиқидин ваз кечип, хитайдин али аптономийә тәләп қилиш йолини тутиду? бу бир сияси тактикиму қандақ? бу һәқтә кишиләр һәр хил чүшәндүрүшләрдә болмақта. Һәтта хитай һөкүмитиму буниңға гуманий нәзәр билән қаримақта.

Канададики шаир вә сияси анализчи әхмәтҗан осман хәлқарада алаһидә қоллашқа еришкән далай ламаниң, немә үчүн мустәқиллиқтин ваз кечип, али аптономийә йолини таллиғанлиқидики сәвәбләрни мундақ чүшәндүриду:

"Далай ламаниң аптономийә тәләп қилишида бир қанчә сәвәб бар. Биринчи, хәлқара қанунларға мунасивәтлик мәсилиләрдә, далай лама әгәр мустәқиллиқ тәләп қилса, башқа дөләтләрниң далай ламаниң бу дәвасини қоллаш йолида бир тосқунлуқ йүз бериши мумкин. Чүнки, һәрқандақ бир дөләт хәлқара қанунниң принсиплири бойичә хитайниң зәмин пүтүнлүки вә хитайниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиши керек. Бундақ әһвалда далай ламаниң тибәтниң мустәқил дөләт болидиған бундақ тәлипини қоллиши бир аз биәп болиду. Иккинчи сәвәб, тибәтниң җуғрапийилик орни йәнә далай ламаниң аптономийә тәләп қилишини бәлгилигән. Буниңда тибәт әгәр мустәқил дөләт болса, тибәтниң җуғрапийилик орни, иқтисадий шараити тибәт хәлқиниң баяшат өз-өзигә хоҗа, мустәқил иқтисат, игилик мәсиллиридә нурғун қийинчилиқларға дуч келиду. 3- Сәвәб далай лама бир диний даһи. Йәни тибәт хәлқи етиқат қилидиған буддист дининиң бир илаһи һесаблиниду. Бундақ диний даһи дәвамлиқ өзиму хәлқарада тәшвиқ қиливатқандәк тинчлиққа, қан төкүлмәйдиған, худди гәндидәк тинчлиқ йоли билән мәсилини һәл қилишқа дәвәт қилиду. Әгәр мустәқиллиқ дегән бу тәләп оттуриға қоюлса, мустәқиллиқ қандақту сияси сөһбәтләр билән, сияси йоллар билән асан қолға келидиған нәрсә әмәс. Буниң үчүн қан төкүлүшләр, қораллиқ тоқунушлар болиду. Бу реаллиқ билән далай ламаниң тичлиқпәрвәрликидә йәнила тоқунуш йүз берип қелиши мумкин. Шуңа далай ламаниң мустәқиллиқ әмәс, аптономийә тәләп қилиши далай ламаниң өзиниң хитабиниң һәқиқи роһиға варислиқ қилғанлиқи болуп һесаблиниду.

Хитайниң далай ламаниң әлчилири билән сөһбәт өткүзүши ғәрбниң бесимиға тақабил туруш

Җиаң земин һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин, далай ламаға нисбәтән асасән ишикни тақаш сияситини йүргүзүп, сүргүндики тибәт һөкүмити билән сөһбәтлишишни рәт қилип кәлди. Кейинки күнләрдә америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң тибәт мәсилисидә күчлүк бесимиға учриған хитай, ахири далай лама билән сөһбәтлишиш тактикисини қолланди вә "бирдин ваз кечиш, иккини етирап қилиш" ни далай лама билән сөһбәтлишишниң алдинқи шәрти қилди, йәни далай ламадин тибәтниң мустәққиллиқидин ваз кечишни ашкара җакарлаш вә тибәт билән тәйвәнниң хитайниң бир тәркиби қисми икәнликини етирап қилишни тәләп қилди. Далай лама хитайниң бу тәләплирини асасән орундиди. Бәиҗиң даирлири буниң биләнла қалмай, йәнә униңдин тибәтниң әзәлдин хитайниң бир қисми икәнликини етирап қилишни тәләп қилди. Амма далай лама дини өлиманиң тилиниң ялған гәпкә кәлмәйдиғанлиқини илгири сүрүп, бу тәләпни рәт қилди. Шуңа ғәрб мәтбуатлири тибәт билән болған сөһбәттә хитай һөкүмитиниң сәмимийити зади қанчилик дегән мәсилини көпрәк тәкитлимәктә.

Хитай тибәт сөһбитидә америка амили муһим рол ойниған

Хитай һөкүмитиниң сүргүндики тибәт һөкүмити билән сөһбәткә олтуришида америка һөкүмитиниң бесими муһим рол ойниди. Америка һөкүмитиниң тибәт сиясити әзәлдин сирлиқ болуп кәлди. Америка һөкүмити бир хитай принсипида чиң туридиғанлиқи вә далай ламаниң сүргүндики һөкүмитини етирап қилмайдиғанлиқини тәкитлисиму, амма йеқинқи йиллардин буянқи һөкүмәтниң кишилик һоқуқ доклатлирида тибәткә алаһидә орун берилмәктә. Йәни тибәттики кишилик һоқуқ әһвалини хитайдики кишилик һоқуқниң даирисидин айрип муамилә қилмақта. Униңдин башқа америкиниң илгирики президенти билл килинтон хитайниң наразилиқини қозғимаслиқ үчүн, далай лама билән көрүшкәндә ақсарада тасаддипий учришип қилиштәк тактикилиқ көрүшүш усулини қолланған болса, буш һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин, далай ламани ақсарайдики өзиниң ишханисида қобул қилип кәлди. Мутәхәссисләрниң қаришичә, булар америка һөкүмитиниң тибәт мәсилисидики мәйданида өзгириш болғанлиқини көрситип беридикән.

Тибәт дәваси уйғур дәвасидин мәлум нуқтида пәрқлиниду

Уйғур вә тибәт дәвалири характер җәһәттин охшаш дәва, дәп қарилиду. Лекин һазир бу дәвани һәл қилиш тәшәббуслири вә тәләблиридә пәрқләр оттуриға чиқмақта. Уйғурлар, тибәт хитай сөһбитиниң нәтиҗисидин анчә үмидвар болмисиму, амма улар өзи билән тәқдирдаш бу хәлқниң дәвасидики йеңи йүзлинишләргә йеқиндин көңүл бөлмәктә.

Сияси анализчи әхмәтҗан осман, тибәт хәлқи билән уйғур хәлқиниң сияси дәвасидики пәрқни мундақ изаһлайду: тибәт хәлқи билән уйғур хәлқиниң сияси дәвалири мәлум тәрәпләрдә охшаш болғини билән йәнә мәлум тәрәпләрдә пәрқлиқ. Бу пәрқ асасән ихтисадий тәрәпләрдә көрүлиду. Тибәтниң ихтисадий билән шәрқи түркистанниң милли ихтисадий мәнбәси охшимайду. Шәрқи түркистан бай земин, әгәр мустәқил дөләт болса йәнә өзиниң земинидики байлиқларға тайинип, бир мустәқил милли иқтисат тикләп, уйғур хәлқи баяшат турмуш көчүридиған әһвалға йетәләйду. Тибәт буниң әксичә. Шуңа уйғур хәлқиниң мустәқиллиқ тәләп қилип, бир мустәқил дөләттә яшаш иқтидари мадди җәһәттин болған билән тибәтниң бундақ мадди иқтидари йоқ.

Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң билдүришичә, улар тибәтниң кәлгүси сияси орни һәққидә хитай һөкүмити билән мурәссә қилсиму, амма тибәт хәлқиниң һоқуқлири вә әнәнилири қатарлиқларда мурәссә қилмайдикән. Уларниң тәкитлишичә, хитай билән тибәт оттурисидики сөһбәттә маһийәтлик мәсилиләрниң һәл қилинишидин сөз ечишқа, техи балдурлуқ қилидикән. (Камил турсун )

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org