“кашиғәрдин кашиғичә: қәшқәрниң қайта иҗад қилинишни” намлиқ мақалә һәққидә
2012.04.18
У мақалисидә йәнә қәшқәргә мәбләғ салған туралғу өй ширкәтлириниңму уйғурларни херидар обйекти қилмиғанлиқини алаһидә тилға алған.
Мақалигә “кашиғәрдин кашиғичә: қәшқәрниң қайта иҗад қилинишни” дәп мавзу қоюлған болуп, мақалә америкидин чиқидиған “һоффиңтон почтиси” гезитигә бесилди.
Мақалә мундақ башланған: уйғурлар рәңдар мәркизий асия сода мәдәнийитигә саһиб болған қәдимий йипәк йолдики бостанлиқ қәшқәр шәһри қайта қурулмақта. Қәшқәрни уйғурлар өз мәдәнийитиниң роһи вә мәдәний мәркизи вә уйғур мәдәнийитиниң бөшүки дәп тонуйду.
Мақалидә йәнә хитай даирилириниң қәшқәрдә уйғурлар зич олтурақлашқан қәдимий коча-рәстилирини нәччә он йилдин бери худди тибәтниң лхаса шәһирини чаққанға охшашла қәдәмму-қәдәм чеқип йөткигәнлики, һазир шәһәрниң тәңдин толисини чеқип болғанлиқи көрситилгән.
Мақалидә мундақ дейилгән: шуниң билән биргә миңлиған, йүзмиңлиған уйғурлар өзлириниң әнәниви туралғулиридин қәшқәрниң сиртиға қоғланди, хитай һөкүмитиниң хитай мәбләғ салғучилирини көчүрүп келиштин ибарәт дөләт сиясити илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидә тезлитилди. Шәһәрниң әң йеңи пуқралири бу шәһәрни уйғурлар атиғандәк “қәшқәр” дәп атимастин хитайчә “каши” дәп атишидиған болди.
Мақалидә йәнә хитай һөкүмитиниң ярдими вә етибар бериш сиясити астида 2010- йилидин буян қәшқәргә мәбләғ салғучилар вә йәр-мүлүк ширкәтлириниңму көпләп еқип киришкә башлиғанлиқи, хитайниң “шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ 19 өлкә-шәһәр қәшқәргә 1 милярд йүәндин артуқ мәбләғ селип қурулуш башлиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Мақалидә уйғурларниң бу тәрәққият қурулушлириниң сиртида қалдурулғанлиқи көрситилип мундақ дейилгән: “әнҗү фумин” йәни “әмин туралғу бәрпа қилип, хәлқни бейитиш қурулуши” аһалиләрни қайта орунлаштуруш җәһәттә кишиләрдә әндишә пәйда қилди. Болупму бу байлиқларниң тәң тәқсим қилиниши вә мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш җәһәттә адәмниң әндишиси күчәйтти. Бу йәрдики аһалиниң көп қисми болған уйғурлар сиртқа һәйдәп чиқирилди.
Мақалидә илгири ахбаратларда көп тилға елинмиған мундақ икки нәрсигә орун берилгән. Униң бири қәшқәрдә йеңидин қурулуватқан туралғу өйләрниң херидарлири вә бу өйләр һәққидә ишләнгән елан филимләр.
Мақалидә қәшқәрдә йеңидин қурулуватқан туралғу өй еланлириниң қисқа филимлиригә уланмилар берилгән. Бу уланмилардики филимләр пүтүнләй хитай тилида болуп, қәшқәргә қурулуватқан аталмиш “сәккиз түгмән бағчиси” вә “шадиман һойла туралғулири” ниң аһалисиниңму пүтүнләй хитай миллитидин икәнлики алаһидә диққәтни чекиду.
Мақалидә “ню-йорк” вақит гезитидин нәқил елишичә, қәшқәрдә туралғу өй селип сетиватқан бир ширкәт хадими немә үчүн бу туралғуларниң уйғур тилидики тәшвиқат материяллири йоқ икәнликини чүшәндүрүп : ундақ қилғанниң немә пайдиси. Чүнки улар бу йәрдики өйләрни бәрибир сетивалалмайду, дегән.
Мақалидә уйғурларниң бу йәрдики тәрәққият мевилиридин тәң бәһримән болалмайватқанлиқи алаһидә тилған елинип мундақ дейилгән: мәзкур райондики тәрәққият йөлинишини бәлгиләватқан хитай рәһбәрлири йәрлик уйғур нопусиниң хизмәт вә сода пурситидин тәң бәһримән болушини капаләткә игә қилиш үчүн һеч қандақ һәрикәт қилмиди. Шәрқий хитайға җайлашқан ширкәтләр шәрқий түркистанға сода сарайлирини ачқан болсиму, улар көпинчә һалларда хизмәтчилириниму өз өлкилиридин биргә әгәштүрүп келишти, яки ишчиларни шәрқий түркистанда яшаватқан хитай хәлқи ичидин қобул қилишти.
Мақалидә нәқил қилишичә йеқинда қәшқәргә “шәрқий шәһәр бағчиси” намлиқ туралғу өй еливатқан бир хитай ширкити өз тор бетигә чиқарған хизмәтчи қобул қилиш еланида хизмәтчиләрниң пәқәт хитайлардинла қобул қилинидиғанлиқини ениқ әскәрткән.
Мақалидә юқириқи әһвалларниң уйғур ели вәзийитигә әкс тәсир көрситидиғанлиқи оттуриға қоюлуп мундақ дейилгән: шәрқий түркистандики қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрниң хитайлаштурулуши билән уйғурлар җәмийәттики роли вә яшаш бошлуқи қатарлиқ тәрәпләр дә барғанчә чәткә қеқиливатиду. Бу районда милләтләр арисидики ятлишишини техиму чоңайтип, шәрқий түркистанда тәрәққиятни муқим қәдәмдә елип беришқа тәһдит пәйда қилиду.
Мақалиниң ахирида юқириқидәк чеқип-йөткәш қурулушиниң уйғур райониниң һәммә йеридә ортақ елип бериливатқанлиқи қайта тәкрарланған.
Әймй регер уйғур америка җәмийити қармиқидики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси. Улар йеқинда “чәткә қеқилип яшаш: хитайниң уйғур мәһәллилирини чеқиши” намлиқ бир доклат елан қилип, хитайниң уйғур мәһәллирини чеқиш сияситини тәнқид қилған иди.