Уйғур елида әлара мәдәний ядикарлиқларниң йоқап кетиши еғир бир мәсилигә айланди
2005.03.15
Уйғур ели мәдәний мирасларға бай бир җай. Әмма нөвәттә уйғур елидики әлара миллий мәдәнийәт ядикарлиқлириға болған қоғдашниң йетәрлик болмиғанлиқи сәвәбидин, нурғунлиған мунәввәр мәдәний ядикарлиқлар йоқап кетиш гирдабиға берип қалған. Бу мәсилә уйғур аптонум райони хәлқ вәкиллири тәрипидин хитай хәлқ вәкиллири қурултийидиму оттурға қоюлған.
Уйғур зиялийлири "кәм учрайдиған қиммәтлик мәдәний ядикарлиқларни сақлап қелиш, йәрлик хәлқниң яки орунниңла мәсулийити әмәс. Һөкүмәт буни бир мәҗбурийәт мәсулийәт сүпитидә, мәхсус мәбләғ һәм күч аҗритип қоғдиши керәк", дәп қаримақта.
Мәзкур мәсилә һәққидә мухбиримиз гүлчеһрә америка харвард университетиниң тарих пәнлири доктори қаһар барат әпәнди билән сөһбәттә болди.
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә 1500 йил бурунқи үзүмзарлиқниң қәдими ядикарлиқи байқалди
- Муқам, б д т ниң инсанлар арисида ағзаки сақлиниватқан мәдәнийәт байлиқлири тизимликигә киргүзүшкә сунулди
- Крорән қәдимий шәһәр харабиси бузғунчилиққа учримақта
- Америка вә хитайниң нәшрият саһәсидики пәрқлири
- Америка вә уйғур мутәхәссислириниң қош тиллиқ маарипқа болған көз қариши