Фамилә таллиғанда миллий кимликни гәвдиләндүрүш муһимму яки диний кимликниму?
2005.08.17
Фамилә аилә, бир җәмәт һәм һәтта бир милләтниң ғурури, миллий кимликиниң бәлгиси. Бурунқи программалиримизда тилға алғандәк, уйғурларда фамилигә болған җиддий еһтияҗ, тәқәззалиқ долқуни қайтидин көтүрүлмәктә.
Әмма уйғурлар арисида фамилә қоллиниш мәсилисидә охшимиған еқим, көз қараш вә нурғун қалаймиқанчилиқлар мәвҗут. Болупму исим фамилә ишләткәндә миллий кимликни гәвдиләндүрүш керәкму? яки диний кимликиниму? дегән мәсилидә талаш тартишлар давам қилмақта.
Исим вә фамилини қандақ шәкилдә қоллиниш тоғрилиқ муәййән бир қелип болмиғачқа мәзкур мәсилә йәнила уйғурларниң мулаһизә йүргүзүп бирликкә келишини күтүп турмақта.
Бу минасивәт билән мухбиримиз гүлчеһрә уйғур зиялийси, язғучи әхмәтҗан осман әпәнди вә доктор қаһар барат әпәндини телефон билән зиярәт қилип, уларниң бу һәқтики көзқарашлирини сориди.