Хитайлар шәрқий түркистанда террорчилиқ елип бармақта

Доктор нурулла айдин әпәнди

"Милли стратегийә" вә "йеңи әсирдә түркийиниң милли стратегийиси" қатарлиқ китабларниң язғучиси, тонулған стратегийә вә террор мутәхәссиси ғази университети оқутқучиси профессор нурулла айдин әпәнди ихтияри мухбиримиз әркин таримниң зияритини қобул қилип, мухбиримизниң террор вә уйғурлар мәсилиси һәққидики соаллириға җаваб бәрди.

Нуруллаһ айдин әпәнди түркийидә дөләт вә сиясәт саһәсидә нурғун йеңи уқумларниңму оттуриға қойғучиси болуп, униң бу һәқтә нурғун китап вә мақалилири бар.

Нурулла әпәнди сөзидә, хитай һөкүмитиниң 11-сентәбир вәқәсидин кейин уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини террорчилиққа бағлап бастуриватқанлиқини, уйғурларниң өз һәқ вә һоқуқи вә мәдәнийитини қоғдаш үчүн елип бериватқан һәрикәтлирини хәлқара өлчәм бойичә террорчилиқ һесабланмайдиғанлиқини ейтти. У йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә дөләт террори елип бериватқанлиқини оттуриға қойди.

Бу һәқтики мәлуматларни, ихтияри мухбиримиз әркин таримниң доктор нурулла айдин әпәнди билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org