Хитай-африқа һәмкарлиқидин уйғур мәсилисигә нәзәр
2024.09.11
Явропа мустәмликичилик тарихиниң сайилири африқа қитәсидин көтүрүлүп кетиватқанда тәдриҗий йосунда уларниң орнини еливатқан йеңи күч 1949-йили коммунистик түзүмдики йеңи дөләтниң қурулғанлиқини елан қилған хитай болди. Мав зедоң дәвридин буян хитай һөкүмити “дуня бойичә әң намрат район” дә қариливатқан африқа билән әң қоюқ дипломатик алақә орнатқан чоң дөләт болуш билән биргә африқа қитәсидики бир қисим “азадлиқ һәрикәтлири” гә маддий җәһәттин ярдәм берип, өзлириниң “езилгүчиләрниң ғәмгузари” икәнликини намаян қилди. Әмма бу хил “достлуқ” вә “һәмкарлиқ” мунасивитигә йерим әсирдин ашқан бүгүнки күндә хитай һөкүмитиниң африқа әллири билән болған сиясий вә иқтисадий мунасивәтлириниң бәкму йирақни көзлигән мәнпәәт қилтиқи икәнлики көпләп ашкара болушқа башлиди.
Ундақта хитай билән африқа әллири арисидики бу хил һәмкарлиқниң уйғурлар билән бирәр алақиси болуши мумкинму? әлвәттә мумкин! мумкин болупла қалмай, хитай билән африқа арисидики мунасивәт уйғур мәсилисиниң хәлқара қанунлар бойичә һәл болушиға изчил тосалғу пәйда қилип келиватқан муһим амилларниң бири һесаблиниду. Ундақта бу зади қандақ иш? бүгүн биз 2024-йили 4-сентәбирдин 6-сентәбиргичә ечилған “хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири йиғини” вә униң уйғур мәсилиси билән болған мунасивити һәққидә мәхсус тохтилимиз.
Бу йил сентәбирниң бешида зор дағдуға билән ечилған “хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири йиғини” хәлқара учур васитилиридики қизиқ нуқтилиқ темиға айланди. Бундақ болушидики сәвәбму дәл хитай билән америка башчилиқидики ғәрб әллири арисидики күнсери кәскинлишиватқан вәзийәт нуқтисидин болди.
Хитай билән африқа арисидики бу аталмиш “һәмкарлиқ мунбири” гәрчә 2000-йили қурулған болсиму, әмма улар арисидики һәмкарлиқ сабиқ совет иттипақи дәвригичә тутушидиғанлиқи һәммигә мәлумлуқ. Йәни, мав зедоң дәвридиму, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) дики қоллаш күчини зорайтиш, хәлқарадики тәсир даирисини өстүрүш, шундақла хитай өзини үчинчи дуня әллириниң баш рәһбиригә айландуруш арзуси үчүн африқа дөләтлирини маддий вә мәниви җәһәттә күчлүк қоллиған. Һәтта хитайдики аталмиш “үч йиллиқ зор ачарчилиқ” мәзгилидиму, милйонлиған адәмләрниң ачарчилиқтин өлүп кетишигә қаримай, африқиға болған ярдәмни қәтий тохтитип қоймиған. Дәрвәқә, хитайниң бу “тиришчанлиқи” му әлвәттә өзигә тушлуқ мевә бәргән. Йәни африқа қитәсидики тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң б д т ға арқа-арқидин әза болуши билән хитайниң б д т дики имтиязи зор дәриҗидә ашқан. Һәтта 1971-йили “җуңхуа минго һөкүмити” ни б д т дин чиқирип ташлап, хитай хәлқ җумһурийитиниң хитайға вәкиллик қилидиған бирдинбир дөләт сүпитидә б д т ға киришиму, дәл шу имтиязниң нәтиҗисидур. Хитайниң африқидики мәвҗутлуқи уни хәлқарадики образини яхшилаш, тәсирини күчәйтиш вә б д т да чиқирилидиған хәлқаралиқ чоң қарарларниң нәтиҗисигә тәсир көрситиш қатарлиқ түрлүк мәнпәәтләргә ериштүргән. Мана бүгүн африқа дөләтлири арисида уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриғанлиқини етирап қилған бирму дөләтниң болмаслиқиму дәл бу сәвәбтин, дейишкә болиду.
Бу нөвәтлик хитай-африқа һәмкарлиқ мунбиридә кишиләрниң диққитини тартқан әң муһим бир нуқта болса, хитай рәиси ши җинпиңниң кәлгүси үч йилда африқини 360 милярд сом (тәхминән 51 милярд америка доллири) билән тәминләйдиғанлиқини җакарлиши болди. Буму дәл хитайниң африқа әллиригә “ярдәм бериш” сияситиниң өткән әсирдин таки бүгүнгичә һеч өзгәрмәй давам қиливатқанлиқиниң пакитидур. Хитай өзиниң бу дөләтләргә қиливатқан ярдимини “хитай услубидики Маршал пилан” дәпму тәшвиқ қилип бақти. Қизиқарлиқи, хитайниң бу “маршал пилани” америкиниң 1948-йили йолға қойған маршал пиланидәк, ярдәмгә еришкән дөләтләрни тәрәққий қилдуруп, күчлүк дөләтләр қатариға киргүзәлмиди. Әксичә, хитай билән йеқинлашқан дөләтләрниң мутләқ көпи тәрәққий қилиш уяқта турсун, әксичә хитайға мунқәрз болуштәк қисмәттин қутулалмай кәлди. Бундақ бир шәкилдики “ярдәм” ни қандақму америкиниң маршал пиланиға охшатқили болсун?
Америкиниң маршал пилани болса иккинчи дуня урушидин кейин явропадики дөләтләрниң қайта қуруш ишлириға ярдәм беришни пилани болсиму, кейинки вақитлар маршал пилани йәнә японийә, корейә, малайсия, һиндонезийә, тәйвән қатарлиқ нурғун асия дөләтлириниңму қайта қуруш ишлирини зор ярдәм билән тәминлиди. Мусулман дөләтлири ичидә әң дәсләп америкиниң маршал пиланидин нәп алған дөләт дәл түркийәдур. Иккинчи дуня уруши ахирлишип, дуня соғуқ уруш дәвригә киргинидә, түркийә худди башқа мусулман дөләтләргә охшашла сабиқ совет иттипақиниң коммунист идийәси тәсиригә учраш хәвпигә дуч кәлди. Түркийә бу хәвптин қутулуш үчүн америкиниң маршал пиланиға қошулуп, зор иқтисадий вә һәрбий ярдәмләргә еришти. Түркийә сиясити ғәрб демократик қиммәт қарашлирини қоллайдиған тәрәпкә тәрәққий қилип, сталин башчилиқидики сабиқ совет иттипақиниң тәсиридин тез сүрәттә қутулди. Әмма оттура шәрқ, африқа дөләтлири болса сабиқ совет иттипақиниң тәсиридә ғәрбтин тәдриҗий йирақлишиш йолини таллиди. Демәк, һәр ким өзи таллиған йолға көрә мәнзилигә улишиду. Ғәрб демократик қиммәт қарашлириға әгәшкән дөләтләр билән сабиқ совет иттипақи, кейинки русийә вә хитайниң коммунист идийәсигә әгәшкән дөләтләрниң бүгүнки реаллиқи буни дәлилләп турупту.
Бу қетимқи хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири йиғинида гәрчә ши җинпиң африқини зор миқдардики иқтисадий ярдәм билән тәминләйдиғанлиқиға вәдә бәргән болсиму, лекин африқа дөләтлириниң хитайға болған қәрзлирини бикар қиливетиш һәққидики авазлириға инкас қайтурмиған хитай, 10-Сентәбирдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида Бу һәқтә “Африқа әллириниң қәрзини йениклитишкә тәрәққий қилған дөләтләрни ярдәм беришқа чақиримиз” дегәндәк күлкилик инкас қайтурди. Демәк, хитайниң қаришичә, африқилиқларниң хитайға болған қәрзини, америка қатарлиқ тәрәққий тапқан әлләр төләп бериши керәк! хитай болса африқидики талан-тараҗлирини давамлаштуруп, африқа хәлқини қәрз патқиқиға патуруп қоюшни давам қилиши, африқилиқларни хитайға давамлиқ беқинип, хитайниң сизиқидин чиқалмайдиған қиливетиши керәк!
Дәрвәқә, биз аввалқи обзорлиримизда оттуриға қойғинимиздәк, хитайниң уйғурлар үстидә өткүзгән ирқий қирғинчилиққа җинайи җавабкарлиқни үстигә алмисиму болидиған бир йол бар дейилсә, у болсиму хитайни мәркәз қилған йеңи дуня түзүлмисиниң орнитилишидур. Бундақ бир йеңи дуня түзүлмисини орнитиш ениқки хитайниң қуруқ шоари билән әмәлгә ашмайду. Бәлки ғәрб өчмәнлики билән қоралланған дөләтләрни өз йениға тартишла хитайниң бүйүк пиланини рояпқа чиқириштики әң муһим күч болалайду. Бу нуқтидин қариғинимизда, хитайниң африқа дөлитигә зор иқтисадий ярдәм бериши әмәлийәттә, америка башчилиқидики ғәрб дунясини көздин йоқитиш вә уйғур ирқий қирғинчилиқидики җинайи мәсулийәттин қечиш тактикиси болғанлиқини көрүп йетишимиз тәс әмәс.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]