Б д т кишилик һоқуқ кеңишидики уйғурларға аит сәтчиликләр қачан түгәйду?
2022.08.09
Көзәткүчиләрниң қаршичә, б д т кишилик һоқуқ кеңишидики сәтчиликләрниң алий комиссар мишел бачелет(Michelle Bachelet) ниң 8-айниң 31-күни вәзиписидин айрилиши билән түгәйдиған-түгимәйдиғанлиқи һазирчә мәлум әмәскән. Әмма у қалдуруп кәткән җараһәтләр, у пәйда қилған адаләтсизликләрниң у кәткәндин кейин қайтидин оттуриға чиқип, хәлқарада бәлгилик ғулғулиларға сәвәб болидиғанлиқи ениқ икән.
Германийәдә җиддий учурларни тарқитидиған “хәвәрләр” қанили 8-айниң 8-күни “вақит б д т ниң өз һәқсизлиқлирини түзитидиған вақиттур” намлиқ бир мақалә елан қилди. Мақалини австралийәлик язғучи җош фелдман язған болуп, униңда дуняниң сиясий лидерлириниң һазирғичә һәл болмиған б д т ға мунасивәтлик бир адаләтсизликни һәл қилишқа күч чиқириши лазимлиқи вә бу лидерларниң һәқсизлиқларға учриғанларни ақлаш мәҗбурийити барлиқи тәкитләнгән.
Мақалиниң баш пирсунажи уйғурларға аит бир һәқиқәтни сөзлигәнлики үчүн иштин бошутулған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң сабиқ хизмәтчиси емма рейлий ханим вә емма рейлий мәсилиси үстидин һөкүм чиқиришқа мәсул болған б д т ичкий ихтилаплар коллегийәсиниң рәиси рован довниң әпәнди болған. Рован довниңму һәқтә чиң турғанлиқи үчүн иштин бошутулған.
Мақалида тәсвирлишичә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң сабиқ хизмәтчиси емма рейлий ханим 2013-йилидин буян өз башлиқиниң б д т йиғинлириға қатнашмақчи болған өктичи уйғурларға даир мәлуматлар билән хитайни тәминләп турғанлиқини, буниң б д т ниң принсиплириға хилап икәнликини б д т ниң юқури дәриҗилик әмәлдарлириға мәлум қилған. У өз шикайәтлиридә, учурлири тәминләнгән уйғурларниң аилә-тавабиатлириниң хитайда хәтәргә учраш мумкинчиликиниң мәвҗудлиқини испатлайдиған пакитларниң барлиқини, бу мәсилигә болупму б д т баш катибатлиқиниң җиддий қариши лазимлиқини мунасивәтлик органларға инкас қилған.
Мақалидә йезилишичә, хитайға һәр қетим берилгән уйғурларға мунасивәтлик тизимликниң бешидин д у қ ниң һазирқи рәиси долқун әйса әпәнди орун алған. Бирақ, б д т да емма рейлий ханимниң шикайәтлиригә көңүл бөлидиған адәм болмиған. Емма рейлий ханим өз авазини һечкимгә аңлиталмиғандин кейин, бу мәсилини явропа иттипақи, америка, әнгилийә, канада, франсийә, германийә, голландийә қатарлиқ нурғунлиған дөләтләргә мәлум қилған. Голландийәниң 2019-йилидики бир җаваб хетини һесабқа алмиғанда, башқа дөләтләр униң хәтлиригә җаваб бәрмигән. Бухил һәқсиз сүкүткә чидимиған емма рейлий ханим вәқәни 2021-йили 3-айдин башлап мәтбуатқа ашкариливәткән һәмдә б д т ни “хитайниң ирқий қирғинчилиқиға шерик болди” дәп әйиблигән. Ғәрбтики даңлиқ ахбарат вастилиридин әнгилийәниң BBC, американиң Politico, франсийәниң Le Monde қатарлиқ көплигән гезитлар бу вәқәни қизиқ тема сүпитидә тарқатқан.
Б д т баш катипи антонийо гутерресниң баянатчиси вәқәни инкар қилмиған болсиму, өзлириниң хитайниң ирқий қирғинчилиқиға шерик болмиғанлиқини тәкитләп, б д т да хитайни уйғурларниң учурлири билән тәминләйдиған сәтчиликниң 2013-йилидин 2015-йилиғичә 6 қетим йүз бәргәнликини, униңдин кейин йүз берип бақмиғанлиқини тилға алған. Емма рейлий ханим буниң билән 2021-йили 11-айға кәлгәндә өз хизмитидин айрилип қалған. Б д т даирилири йәнә шиветсарийә сақчилирини униң өйигә әвәтип, емма рейлийға “ашкара сорунларда шинҗаң тоғрисида сөзлимәслик” ни агаһландурған.
Емма рейлий ханимниң “б д т ниң мәхпийәтликини ашкарилап қойған еғир мәсулийәтсизлики” үстидин һөкүм чиқириш вәзиписигә б д т ичкий ихтилаплар коллегийәсиниң рәиси рован довниң әпәнди мәсул қилинған. Бу сотчи әпәнди емма рейлий ханимни әйибләшниң һәқсизлиқ болидиғанлиқини чүшәнгән вә у оттуриға қойған мәсилиниң тәкшүрүшкә әрзийдиғанлиқини илгири сүргән. Қизиқарлиқи, у емма рейлий ханимни тоғриға чиқиридиған ахириқи һөкүмни елан қилиштин 10 күн бурун тосаттин вәзиписидин қалдурулуп, иштин һәйдәлгән. Буниң билән б д т да һәқтә чиң турғанлиқи үчүн хизмитидин һәйдәлгән кишиләрниң сани иккигә йәткән.
Мақалидә баян қилинишичә, кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн қурулған б д т да, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә алақидар болған бу адаләтсиз вәқә хитайниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” хәлқараға техи дәлил-испатлири билән ашкара болмиған бир чағда йүз бәргән болсиму, 1 милйондин артуқ уйғурниң ирқий қирғинчилиқниң қурбаниға айлиниватқанлиқи йетәрлик дәриҗидики дәлилләр билән ашкариланған бүгүнки күндиму мәзкур вәқәниң һазирға қәдәр хуласиси чиқмиған.
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң уйғурлар мәсилисигә тутқан позитсийәсиниң һазирға қәдәр сәлбий болуп кәлгәнликини тилға алған вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәнди, мишел бачелет алий комиссар болғандин кейин техиму начарлашқанлиқини, бу орунни ислаһ қилишниң тәхирсизликини тилға алди. Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәндиму, б д т ни ислаһ қилишниң нөвәттә хәлқаралиқ бир пикир еқимиға айлиниватқанлиқини тәкитлиди.
“вақит б д т ниң өз һәқсизлиқлирини түзитидиған вақиттур” намлиқ мақалидә бу вәқәниң җәрянлири тәпсилий оттуриға қоюлған. Мақалә мундақ җүмлә билән ахирлашқан: “мишел бачелетниң б д т дики алий комисарлиқ вәзиписи 8-айниң 31-күни ахирлишиду. Бейҗиңни өктичи күчләрниң тизимлики билән тәминлигән ишханиниң рәһбири болуш сүпити билән, униң бу ишта интайин еғир мәсулийити бар. Әпсуслинарлиқи, йетәрлик дәриҗидики хәлқаралиқ бесимниң түрткисидә ташқий җәһәттин тәкшүрүш имканийити болмиған әһвал астида, униң варисиниң (мишел бачелеттин кейин тәйинлинидиған алий комиссарниң) б д т ниң узун йиллардин буян давамлаштуруп кәлгән хитайниң уйғурлар вә башқа азсанлиқ милләтләрни бастурушлирини қоллишини ахирлаштуридиғанлиқидин үмид күтүшкә асасимиз йоқ. Әгәр бу дуняниң сиясий лидерлиригә универсал кишилик һоқуқни қоғдаш вә һәқтә чиң турушниң пурситини яритип беридиған бир вақит нисип болидиған болса, бу дәл һазирниң өзидур. Бәлки бу вақит алиқачан келип өтүп кәтти.”