Бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қарши һәрикәтниң ахирқи нәтиҗиси немә болди?
2022.01.14
13-январ күни д у қ чақириқ елан қилип, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси башлинидиған 4-феврал күни пүтүн дуня миқясида олимпиккә қарши ахирқи намайишини өткүзүш тәшәббусини оттуриға қойди. Чақириқта шундақ ибариләргә орун берилгәниди: “2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш мәсилисидә хитайға қарши интайин күчлүк бир хәлқаралиқ бесим шәкилләнгән болсиму, әпсуски хәлқара олимпик комитети олимпикниң роһиға хилап һалда 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик йиғинини хитайдәк залим, диктатор вә фашист бир дөләттә өткүзүш қараридин әсла ваз кәчкини йоқ, йәнә нурғун дөләтләр ениқ позитсийә билдүрүштин өзини қачуруватқан яки тәвриниш ичидә қалған бир вәзийәттә турмақта, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикигә саһибхан болған көплигән хәлқаралиқ ширкәтләр вә даңлиқ маркиларму хитайдин алидиған пайда-мәнпәәтлиридин меһрини үзәлигини йоқ!”.
Чақириқта йәнә мундақ дейилгән: “дуня уйғур қурултийи һәрқайси әлләрдә паалийәт елип бериватқан пүтүн тәшкилатлиримизни, сиясий паалийәтчилиримизни вә авам хәлқимизни бейҗиң ирқий қирғинчилиқ олимпики башлинидиған 4-феврал күни өзлири турушлуқ дөләтләрдә һәм бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәм ғулҗа қирғинчилиқиниң 25-йиллиқини хатириләш мунасивити билән бир туташ һалда кәң көләмлик наразилиқ паалийәтлирини уюштурушқа чақириду!”.
Дәрвәқә, 2 йилдин буян уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин тәркиб тапқан 200 гә йеқин тәшкилат тәрипидин қурулған “2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш иттипақи” дуня миқясида көп хил усулларда қаршилиқ һәрикәтлирини елип барған, америка башлиқ бир қисим ғәрб демократик дөләтлири бу мусабиқини байқут қилған яки һәрхил сәвәбләр билән бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә дөләт рәһбәрлирини әвәтмәйдиғанлиқини билдүргән болсиму, 4-феврал күни хитай пайтәхти бейҗиңда башлинидиған бу мусабиқә әмәлдин қалмиди яки хәлқара олимпик комитети өз қараридин ваз кәчмиди.
У һалда, 2 йилдин буян хәлқарада охшимиған усулларда давам қилған “2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш” тин ибарәт бу қаршилиқ һәрикәтлиридин зади қандақ бир нәтиҗә һасил болди?
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу соалимизға җаваб бәргәндә, гәрчә бейҗиң олимпик мусабиқиси әмәлдин қалмиған болсиму, олимпиккә қарши бу һәрикәтниң аз дегәндә хәлқарада уйғур ирқий қирғинчилиқиниң тонулушиға зор һәссә қатқанлиқини, бирқисим дөләтләр вә тәнһәрикәтчиләрниң байқут елан қилишиға, хитайни әйиблишигә түрткә болғанлиқини, уйғурлар мәсилисиниң хәлқара сиясий сәһниләрдә даима күнтәртиптә турушиға һәм дуня миқясида хитайға қарши кәйпиятниң омумлишишиға төһпә қошқанлиқини тилға алди. У сөзидә йәнә, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қарши бу һәрикәтләрниң хитайниң зади қандақ бир дөләт, һакимийәт болғанлиқини хәлқи аләмгә тонутушта зор рол ойниғанлиқини тәкитлиди.
Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиму бу хусуста өз қарашлирини ипадә қилип өтти. Униң билдүрүшичә, ахирқи қетимлиқ бу намайишниң 4-феврал күнигә орунлаштурулушидики сәвәбниң бири, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қарши һәрикәтләрниң әң ахирқи бир долқунини пәйда қилиш болса, йәнә бири, бундин 25 йил илгири йүз бәргән “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләш икән.
4-Феврал күни германийәниң карлсруһә шәһиридә өткүзүлидиған бирләшмә намайишни 8 тәшкилат ортақ елип беришни қарар қилған. Карлсруһә шәһиридә яшайдиған уйғур зиялийси әнвәр әһмәт әпәнди мәзкур намайиш тоғрисида қарашлирини баян қилип өтти.
“җәнубий германийә гезити” ниң 14-январ елан қилған хәвиригә қариғанда, олимпик мусабиқисиниң 3 қетимлиқ чемпийонлуқини қолға кәлтүргән германийәлик чолпан феликис лох 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилған. У а р д телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилғанда, германийә һөкүмитиниңму америка вә әнглийәгә охшаш байқут қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп: “сиясий җәһәттин байқут қилиш пүтүнләй тоғра, әгәр германийәму бу сәпкә қошулса, мән көп миннәтдар болған болаттим” дегән. Бундин илгириму, германийәдики бәзи тәнтәрбийә чолпанлириниң хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә уйғурларға селиватқан зулумлири сәвәблик 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилғанлиқиға даир хәвәрләр тарқалғаниди.