“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң сиясий арқа көрүнүши

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.02.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
“5-феврал ғулҗа вәқәси” дә һаятидин айрилғанлар һәққидә әслимиләр (2) Хитай һөкүмити 1997-йили 5-феврал күни, ғулҗа яшлириниң тинч йол билән елип барған намайишини қанлиқ бастурған.
Yettesu

1997-Йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә йүз бәргән “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи”, уйғур хәлқиниң коммунист хитайниң мустәмликиси астидики йәнә бир қетимлиқ кәң көләмлик қораллиқ қирғинчилиққа учраш паҗиәсидур. Бу паҗиәниң йүз бәргинигә гәрчә йигирмә нәччә йил болған болсиму, әмма бу қирғинчилиқниң тәпсилатини хитай һөкүмити һазирға қәдәр ашкарилиғини йоқ. Әксичә уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқлирини һәқсизләштүрүш үчүн мәзкур вәқәни “хәлқара терорлуқ һәрикәтлири” гә бағлап изчил қарилап кәлмәктә.

Мәлум болғинидәк, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини “хәлқара терорлуқ” қа бағлиши, “барин инқилаби” билән тәң оттуриға чиқип, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” дин кейин уйғурларни “хәлқара терорлуқ тизимлики” гә киргүзүш билән ирқий қирғинчилиқиға қануний йол һазирлиған иди.

Бүгүн шу өтмүшимизгә қарайдиған болсақ, әслидә хитай һөкүмитиниң болупму ислаһаттин кейин йүз бәргән икки қетимлиқ уйғур оқуғучилар һәрикитидин кейин, уйғур мәсилисиниң характерини әпчиллик билән бурмилиғанлиқини вә бу бурмилашлашлардин кейин уйғурларниң хитай ичи вә хәлқара җәмийәтниң нәзәридики образиниң сәлбий тәсиргә учриғанлиқини көрәләймиз. Һалбуки, ирқий қирғинчилиқни баштин кәчүриватқан бир милләт болуш сүпитимиз билән баштин кәчүргәнлиримизни әқил билән көзитиш вә униң һәқиқий маһийитини чүшиниш, мәвҗут кризислардин қутулушимизниң һәл қилғуч амиллиридин биридур.

Ундақта, нәзәримизни өткән тарихқа ағдуруп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға аталмиш “үч хил күч” төһмити артқан ашу дәврләрни әсләп бақайли.

Мәлумки, өткән әсирниң 70-йиллириниң ахири хитай әмдила он йиллиқ қалаймиқанчилиқни ахирлаштуруп, еғир сиясий вә иқтисадий кризстин қутулушниң йолини издәшкә башлиғаниди. Дәл шу пәйттә “ислаһат елип бериш” хитай дөлитини сақлап қелишниң бирдинбир чиқиш йоли дәп қаралди. Һалбуки, хитай бир миллий дөләт болмастин, бәлки дөләт ичидә “миллий територийәлик аптономийә” йолға қоюлған “көп милләтлик дөләт” иди. Навада ислаһат елип берилса, бу ислаһатниң әйни вақиттики хәлқара вәзийәтниң күчлүк тәсиригә учрап, хитайниң һакимийәт улини тәвритип қоюшидин қаттиқ әндишә қилатти. Чүнки хитай коммунист һөкүмити қурулғандин буян оттура шәрқ, африқа вә латин америкасидики хәлқләрниң “миллий мустәқиллиқ һәрикәтлири” ни әң күчлүк қоллап келиватқан дөләт иди. Бундақ әһвалда дөләт ичидики уйғур, тибәт. Моңғул қатарлиқ хитай болмиған хәлқләрниң миллий мустәқиллиқ һәрикәтлирини бастуруш хитайниң сахтипәзликини чандуруп қоятти. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити бир тәрәптин ислаһат елип берип, хитайни қийин әһвалдин қутқузуп қалидиған, йәнә бир тәрәптин уйғур қатарлиқ милләтләрниң мустәқиллиқ йоллирини үнүмлүк тосуялайдиған чарә тепиш үстидә баш қатурушқа башлиди. Шундақ қилип, хитай һөкүмити алди билән, 1975-йили әмәлдин қалаурулған биңтуәнни әслигә кәлтүрди. Уйғур елида биңтуәнниң әслигә кәлтүрүлүши, хитайниң ислаһатни йолға қойғандин кейин уйғурларни тезгинләштики дәсләпки қәдими болди. Әмма бу һадисә икки қетимлиқ уйғур оқуғучилар һәрикитигә, йәни уларниң “уйғурларниң аптономийә һәққини капаләткә игә қилиш, демократийә, әркинлик вә баравәрлик” тәләп қилиштәк қаршилиқ һәрикитигә сәвәб болди. Бу шуарларниң оттуриға чиқиши хитайни техиму чөчүтти. Чүнки уйғурларниң демократийә, әркинлик, баравәрлик истики “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” ниң роһиға уйғун келәтти. Уйғурларниң аптономийә һәқлирини капаләткә игә қилиш тәләплири хитайниң хәлқара қанунларға хилап һалда, бир милләтниң өз тупрақлирини өзи идарә қилиш һәққини чәклигәнликидәк җинайитини оттуриға чиқиратти. Техиму қорқунучлуқи, бу һадисә уйғур қатарлиқ хәлқләр билән хитай арисидики мунасивәтләрниң ич йүзини хәлқара сәһнигә елип чиқип, хитайниң һакимийәт улини тәвритип қоюшиға сәвәб болуши мумкин иди.

1989-Йили йүз бәргән “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” хитай вәзийитини техиму җиддий һаләткә елип кирди. Бу вәқәниң қанлиқ бастурулуши, хитайниң “ғәрб демократик қиммәт қарашлири” ни әсла қобул қилмайдиғанлиқини йәнә бир қетим испатлиди. Бу вәқәдин кейин, хитай компартийәси сабиқ совет иттипақиниң изини басмайдиғанлиқини техиму ениқ оттуриға қоюшқа башлиди. Хитайниң иккинчи әвлат рәһбири дең шявпиңму сабиқ совет иттипақи вә шәрқий явропа вәзийити һәққидә шу мәзгилләрдә бир қисим қарашлирини арқа-арқидин елан қилди. Униң қаришичә, сабиқ совет иттипақиниң вәйран болуши ғәрбниң тәсири вә совет иттипақи рәһбәрлириниң бошаңлиқидин болғаниди. Сабиқ совет иттипақиниң йолида меңиш хитайниңму “парчилиниши” ни кәлтүрүп чиқиратти. Ақивәттә, дең шявпиң оттуриға чиқарған “дөләтниң парчилинип кетиш әндишиси” хитай һакимийитиниң хитай хәлқниң каллисини ғәрбкә қарши идийә билән ююшидики әң өткүр қоралға айланди. Бу қорал өз нөвитидә йәнә хитай һакимийитиниң уйғурларни аталмиш “үч хил күч” билән қарилиши вә йилларчә зулум қилишиға хитай хәлқиниң сүкүт қилишидәк бинормаллиққа шараит яратти.

Мана мушундақ бир вәзийәттә, 1990-йили йүз бәргән “барин инқилаби”, хитай һакимийитиниң уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқ һәрикәтлириниң маһийитини “үч хил күч” қалпиқи билән бурмилаштики тунҗи қәдими болди. “барин инқилаби” ниң партлишиға сәвәб болған асаслиқ амилларниң бири, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида қаттиққоллуқ билән йүргүзиватқан пиланлиқ туғут сиясити иди. Чүнки бу сиясәт сәвәблик уйғур деһқанлири түрлүк зиянкәшликләргә учраш билән биргә, хитай өлкилиридин уйғур елигә тохтимай еқип чиқиватқан хитай көчмәнлириниң байлиқ мәнбәлирини талан-тараҗ қилиши нәтиҗисидә уйғурларниң яшаш имканийәтлири барғансери тарийип кәткән иди. Бу инқилабниң арқа көрүнүши әмәлийәттә хитай дәватқан “үч хил күч” билән қилчә алақиси болмиған, уйғур деһқанлириниң хитайниң чәктин ашқан зулумлириға қарши көрсәткән қаршилиқи иди. Лекин уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқлириниң маһийитини хитай һөкүмитиниң бурмилиши нәтиҗисидә, уйғурлар хитайдики башқа хәлқләрниң ишәнчисигә, қоллишиға, һесдашлиқиға әмәс, әксичә нәпритигә, қорқунчиға вә чәткә қеқишиға дуч кәлди.

“барин инқилаби” ниң “радикаллиқ” вә “бөлгүнчилик” билән бурмилиниши, уйғур елида биңтуәнниң “муқимлиқни қоғдаш” намида күчлинишигә техиму дағдам йол ачти. Шу чағлардин башлапла хитай ичидә дөләтниң парчиланмаслиқи вә бихәтәр болушиниң асаси “бөлгүнчи вә әсәбий күчләрни йоқитиш” икәнликидәк тәшвиқатлар күчлүк рәвиштә елип берилди. Хитайда “бөлгүнчилик”, “әсәбийлик” темилириниң оттуриға чиқиши һәр вақит уйғурларға бағлинип, өткән әсирниң 80-йиллирида хитайниң деңиз яқиси районлирида тиҗарәткә маһирлиқи, сәмимий, ақ көңүл, пәзиләтликликивә өзгичә мәдәнийити билән хитай хәлқини таң қалдурған уйғурлар, 90-йиллардин кейин аста-аста “оғри”, “янчуқчи”, “зәһәр әткәсчиси”, “радикал”, “бөлгүнчи” дәп қарилинишқа башлиди. Уйғурларниң образиниң хүнүкләштүрүлүшигә әгишип, йәнә бир түркүм аҗайип қисмәтләр уйғурларниң бешиға келишкә башлиди. Бу дәврдә уйғур елида тарихта көрүлүп бақмиған уйғур балилириниң хитай өлкилиригә алдап елип кирилиши, адәм әткәсчилики, зәһәр чекиш вә сетиш билән шуғуллиниш әһваллири еғирлап кәткәниди. Буниң нәтиҗисидә нур уйғур аилилири ханивәйран қилинди. Йәнә нурғунлиған уйғур яшлири әйдиз қатарлиқ юқумлуқ кесәлликләрниң асаритигә қалди. 90-Йиллар һәқиқәтән уйғурлар үчүн зор йоқитиш болған қорқунучлуқ йиллар болғаниди. Әмма хитай һөкүмити уйғур елида йүз бериватқан бу мәсилиләрни һәл қилишқа һечқандақ үнүмлүк чарә қолланмиди. Мана мушундақ бир вәзийәттә, ғулҗани мәркәз қилған уйғур җәмийитидә “мәшрәп йиғилиши”, уйғур яшлирини уйғур миллий әхлақи вә диний-етиқад принсиплири бойичә тәрбийиләп, қутулдурушниң үнүмлүк йолиға айлинишқа башлиди. Әмма хитай һөкүмити уйғур яшлирини қутқузушта үнүми көрүнәрлик боливатқан “уйғур мәшрәп” паалийәтлиридин қаттиқ биарам болушқа башлиди.

1996-Йилиниң башлирида хитай компартийәси мәркизий комитети “7-номурлуқ һөҗҗәт” елан қилип бир йил болғанда, йәни 1997-йили февралда уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә уйғур яшлириниң йәнә бир қетимлиқ қаршилиқ һәрикити йүз бәрди. Бу һәрикәтниң оттуриға чиқиш сәвәбиму хитай һөкүмитиниң “уйғур мәшрәп йиғилиши” ни хитайниң һакимийәт бихәтәрликигә тәһдит дәп қариған “үч хил күч” дәп қарилиғанлиқи вә нурғун уйғурларни бу сәвәблик тутқун қилғанлиқидин иди. Шуниңдин етибарән, уйғурлар хитай ичи вә сиртида “үч хил күч” қалпиқи билән қарилинип, изчил һалда түрлүк зиянкәшликләргә учрап кәлди. Хитай һөкүмитниң уйғурлар үстидә өткүзгән түрлүк җинайәтлири дәл бу “үч хил күч” төһмити астиға көмүлүп, уйғурларни пүтүн дуняниң нәзәридин йирақ қалдурди.

Хитай һөкүмити, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини “хәлқара терорлуқниң бир қисми” қилип көрситишкә башлиғандин тартип, таки лагерлар мәсилиси хәлқараға ашкариланған 2017-йилларға қәдәр, уйғур мәсилиси хәлқараға “хитайниң ички иши”, “хитайниң земин пүтүнлүкини парчилашқа урунған бир учум ‛шәрқий түркистанчи‚ларниң бөлгүнчилик һәрикити” дәп тәшвиқ қилинди. Техиму ечинарлиқ йери шуки, һәтта бир қисим дөләтләр вә хәлқаралиқ органларму хитай тәминлигән тәшвиқатларға асаслинип, буни шундақ чүшәнди вә қобул қилди. Шу сәвәбтин, уйғурлар өз вәтинидә қандақ зулумларға учриған болмисун, инсанлиқ һәқлири қанчилик дәпсәндә қилинмисун, хели узунғичә хәлқар җәмийәтниң көңүл бөлүшигә вә диққитигә муйәссәр болалмиди.

Илһам тохтиниң “уйғурларниң аптономийә һәқлири капаләткә игә қилиниши керәклики” һәққидики қарашлири, шундақла бу қарашлири сәвәблик “үч хил күч” җинайити билән әйиблинип, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилиниши, уйғурларниң хәлқарада қайтидин диққәт нуқтисиға елинишиға йол ачти. Хитай ичидики бир қисим хитай зиялийлири уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилинғанлиқини етирап қилидиған вә хәлқарадиму хитайниң уйғурларни “хәлқара терорлуқ” қа бағлишиниң әқилгә уйғун әмәслики һәққидә сөзләйдиғанлар көпийишкә башлиди. 2017-Йили лагерлар мәсилисиниң оттуриға чиқиши билән хитайниң 19-қурултейида ши җинпиңниң ғәрбкә җәң елан қилиши охшаш вақитқа тоғра кәлгәниди. Мана бу пәйттә америка қатарлиқ ғәрб дуняси хитайниң дуняға хоҗа болуш ғәризиниң өзлириниң қиммәт қарашлири вә һакимийәт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилидиғанлиқини аста-аста һес қилишқа башлиди.

Бүгүн, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш ялғуз уйғурларниң өзиниң мәсилиси болуштин һалқип, хәлқараниң ортақ мәсилисигә айланди. Бу вәҗидин, уйғур мәсилисиниң һәл болушиму, муқәррәр йосунда ғәрб демократик қиммәт қарашлириниң сақлинип қелиши, хитай һакимийитиниң мәғлубийити билән вуҗутқа келидиғанлиқида шәк йоқ. “барин инқилаби” да, “ғулҗа қирғинчилиқи” да, “26-июн шавгуән вәқәси” дә, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” да вә яки “28-июл йәркән қирғинчилиқи” да бигунаһ өлтүрүлгән, зиянкәшликкә учриған уйғурлар үчүн; лагерларға қамалған, өлтүрүлгән, зиянкәшликкә учриған милюнлиған уйғур хәлқи үчүн, хитай һөкүмитиниң җинайи җавабкарлиқлирини сүрүштә қилинидиған күнләрниң келидиғанлиқида техиму шәк йоқ. Чүнки җаһан җаһан болғандин буян җаһаләт, қараңғулуқ вә зулмәт мәлум заман һөкүм сүргән болсиму, әмма адаләт һаман җаһаләт үстидин ғәлибә қилип кәлгән. Тарихтин буян бу һәқиқәт өзгәргини йоқ, шундқла бүгүнму, һәм кәлгүсидиму мәңгү өзгәрмәйду!

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.