Җеррий ши:“хитайдики ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ дә зади немиләр болуватиду?”

Мухбиримиз әзиз
2018.05.24
omurbek-eli-yepiq-terbiyelesh-muxbir-yighlash.jpg Қазақистан пуқраси өмүрбәк ели үрүмчидики “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” дә хитай сақчилири тәрипидин түрлүк қийнашларға учриғанлиқини мухбирға сөзләветип көз йеши қилмақта. 2018-Йили 29-март, алмута.
AP Photo/Ng Han Guan

“тәрбийәләш мәркизи” намида уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлирида мәвҗут болуватқан түрмә шәклидики муәссәсәләрниң йеқиндин буян ғәрб дунясидики бир қисим нопузлуқ ахбарат васитилиридә “йиғивелиш лагери” дәп атилиши һәмдә гитлер германийәси заманисидики җаза лагерлириға охшитилиши сәвәбидин барғансери көп кишиләрниң бу темиға қизиқиватқанлиқи мәлум. Һалбуки хитай һөкүмитиниң учур мәнбәсини қаттиқ қамал қилиши һәмдә бу хил “тәрбийәләш мәркәзлири” дин йенип чиққан кишиләрниң толиму аз болуши, йәнә келип бу кишиләрниң у җайларда немиләрни көргәнлики һәққидә ташқи дуняға сөз қилиш имканиниң болмаслиқи сәвәблик униң ички қисмиға даир учурлар толиму чәклик болуп кәлгән иди.

Америкидики бирләшмә агентлиқниң мухбири җеррий ши имзасида йеқинда елан қилинған зор һәҗимлик мақалә әнә шу хил бошлуқни толдурған йәнә бир әмгәк болуп қалди һәмдә дунядики көплигән ахбарат васитилиридә көчүрүп бесилди. Болупму у зиярәт қилған қазақистан пуқраси өмүрбекниң “тәрбийәләш мәркизи” дә өткүзгән һаяти һәққидә ахбарат саһәсигә ейтқанлири тунҗи болуп радийомиз уйғур бөлүмидә аңлитилғандин кейин җеррий шиниң қәлимидә йәнә бир қетим мәтбуатқа чиқип йеңидин бир зор ғулғулиға сәвәб болған. Буниң билән америкидики аңлиғучилар сани әң көп болған радийолардин “дөләтлик аммиви радийо” си мәхсус җеррий ши билән радийо сөһбити өткүзгән.
“дөләтлик аммиви радийо” синиң хадими ари шапирониң саһибханлиқидики бу сөһбәттә у алди билән хитайниң ғәрбидики мусулманлар районида, йәни уйғурлар диярида көпләп қурулуватқан “тәрбийәләш мәркәзлири” дә милйондин артуқ кишиниң қамақта икәнликини, уларниң һәр күни җиддий һалда “меңә ююш” вә “идийә өзгәртиш” хизмити билән мәшғул болуватқанлиқини сөзләп өтти.

Җеррий ши шуниңдин кейин сөз елип, земин җәһәттә һиндистанниң йеримиға тоғра келидиған уйғурлар дияриниң хитай үчүн бәкму муһим орун икәнликини, чүнки у җайда ғайәт зор миқдарда тәбиий байлиқ записи барлиқини, әмма йәрлик хәлқниң хитайдин айрилип чиқип кетишни арзу қилиши сәвәблик хитай һөкүмитиниң “төмүр мушт” арқилиқ идарә қилиш сияситини иҗра қиливатқанлиқини баян қилди. Униң пикричә, хитай һөкүмити уйғурлар дияридики “әсәбийлик” вә “бөлгүнчилик” амиллирини түгитиш үчүн шу җайдики йәрлик кишиләрниң идийәсини түптин өзгәртип чиқишни қарар қилған һәмдә мәктәп билән қамақхана бир гәвдиләшкән муәссәсәләрни қуруп чиққан. Нөвәттә болса мушу җайларда милйонлиған кишиләрниң ой-пикрини пүтүнләй өзгәртип чиқиш җиддий давам қилмақта икән.

Җеррий ши уйғурлар дияридики түрмидә сәккиз айни өткүзгән өмүрбекниң сәргүзәштигә асасән униң бир саяһәт ширкитидә ишлигәнлики вә “кишиләрниң хитайдин қечип, оттура шәрққә беришиға ярдәмләшкән” дегән гуман билән соал-сораққа дуч кәлгәнликини, шуниңдәк униң қазақистан пуқраси болушиға қаримай “тәрбийәләш” кә елип кетилгәнликини, униң бу җайда үч һәптә “қайта тәрбийә” алғанлиқини баян қилди.

Җеррий ши бу “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң һәм түрмә һәм психикилиқ бесим орни болуштәк алаһидилики һәққидә соралғанда бу җайларға қамалған кишиләрниң диний етиқадини вә миллий кимлик чүшәнчисини йоқитиш, шуниңдәк уларға хитай дөлитигә болған “вәтәнпәрвәрлик” вә “садақәт” туйғусини сиңдүрүш үчүн мәҗбурий йосунда тохтимастин қизил нахша оқуш, шоар товлаш, үзүндә ядлаш, шу арқилиқ уларға хитай компартийәсиниң нәқәдәр “улуғ” икәнлики, бу намрат райондики хәлққә хитай компартийәсиниң қандақ яхши ишларни қилип бәргәнлики, ислам дининиң болса қанчилик хәтәрлик икәнлики дегәнләрни сиңдүрүшкә урунуватқанлиқини сөзләп бәрди.

Һалбуки, җеррий ши өмүрбекниң кәчүрмиши асас қилинған зор һәҗимлик ахбарат әсирини йезиш җәрянида хитай даирилиридин бу хил “тәрбийәләш мәркәзлири” һәққидә соал сориған. Әмма хитай даирилири уйғурлар диярида бу хилдики муәссәсәләрниң мәвҗутлуқини инкар қилған һәмдә барлиқ аз санлиқ милләтләрниң башқа хитай пуқралириға охшашла асасий қанундики һәқ вә һоқуқлардин толуқ бәһримән болуватқанлиқини ейтқан. Йәнә бәзиләр болса буниң хитайниң “ички ишлири” икәнликини, хитай һөкүмитиниң һазир мәзкур районда “милләтләр иттипақлиқи” орнитиш, намратлиқни түгитиш вә иҗтимаий муқимлиқ бәрпа қилиш үчүн әҗир қиливатқанлиқини тилға алған.

Сөһбәт җәрянида җеррий ши өмүрбеккә охшаш сан җәһәттә толиму аз болған бу кишиләрниң дәсләп өзлириниң “тәрбийәләш мәркәзлири” дики қабаһәтлик кәчүрмишлирини ахбарат саһәсигә ашкарилаштин әнсиригәнликини, әмма хитай даирилири уларниң вәтәндики уруқ-туғқанлирини тамам ашу хилдики “тәрбийәләш мәркәзлири” гә елип кәткәндин кейин әмди тартишқудәк һечнәрсиниң қалмиғанлиқини һес қилип бу ишларни ташқи дуняға ашкарилашни қарар қилғанлиқини, буниң толиму дана бир қарар болғанлиқини сөзләп бәрди.

Вашингтон шәһиридики уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәл бу хилдики “тәрбийәләш мәркәзлири” һәққидә пикир қилип, буниң йеңи һадисә әмәсликини, әмма буниң қабаһитидин уйғурлар вә ташқи дуняниң ойғиниши лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Мәлум болушичә, нөвәттә уйғурлар дияридики “тәрбийәләш мәркизи” намида мәвҗут болуватқан йиғивелиш лагерлири хитай һөкүмитиниң хәлқарада көз-көз қиливатқан “террорлуққа қарши туруш” һәрикитини әмәлийәттә “динға, миллий тил-йезиққа вә миллий кимликкә қарши уруш” қа айландурушидики бир муһим васитә болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.