“инсан һәқлири вә хитай дөлити” темисидики йиғинниң муһакимилири (2)

Мухбиримиз әзиз
2019.02.21
b-d-t-insan-heqliri-yighin-meydani-1.jpg Пенсилванийә университетида ечилған “инсан һәқлири вә хитай дөлити” темисидики йиғинда сөзгә чиққанлар. 2019-Йили 19-феврал.
RFA/Eziz

19-Феврал күни пенсилванийә университетида өткүзүлгән хитайдики инсан һәқлириниң һазирқи әһвалиға қарап чиқиш мәқсәт қилинған йиғинниң иккинчи басқучи мәхсус уйғурлар мәсилисигә аҗритилған иди. Бу басқучниң риясәтчиси, пенсилванийә университетиниң қанун пәнлири профессори җәк делий алди билән сөз елип бу қетимқи муһакимидә сөз қилмақчи болғанларни бирму-бир тонуштуруп өтти һәмдә уларниң йиллардин буян уйғурлар мәсилиси бойичә издинип келиватқан мутәхәссисләр икәнликини тәкитләп өтти.

Профессор җәк алди билән нөвәттики уйғурларниң омуми әһвали һәмдә уйғурлар диярида зади немиләрниң болуватқанлиқи һәққидә чүшәнчә беришни вашингтон шәһиридики уйғур паалийәтчи нури түркәлгә һавалә қилди.

Нури түркәл сөзидә һазир мунасивәтлик мутәхәссисләрниң уйғурларниң вәзийити һәққидә сөз болғанда буни әң зулмәтлик бир сәһипә, дәп атаватқанлиқини, шундақла уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләрниң иккинчи дуня урушидин буян инсанийәт җәмийитиниң бешиға кәлгән әң еғир иҗтимаий мәсилиниң бири болуп қалғанлиқини, америка һөкүмитиниң болса һазир 800 миңдин икки милйонғичә уйғур һәрқайси җайлардики “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларға қамалған, дәп тәхмин қиливатқанлиқини сөзләп өтти. У буниң конкрет шәкли һәққидә тохтилип, бу хилдики лагерларға нөвәттә уйғур җәмийитидә нам чиқарған уйғур сәрхиллири, җүмлидин язғучи, сәнәткар, алим, сахавәтчи, тилшунасларниң бир-бирләп йиғиливатқанлиқи һәмдә охшимиған қамақ җазалириға һөкүм қилиниватқанлиқини, буниң биваситә мисаллири болған әдәбий обзорчи ялқун розиниң оғли шәхсән мушу муһакимә йиғинида бар икәнликини ейтип, буларға ортақ болған бир һал қатарида уларниң һечқайсиси хитай дөлитиниң бихәтәрлик вә террорлуққа аит қанунлириға зәрричә хилаплиқ қилмиған кишиләр икәнликини алаһидә тәкитләп өтти.

У сөзиниң давамида нөвәттә уйғурлар диярида көпләп қурулуватқан лагерларниң милйонлап уйғурни қамивелиш биләнла қалмастин, йәнә лагер сиртидики нәччә милйонлиған уйғурниң роһий дунясини мөлчәрлигүсиз зиянға учритиватқанлиқини, әмма хитай дөлитиниң ташқи дуняға өзлириниң “террорчиларни өлтүрүветиш орниға уларни техника өгинип җәмийәткә қайтип чиқишқа риғбәтләндүрүватқанлиқи” мәзмунидики ялғанларни тарқитиватқанлиқини, шуңа әркин дунядикиләрниң бу хил ялған-явидақларға ишинип қелиш яки уйғурларға аддийла ич ағритип қоюш орниға өз һөкүмәтлиригә уйғурлар дуч келиватқан мислисиз зулум һәққидә инкас қайтуруш вә әмәлий һәрикәттә болуш лазимлиқини баян қилди.

Индияна штатидики рос-холман технологийә институтиниң ярдәмчи профессори, йетиливатқан уйғуршунаслардин тимосий грос бу қетимқи муһакимә йиғиниға алаһидә тәклип қилинған мутәхәссисләрниң бири иди. У асаслиқ қилип нөвәттә уйғурлар дияридики зор тутқунниң әһвали, һәрқайси вилайәт вә наһийәләрдики уйғурларниң он миңлап ғайиб болуп кетиватқанлиқи һәмдә лагерларниң барғансери кеңийиватқанлиқи, лагерларға қамалған уйғурларниң миллий, диний вә шәхсий кимликини өзгәртишкә қандақ шәкилләрдә мәҗбурлиниватқанлиқи, уларниң хитай компартийәсигә садиқ болуш һәмдә хитайлишиш басқучини бесип өтүш алдида туруватқанлиқини, бу ишларниң дәсләпки басқучи буниңдин нәччә йиллар илгирила башланған болсиму 2016-йили чен чуәнго тибәттин йөткилип кәлгәндин кейин бирақла юқири пәллигә чиққанлиқини, әмдиликтә болса пүткүл уйғурларниң “сақчи дөлити” шәклидики назарәткә мәһкум болғанлиқини җанлиқ мисаллар арқилиқ баян қилип бәрди.

Филаделфийә шәһиридики дрексел университетиниң профессори ребәккә клосий ханимму уйғуршунаслиқ саһәсидә хизмәт қиливатқан мутәхәссисләрниң бири болуп, бу қетимқи йиғинда өзиниң 2016-йилиға қәдәр уйғурлар диярида көргәнлирини, шуниңдәк уйғурлар дияридики бастуруш әвҗигә чиққандин кейин буниң муһаҗирәттики уйғур җамаитигә, болупму түркийәдики уйғурларға роһий җәһәттин қандақ зәрбә болғанлиқи, уларниң паспортсиз, пулсиз, ярдәмсиз қелиш сәвәбидин һәр җәһәттин қандақ қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқини өзиниң тәкшүрүш паалийәтлиригә бирләштүргән һалда сөзләп өтти.

Мутәхәссисләрниң баянлиридин кейин йиғин иштиракчилири хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясәтлириниң арқа көрүнүши, буниңдики ички вә ташқи амилларға мунасивәтлик мәсилиләр бойичә бәс-бәстә соаллар сориди. Соалларниң көплүки вә хилму-хиллиқидин бу қетимқи муһакимә йиғининиң көпчилик үчүн бәкму қизиқарлиқ бир қетимлиқ илмий паалийәт болғанлиқини көрүвалғили болатти.

Йиғиндин кейин биз профессор ребәккә клосий билән нөвәттә илмий тәтқиқат саһәсидикиләрниң уйғурлар дуч келиватқан сиясий бастурушларға нисбәтән қандақ мәвқәдә болуши һәққидә параңлаштуқ. У буниңдики бир муһим мәсилә қатарида әслидә сиясийонларниң иши болған бу хилдики паҗиәләргә һазир илмий саһәниң қол қовуштуруп қарап турушиға қәтий болмайдиғанлиқини алаһидә тилға алди.

“мениң қаришимчә илмий тәтқиқат билән шуғуллинидиған кишиләрниң адәттә дуняда немә ишларниң болуватқанлиқидин хәвәрдар болуш мәҗбурийити әң төвән чәктә болиду. Әмма һазирқи әһвалда илмий саһәдикиләрниң өзлири ишләватқан тармақларда уйғурлар билән алақидә болуши, уларниң маканида болуватқан ишларниң уларға қандақ тәсир көрситиватқанлиқи һәққидә улар билән сөһбәтләрдә болуши зөрүр болуватиду. Чүнки һәммила адәм паалийәтчи болуп кәтмәйду, һәммила адәм ахбарат саһәсигә сөз қилип кәтмәйду. Әмма һазирқидәк пәвқуладдә пәйттә илмий саһәдикиләрниң һечболмиғанда у җайда немиләрниң болуватқанлиқидин хәвәрдар болуш һәмдә шәхс болуш сүпити билән бу җәһәттә қолидин келидиған ишларни қилиш мәҗбурийити бар. У җайда болуватқан ишларға нисбәтән пәрвасиз болувелиш илмий хадимларға тоғра кәлмәйду. Аримизда һәтта аммиви сорунларда ‛шинҗаң‚ дегән сөзни ағзидин чиқириштинму қорқидиған кишиләр бар. Чүнки улар бу сөзни дәп салса хитай һөкүмитиниң өзлиригә яман көздә қарап қелишидин әнсирәйду. Шуңа бу хилдики пәрвасизлиқ яки һечнәрсә көрмигәндәк болувелиш бизгә яришидиған қилиқ әмәс.”

Бу қетими муһакимә йиғинида сөз қилған йәнә бир даңлиқ мутәхәссис ню-йорк университетиниң қанун пәнлири профессори, дуняға даңлиқ хитай қануншунаси, иккинчи дуня уруши мәзгилидики йәһудийларниң җаза лагерини бешидин кәчүргән мәшһур шәхс җеррий коен иди. Йеши аллиқачан 90 ға йеқинлап қалған болсиму пикирлири шунчә очуқ болған бу мойсипит айрим зияритимизни қобул қилғанда уйғурлар дуч келиватқан паҗиәгә дуняниң сәл қаришиға болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди. У бу һәқтә сөз болғанда мундақ деди:

“худди сизниң хәвириңиз болғинидәк һәр қетим мән натсистлар германийәси қурған җаза лагерлири билән хитайлар қуруватқан җаза лагерлириниң охшашлиқини тилға алғинимда кишиләр ‛яқ, яқ. Бундақ селиштурғиниңиз тоғра болмиди. Чүнки хитайда ундақ зор көләмлик қирғинчилиқ һадисиси көрүлмиди‚ дәйду. Мән уларға шундақ дегүм келиду: ‛1933-йили гитлер җаза лагерлириға кишиләрни топлашқа башлиған мәзгилдиму зор көләмлик қирғинчилиқ һәрикити дәрһалла башланмиған. Әмма лагерларда зорлуқ вә җисманий вәһшийликләр аллиқачан омумлашқан. ‚ ишлар әнә шу йосунда давам қилған. Ахири берип зор көләмлик ирқий қирғинчилиқ билән хуласиләнгән. Шуниң үчүн биз һөкүмәтниң биваситә һамий болуши астида кишиләрниң зор көләмлик қирғинчилиққа дуч келиши йүз бәргүчә күтүп турсақ болмайду. Чүнки һазир шинҗаңдики җаза лагерлирида кишиләрниң өлүватқанлиқи һәққидә көплигән учурлар оттуриға чиқиватиду. Әмма буниң тәпсилати бизгә қараңғу. Шуңа бу җәһәттә бошашмастин тиришчанлиқ көрситишимиз, мушундақ йиғинларни ечишимиз, бу һәқтә сөз қилишимиз, бу тоғрисида түрлүк мақалә вә әсәрләрни йезип чиқишимиз, ишқилип қолимиздин кәлгәнлики ишларниң һәммисини қилишимиз лазим.”

Мәлум болушичә, пенсилванийә университети америкидики даңлиқ хусусий университетларниң бири болуп, уйғурлар мәсилисиниң мәхсус тонуштурулуши мәзкур мәктәптики оқуғучи вә оқутқучиларниң бу мәсилә һәққидики чүшәнчисини ашурушта зор әһмийәткә игә, дәп қаралмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.