“хотән вәсиқилири” дики үжмә дәрихи вә йипәкчиликкә аит баянлар
2022.04.22
Узун заманлардин буян, хитайдики аталмиш “илмий тәтқиқат органлири” вә “илмий тәтқиқатчилар” уйғур райониниң мәдәнийәт тарихи тоғрилиқ бәзи сәпсәтиләрни ойдуруп чиқирип, тарим ойманлиқидин тепилған қәдимки мәдәнийәт ядикарлиқлирини хитайға бағлашқа вә уни хитай мәдәнийитиниң бир қисми қилип көрситишкә урунуп кәлмәктә. Мана мушу хил сәпсәтәләр ичидә хән сулалиси мәликисиниң сиртқа елип чиқиш чәкләнгән йипәк ғозикини чечиниң арисиға йошуруп хотәнгә елип кәлгәнлики һәмдә йипәк ишләпчиқириш техникасини хотән райониға тарқатқанлиқидәк бир ривайәт тилға елиниду. Хитай тарихчилири вә мәдәнийәт саһәсидики “илим нопузлуқлири” таң раһиби шүәнзаңниң “ғәрбкә саяһәт” намлиқ китабида хатириләнгән бу “ривайәт” арқилиқ, йипәкчилик вә йипәк ишләпчиқиришиға даир мәдәнийәтниң хитай оттура түзләңликидин уйғур дияриға тарқалғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. Бир қисим ғәрблик тәтқиқатчиларму хитай мәнбәлиридики бу ривайәтни нуқта қилип, хитай мәликисиниң хотәнгә киргән йил дәврини миладийә 400-йиллири әтрапиға тоғра келидиғанлиқи, дәл мушу дәврләрдә хотән районида үжмә өстүрүлүшкә вә йипәк ишләпчиқирилишқа башлиғанлиқи һәққидә хата йәкүн чиқирип кәлгән.
Вәһаләнки, 19-әсирниң ахири 20-әсирниң башлирида явропалиқ експедитсийәчиләрниң тарим ойманлиқида елип барған қедириш-қезиш ишлири нәтиҗисидә қум барханлириниң астида миңларчә йиллар сарғийип ятқан тәвәрүк ядикарлиқлар бир-бирләп оттуриға чиқишқа башлиди. Қум барханлириға көмүлгән бу ядикарлиқларниң илим дунясиға ашкара болуши билән, тарим ойманлиқиға дүмләнгән қәдимки мәдәнийәтниң типи вә сирлири ечилишқа башлиди. Буниң билән илгирики заманлардики хитай мәнбәлиридики әпсанә-ривайәтләргә асасән хата изаһланған, җимики тарихий тепилмиларниң келиш мәнбәсини хитай оттура түзләңликигә бағлайдиған бир тәрәплимилик нуқтиийнәзәрләргә соал пәйда болди. Қәдимки тарим мәдәнийитиниң ялғуз хән-таң мәдәнийити биләнла әмәс, бәлки техиму зор дәриҗидә қәдимки һиндистан, ғәрбий асия вә юнан мәдәнийәтлири билән диялог қурған, көп мәнбәлик мәдәнийәтләрниң җәвһәрлирини йәрлик тарим мәдәнийитиниң гәвдисигә өзләштүргән бир парлақ мәдәнийәт типи икәнлики намаян болди. Мәйли қарушти йезиқидики вәсиқиләр болсун яки әҗдадлиримиз тарихта қолланған башқа түрлүк қәдимки йезиқлар болсун, уларда хатириләнгән көп қирлиқ мәзмунлар тарим ойманлиқидики қәдимки һаят вә мәдәнийәтни чүшиништә муһим рол ойниди.
Шуниси ениқки, тарим ойманлиқидин тепилған түрлүк тепилмилар вә һәрқайсий дәврләргә аит тарихий вәсиқиләр, бу районда мәйданға кәлгән йипәкчилик техникаси вә йипәк мәдәнийитиниң аталмиш “хән мәликиси пилә ғозикини оғрилиқчә хотәнгә елип киргән” дәп қаралған вақиттин хели илгирики заманларға тоғра келидиғанлиқини көрситип бәрмәктә.
Хотән тәвәсидики нийә харабилиқиниң йил дәвриниң миладийәдин бурунқи 1-әсирдин миладийә 4-әсиргичә болған дәвргә тоғра келидиғанлиқи, бу җайларниң кейинчә кроран дөлитиниң башқурушида болғанлиқи мәлум. Нийә харабилиқини әң дәсләп шиветсийәлик екиспидетсийәчи свен һедин байқиған, кейин әнгилийәлик екиспедитсийәчи аврел ситәйин 1901-1931-йилиғичә бу җайда бирқанчә қетим қедирип тәкшүрүшләрдә болған. Ситәйинниң хатирилиригә қариғанда, у нийә харабилиқидики қәдимки өйләрниң әтрапидин қуруп харабигә айлинип кәткән мевилик бағларниң излирини байқиған. Бу бағларниң излирида өрүк, нәшпүт, җигдә вә үзүм таллиридин башқа йәнә зор көләмдә үжмә дәрәхлириниң қуруп қахшал болуп кәткән қалдуқлирини учратқан. У хатирилиридә қум боранлириниң үзлүксиз һуҗуми вә йилларниң чәксиз узун еқимлирида үжмә дәрәхлириниң қуруп вә чак-чак йерилип, егилип кәткәнликини, шундақтиму 10-12 инглиз чиси келидиған дәрәх қахшаллириниң һелиһәм бу харабилиқта қәд көтүрүп турғанлиқини баян қилған.
Аврел ситәйин йәнә нийә харабилиқидин тепилған йипәк вә кимхаб буюмларға асасән, қәдимки хотәндә үжмә дәрихи йетиштүрүш көлиминиң интайин зор болғанлиқини оттуриға қойған. У бу һәқтики баянлирида әйни вақитта хотәндә үжмә дәрихиниң қовзиқидин қәғәз ясаш техникасиниң кәң қоллинилғанлиқи вә қәғәз мәһсулатиниң хотәнниң йәрлик ишләпчиқиришида муһим салмақни игиләйдиғанлиқидин учур бәргән. Ситәйин нийә харабисидин өзи қазған қәдимки ядикарлиқларниң әвришкилирини тәкшүрүп бекитиш үчүн венадики ботаник, физеолог пирофессор җ. Виснер (J. Wisner) Ға йоллап бәргән. Профессор виснер нийә харабилиқидин тепилған қәғәз буюмларниң үжмә дәрихиниң қовзиқидин ясалғанлиқини тәкшүрүп испатлиған. Тәтқиқатчи виснер бу һәқтики тәкшүрүп бекитиш доклатида, бу хил үжмә дәрихиниң пәқәтла шәрқий түркистанниң хотән районида өсидиғанлиқи, бу хил дәрәх қовзиқиниң қәғәз ботқиси қилишқа әң баб келидиғанлиқи, униңда қәғәз ясашта зөрүр болған талаларниң сүпитиниң алаһидә йоқири икәнлики, шуниңдәк бу хил алаһидиликниң қәғәзниң чиңлиқ дәриҗисини ашуридиғанлиқини тәпсилий көрситип өткән.
14-Әсирләрдә хитайда қәғәз пул қоллинилидиғанлиқи мәлум. Мусулманлар тарихчилири хитайдики қәғәз пулларниң йүән сулалиси дәвридә ясалғанлиқини илгири сүргән. Италийәлик даңлиқ сәйяһ марко поло 1338-йили мисирда вапат болған әхмәд шибаб еддинниң 30 томлуқ җуғрапийәлик хатирисидә, чин қәғизиниң әслидә хотәндә үжмә дәрихидин ишләпчиқирилғанлиқи һәққидә учур бәргәнликини, униң буни өз көзи билән көргән кишиләрниң гуваһлиқиға асасән бу хатириләрни қалдурғанлиқини баян қилған.
Явропалиқ екиспидетсийәчиләр дәнданөйлүк, нийә, мазартағ вә дамико қатарлиқ җайлардин байқиған хотән сак йезиқида йезилған һөҗҗәтләрниң ичидә диний мәзмундики текистләрдин башқа йәнә диндин халий вәсиқиләрму бар болуп, улар иҗтимаий, иқтисадий мәзмундики һөҗҗәтләр, һесабат дәптири, тохтамнамә, падишаһ ярлиқи қатарлиқ көплигән мәзмунларни өз ичигә алидикән. Бу хил вәсиқиләр қәдимки удун елиниң сиясий, мәмурий башқуруш, баҗ, йипәкчилик, сода, һәрбий вә иқтисадий җәһәтләрдә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини муәййәнләштүрүштә, шундақла удун ханлиқиниң йәрлик қанун-түзүмлирини йорутушта муһим рол ойнайду.
Хотән сак тилидики язма ядикарлиқларниң көп қисминиң тирансикирипсийәси вә тәрҗимиси тәйярлинип, каталоглири нәшр қилинған. “хотән текистлири” намлиқ қәдимки вәсиқиләр һазир бәш чоң архипта сақланмақта: бу архиплар свен һедин архипи, русийә архипи, бүйүк биританийә кутупханиси архипи қатарлиқ үч чоң архиптин башқа йәнә “малоф йиғмиси” (коллексийони) вә “хардиң йиғмиси” да сақланмақта.
8-Әсирдики хотән сак тилида йезилған вәсиқиләрдин санғун сидақаниң қәрз һөҗҗитидә көп қетим рустара” (rrustara) дегән сөз учрайдиған болуп, текисттә генералниң әскәрләргә язлиқ кийим тәйярлаш үчүн бу хил буюмни қәрз һесабиға алғанлиқидәк мәзмун ипадилиниду. Бу сөз һазирғичә тәрҗимисиз қалған болуп, илгири тибәтчә тәрҗимисидики хаталиқ түпәйлидин башқа бир хил өсүмлүкни көрситип кәлгән иди. Улар көрсәткән өсүмлүкни әпсуски кийим-кечәкниң хам әшяси орнида қоллинишқа болмайтти, әмма бир қисим тәтқиқатчилар кийим-кечәк үчүн хам әшя болалайдиған өсүмлүкләрдин пахта вә кәндирдин башқа, йипәк ишләпчиқиришта зөрүр болған һәм бу районда өсидиған үжмә дәрихини көрсәткән болуши мумкин, дегән көзқарашлириниму оттуриға қоюшқан.
Юқириқилардин башқа йәнә ф. В. Томас (F. W. Thomas) Ниң хотәнгә аит тибәтчә йезилған вәсиқиләр үстидики тәтқиқатида, чәт әллик сәйяһлар вә һөкүмранларниң нәзәридә қәдимки хотән хәлқи мулайим, түрлүк мурасим-йосунларға һерисмән, күчлүк инсанпәрвәрлик роһиға игә дәп баһа берилгәнликини тәкитләйду. У буниң дәлили сүпитидә язма һөҗҗәтләрдики тибәтләрниң хотәнликләрдин йипәк, геләм, чәш рәңлик таш вә мевә-чивә сетивалғанлиқиға аит баянлардин өрнәкләрни көрситиду.
Тарим вадисидин тепилған язма ядикарлиқларниң ичидә, нийәниң шималидики харабилиқидин тепилған қарошти тилиниң йәрлик шивилиридин болған пиракрит тилидики тарша пүтүк ядикарлиқлириму бизни интайин муһим мәдәнийәт мәнбәлиригә йеқинлаштуриду. Нийә ядикарлиқлириниң йил дәври миладийәдин бурунқи 240-340-йиллириға тоғра келидиған болуп, бу ядикарлиқлар “җадота хатирилири” (Cadh'ota) дәп аталған. Униңда пишамшанниң ғәрбидә хитай аһалисиниң йоқлиқини, уларниң йәр сетвелишғиму рухсәт қилинмайдиғанлиқи, хитай содигәрлириниң пәқәтла крорандин йипәк сетивелипла қайтидиғанлиқи, қайтқичә йәнә қиммәтлик қаштеши сетивелип маңидиғанлиқиға аит мәзмунлар учрайду. Тарииий хатириләрдә йәнә кроранда ханлиқ йипәкчилик мәйданлириниң болғанлиқиму тилға елинған.
Миладийә 4-3-әсирләрдики җадотадики күндилик һаят тәсвирләнгән вәсиқиләрдә баян қилинишичә, йипәкниң йәнә бир түрлүк җаза төләм буюми болғанлиқидин ибарәт мәлуматқа еришәләймиз. Әйни вақитта бир қисим коллектип йиғилишларға вә диний мурасимларға қатнашмиған яки мурасимға мувапиқ кийинмәй кәлгәнләргә бир йөгәм йипәк төләш җазаси берилидиғанлиқи тилға елинған.
Хотән вәсиқилири бизгә әйни вақиттики хотәнниң күндилик турмуши һәққидә мәлумат берипла қалмай, бәлки йәнә әйни вақитта дәнданөйлүк райониниң йипәк, пахта ишләпчиқиридиған тоқумичилиқ мәркизи икәнликидинму дерәк бериду.
8-Әсирдики диндин халий хотән текистлири тоқумичилиқ игиликиниң хотән иқтисадида муһим орун тутқанлиқини йорутуп бериш билән бир вақитта йәнә, хотән йипикиниң соғди содигәрлири арқилиқ башқа җайларға тарқилип иқтисадий оборотни илгири сүргәнликини көрситип бериду. Тохтам һөҗҗәтлири бизгә әйни вақитта йипәкниң дөләт ичи вә сиртида қәрз төләш, баҗ тапшуруш, рәнигә қоюш қатарлиқ мулазимәтләргә қоллинилғанлиқидин ибарәт реаллиқни чүшәндүрүп бериду. Вәсиқиләрдә йипәккә аит бир қисим кәлимиләр болуп, уларниң ичидә “буна”, “тавнака” қатарлиқ йипәкниң өлчәм бирликлиригә аит сөзләр көп қетим тәкрарланған. Хотән тилида “тавнака” (thaunaka) мәхсус йипәк рәхткә қаритилған өлчәм бирлики болуп, бир тавнака хитайчә өлчәм бирлики бойичә 40 чиға тәң келидикән. Рәхтләргә өлчәм бирлики қоллиниш һәққидә йәнә башқа тәтқиқатларму болуп, тәтқиқатчи мориясу такав (Moriyasu Takao) ниң қаришичә, кейинки дәврләргә тәәллуқ болған дунхуаң вә турпан районидин тепилған 10-11-әсиргә аит вәсиқиләрдә, хитайчә пул орнида қоллинидиған рәхт мәнисини билдүридиған “чүәнпу” сөзлүкиниң дәл уйғурлар “бөз” дәп атайдиған кәндир рәхтни көрситидиғанлиқини, кейинчә бу сөзни моңғул истиласидин кейин хитайчә “чүәнпу” ниң орниға “бөз” дәп қоллинишқа башлиғанлиқини оттуриға қойиду.
Аврел ситәйин өзиниң хотән сәпири һәққидә язған “сериндия” намлиқ китабида, бизгә интайин муһим мәлумат бәргән болуп, нийә харабилиқидин тепилған вәсиқиләрниң ичидә һинди бираһми йезиқида йезилған йипәкниң чоң-кичиклики вә миқдар өлчимини билдүридиған сөзләрниң учрайдиғанлиқини тилға алиду. Нийә вәсиқилири “серис ели” дәп қаралған хотәндин чиқидиған йипәкниң һиндистан вә оттура шәрққә тошулишиға пакит болалайдиған әң бурунқи язма ядикарлиқлардин һесаблиниду. Йипәк рәхт өлчәмлири рәхтниң үстигә бесилидиған болуп, содигәрләрму бу хил тамғиларға асасән, сандуқни ачмастинла елип меңишқа адәтләнгән болуши мумкин икән.
Тарим вадисидики пилә-йипәкчилик мәдәнийитиниң тарихиға баһа бериштә пәқәтла хитай тарихнамилиридики ривайәтләр яки муҗимәл баянларға қарапла һөкүм чиқириш әлвәттә бир тәрәплимилик болуп қалиду, халас. Чәт әлләрдә сақлиниватқан “хотән вәсиқилири” уйғурларниң әҗдадлири яшиған бу земиндики йипәкчиликниң тарихиға һөкүм қилишта интайин муһим язма мәнбә һесаблиниду. Бу вәсиқиләр йәнә өз нөвитидә қәдимки тарим ойманлиқидики иҗтимаий вә мәдәний һаятни чүшиништә, униң түрлүк қатламлирини тәтқиқ қилишта муһим рол ойнайду. Илим саһәсидикиләрниң хотән йипики һәққидики археологийәлик вә мәдәнийәтшунаслиқ тәтқиқатиниң чоңқурлишишиға әгишип, тарим ойманлиқиға көмүлгән қәдимки мәдәнийәтниң сирлири бир-бирләп ечилғуси.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.