Қәдимки нийә шәһиридин явропаға кәткән бир пичақ дәстисиниң тарихий гуваһлиқи
2023.10.12
Хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” , “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини бәрпа қилиш” шоарлири хитай ичинила әмәс, бәлки хитайға бағланған бир қисим қошна дөләтләрниму, шундақла уларниң қәдими йәткән һәммила йәрләрни қаплимақта. Улар аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни күчәйтишкә пайдилиқ дәп қариған мәдәнийәт буюмлириниң өмрини барғансери узартса, буниңға зиянлиқ дәп қариған мәдәнийәт буюмлириниң өмрини халиғанчә қисқартмақта. Техиму һәйран қаларлиқ йери шуки, хитай һөкүмитигә бағланған аталмиш археологлар вә қәдимки мәдәнийәт тәтқиқатчилири халиған йеридә вә халиған вақитта хитайчә тариша пүтүкләрни, хитайчә хәт кәштиләнгән кимхаб тонларни пәйда қилмақта. Һәтта улар башқа милләтләргә мәнсуп мәдәнийәт байлиқлириниму халиса өзиниң қиливелиш, халимиса йоқ қиливетиштәк илим суйиистемаллиқини йүргүзмәктә. 1990-Йили нийә қәдимий шәһәр харабисидин байқалған қәдимки мәдәнийәт буюми-кимхаб йәңлик дәл мушундақ бир мәйдан оюнниң қурбанидур.
Археологийә вә қәдимки мәдәнийәт саһәсигә қара дағ чүшүргән бу илим суйиистемалчилиқиниң һәқиқий йүзини ечип ташлаш үчүн, униңға мунасивәтлик мундақ бир һекайини аңлашқа тоғра келиду. Ундақта, тәклимакан қумлуқиниң шәрқий-җәнубий гирвикидики нийә қәдимки шәһиридә буниңдин аз дегәндә 1800 йил илгири ясалған вә кейинчә қандақтур бир сәвәб билән өз юртидин айрилип, 6000 километир йирақлиқтики австрийәниң велс шәһиригә берип қалған бу “нийәлик” қәдимки буюм, өз кимлики һәққидики гуваһлиқ һекайисини өзи сөзлисун!
Йеқинқи үч айдин буян, явропадики қәдимки тил вә мәдәнийәт тәтқиқатчилири арисида хотәнниң нийә қәдимий шәһәр харабисидин тепилған қәдимий услубтики бир пичақ сепи муһим сөһбәт темиси болмақта. явропадики чоң гезит-журналлар вә таратқуларниң көп қисми нийә харабисигә аит бу пичақ сепи һәққидики талаш-тартишларға орун бәрмәктә.
Буниңдин 105 йил бурун, йәни 1918-йили австрийәниң велс шәһири ичидә елип берилған бир қетимлиқ қидирип тәкшүрүш җәрянида пичақ яки бигиз сепиға охшайдиған бир қәдимки буюм байқалған. 7 Сантиметир узунлуқтики бу пичақ яки бигиз сепи пил чишидин нәпис қилип ясалған болуп, бир қаримаққа заманимиздики пичақ яки бигиз саплиридин анчиму пәрқлинип кәтмәйду. Бу сапниң икки ян тәрипидә қәдимий йезиқларға охшишип кетидиған бир қанчә ойма сизиқ, сапниң арқа тәрипидә адәм бешиниң ойма сүрити мәвҗут. Мәзкур сап тепилған вақитта тартилған сүрәт вә тепилиш хатирисигә асасланғанда, уч қисми күмүш қаплимилиқ бу сап байқалған күндин буян изчил һалда велс шәһәрлик музейда сақлинип кәлгән. Мәсулийәтчан вә әстайидил музей башлиқи ренат миглбавур (Renate Miglbauer) ханим, саптики бу бәлгиләрниң адәттики бәлгиләрдин пәрқлиқ икәнликини буниңдин бир нәччә йил бурун һес қилип, уни оқуялайдиған бирини издигән. Әмма таки бу йил 7-айғичә уни оқуялайдиған бирини тапалмиған.
“берлинлиқлар гезити” ниң 9-айниң 28-күнидики санида бу пичақ сепи һәққидә мундақ мәлуматлар йәр алған: “австрийәниң велс шәһиридин тепилған пил чишидин ясалған, 1800 йиллиқ тарихқа игә пичақ дәстиси һәққидә издәнгән тәтқиқатчилар, нөвәттә өзлириниң йеңи тәтқиқат нәтиҗилирини елан қилишти. Уларниң дейишичә, бу асарә-әтиқә рим империйәси дәвридә бир йолучиниң янчуқида 6000 километир йол йүрүп, йирақ хотәнниң нийә шәһиридин велс шәһиригә келип қалған. Бу боюм мәзкур райондин тепилған асарә-әтиқиләр арисида әң узақтин кәлгән бир буюм һесаблиниду” .
Австрийәдә қайта байқалғандин кейинму қәйәрдин кәлгәнликини йәнә 130 йил күтүшкә мәҗбур болған бу аҗайип асарә-әтиқәниң сири, бу қетим германийәлик бир тилшунас тәрипидин йешилгән.
Пичақ сепидики натонуш сизиқларниң бир хил йезиқниң тавуш бәлгилири болуш еһтималлиқиға әң дәсләп ишәнгән киши, германийәниң дүсселдорф шәһиридики һенирих һейни университети археологийә вә қәдимки заман тарихи пәнлириниң пирофессори штефан паһл (Stefan Pahl) иди. У өз тәҗрибилиригә асасән, алди билән бу йезиқниң тарихта явропада қоллинилған бир йезиқ әмәсликини ениқ җәзмләштүрүвалған. Андин у қәдимки оттура вә җәнубий асияда қоллинилған көп сандики қәдимий тил вә йезиқларни яхши билидиғанлиқи билән тонулған берлин һөрийәт университетиниң пирофессори һарри фалк (Harry Falk) қа хәвәр бәргән.
Һарри фалк пичақ сепидики сизиқларниң қәдимки һинди йезиқлиридин карошти йезиқиниң тавуш бәлгилири икәнлики дәрһал тонуған. У мәзкур сапниң тәклимакан қумлуқиниң җәнубий гирвикидики нийә харабисидин кәлгәнликини пәрәз қилидиғанлиқини ейтқан.
Карошти йезиқи, йәни “қәндиһар (гандара) йезиқи” дәпму атилидиған бу йезиқ миладийәдин бурунқи 3-әсирниң оттурилиридин башлап миладийәдин кейинки 3-әсиргичә һазирқи пакистанниң шимали, афғанистанниң шәрқий қисми вә тарим вадисидики мәшһур тарихий шәһәрләрдин кироран, чәрчән вә нийәләрдә, шундақла таҗикистанниң шәрқи вә өзбекистанниң җәнубидики бир қисим җайлирида қоллинилған әң қәдимки һинди-явропа тиллириға бағлиқ елипбәлик йезиқлиридин биридур.
Һарри фалк өткән һәптә явропаниң мәшһур археологийә тәтқиқати журналлиридин “археологийәлик хәт-чәкләр сәһиписи” дә, “ғәрбтики карушти йезиқи-велстики пил чишидин ясалған сап” мавзулуқ мақалә елан қилған һәмдә мәзкур сап һәққидики әң йеңи тәтқиқат нәтиҗилирини илим саһәсидикиләр билән ортақлашқан.
У, мәзкур саптики йезиқни ма на да та ра а (Ma na da ta ra a) дәп оқуған вә униң мәнисини “тадара һәзрәтлиригә совғат” дәп тәрҗимә қилған. Униң чүшәндүрүшигә асасланғанда, бу сөзләрдә көрүлидиған мәхсус карошти тилиниң нийә диалектиға тәвә тавуш алаһидиликлири, миладийәдин кейинки 1-вә 2-әсирләр арисида пәқәтла нийә қәдимки шәһиридин тепилған қолязма вә тарша пүтүкләрдила учрайдикән.
Бу қиммәтлик мәдәнийәт ядикарлиқниң тепилиши, бир тәрәптин, тарихта овилава (Ovilava) дәп аталған велс шәһириниң әйни вақитта аллиқачан бир тиҗарәт вә мәдәнийәт алмаштуруш мәркәзлиридин биригә айланғанлиқини испатлиса; йәнә бир тәрәптин, уйғур елиниң наһайити узун заманлар илгирила явропа билән қоюқ тиҗарәт вә мәдәнийәт алмаштуруш мунасивити орнатқанлиқини әмәлий дәлилләр билән көрситип беридикән.
Австрийә дөләтлик телевизийәсиниң бу аҗайип қәдимки буюм һәққидә бәргән мәхсус хәвиридә “бу пичақ сепиниң велстә тепилиши, бу шәһәрниң узун тарихини йәнә бир қетим испатлиди” дейилгән.
“langauge log” сәһиписидә бу сап һәққидә қисқа мақалә йезип мәхсус бир сөһбәт тәшкиллигән америкалиқ археолог, “үрүмчи мумиялири” намлиқ китабиниң аптори виктор маер, сөһбәт тәшкилләш сәвәбини мундақ дәп чүшәндүргән: “диққитиңларға сунулған бу мақалә биз өткән 20 йил җәрянида ‛langauge log‚ мунбиридә қайта-қайта музакирә қилған бир нәччә мәзмунни бир йәргә муҗәссәм қилиштәк алаһидилики билән толиму қиммәтлик” .
Мәзкур сапниң шәкли вә сүпити қәдимки дәврләрдики нийә хәлқиниң қол һүнәрвәнчилик маһаритиниң нәқәдәр юқури сәвийәгә йәткәнликини көз алидимизда намаян қилиду. Бу буюм арқилиқ биз еришкән тарихий саватлар буниң биләнла чәклинип қалмайду. Диққәт чекидиған бир нуқта шуки, мәзкур сапни хитайларниң һаман бир күни өзигә мал-мүлүк қиливелишиниң алдини елишни алдин ойлашқандәк, сапниң арқа тәрәп учиға бир кишиниң баш сүритини оюлған. Чечини бир рәхт парчиси билән чекисидин арқисиға қилип боғувалған бу әр кишиниң көзлири чоң, бурни қаңшарлиқ.
Сапниң арқа тәрәп учиға оюлған адәм беши сүрити | 1983-Йили хотән лоп наһийәсиниң санпула харабисидин тепилған юң тоқулма үстигә кәштиләнгән баш сүрәт |
Күсән императорлуқиниң тунҗи һөкүмрани һераиос тәңгисиниң алди йүзи | Өзбекистанниң җәнубидики һачаян харабисидин тепилған күсән шаһзадиси һәйкилиниң баш қисми |
Әмәлийәттә бу сүрәт бизгә унчилик натонуш әмәс. Бүгүнки уйғур дияриниң һәммила йеридин қоюқ қашлиқ, қаңшарлиқ, чоң көзлүк, бүдүр чачлиқ кишиләрни учриталаймиз. Һарри фалк вә һәмраһлири мақалисидә көрситип өткинидәк, миладийәниң алди-кәйнидики дәсләпки әсирләргә тәвә бу һәйкәл вә сүрәтләр уйғур дияриниң қәдимий шәһәрлиридин кироран, нийә, санпула вә өзбекистанниң җәнубидики әйни вақиттики күсән дөлитигә тәвә районлардин көпләп тепилған. Миң аңлиғандин бир көргән әла дегәндәк, бу һәйкәл вә сүрәтләрни велстин тепилған ойма сүрәт билән селиштурған киши, буларниң көрүнүшиниң һазирқи уйғурларға нәқәдәр охшайдиғанлиқини тәсәввур қилалайду.
Бу пичақ дәстисиниң тепилиши һәмдә униңға оюлған хәт вә баш сүрәт, дуняниң һәрқайси җайлиридики оттура асия тарихи вә мәдәнийити тәтқиқатчилири, қәдимки тил-йезиқ мутәхәссислириниң алаһидә диққитини тартқан. “үрүмчи мумиялири” намлиқ китабниң аптори америкалиқ мәшһур тарихшунас вә археолог пирофессор виктор маер (Viktor Maier) , германийәлик қәдимки тиллар тәтқиқатчиси лоре сандерс (Lore Sanders) ханим қатарлиқ алимлар, бу сап һәққидики тор сөһбәтлиригә актип иштирак қилип, бу қиммәтлик мәдәнийәт мирасниң әһмийити һәққидики пикирлирини илим саһәсидикиләр билән ортақлашқан. японийә токйо университетиниң пирофессори, қәдимки хотән тили мутәхәссиси һироши кумамото (熊本 浩士) му мәзкур сап һәққидики сөһбәткә қатнишип, өз қарашлирини оттуриға қойған.
Пирофессор виктор маер мәзкур сапниң ана юрти болған нийәгә бир нәччә қетим барғанлиқи әсләп, мундақ дегән: “қум барханлири арисида учратқан бир төмүр тавлаш очиқини һәргизму унтиялмаймән. Униңдин башқа йәнә қәдимий шәһәрниң җәнубидики һазирқи нийә йезилириниң адәмлирини көргинимдә, кәнсастин кәлгән кишиләр билән көрүшкәндәк бир туйғуда болғанидим” .
Виктор маер бу сөзлири арқилиқ, бир тәрәптин қәдимки нийәдә мәдәнийәт вә һәр хил һүнәр-кәсип техникилириниң алаһидә тәрәққий қилғанлиқини ишарәт қилса; йәнә бир тәрәптин, һазирқи нийәдики йәрлик уйғурларниңму явропа ирқидики хәлқләрдин икәнликини, уларниң биваситә әҗдадлириниңму әнә шу қәдимки нийәдә яшиған ақ тәнлиқ кишиләр топи икәнликидин бешарәт бәргән.
Хитай даирилири нөвәттә аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” бәрпа қилиш, “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” шоарлирини кәң көләмдә тәшвиқ қилип, уйғур дияридин тепилған һәрқандақ бир қәдимки мәдәнийәт буюмлири яки асарә-әтиқиләрни хитай тарихиға бағлап чүшәндүрүшкә, уларни хитай мәдәнийитиниң бир парчиси қилип көрситишкә урунмақта.
Ясалған ана юрти қәдимки нийә шәһәр харабиси болған, шундақла археологлар тәрипидин “қәдимки нийәликләр ишләткән пичақ яки бигиз сепи” дәп характерләнгән бу қәдимки мәдәнийәт буюминиң өтмүш һекайиси бизгә нийә бостанлиқиниң қәдимки тарихи вә парлақ мәдәнийитиниң һәргизму хитай оттура түзләңлики билән һечқандақ мунасивитиниң йоқлуқидин гуваһлиқ бәрмәктә. Шундақла тарим ойманлиқиға көмүлгән, тәклимакан қумлуқиға дүмләнгән қәдимки мәдәнийәтниң биваситә варислириниң бүгүнки уйғурлар икәнликини, уларниң тарихтин буян яратқан барлиқ мәдәнийәт типлириниң шәрқий асияға әмәс, бәлки оттура вә ғәрбий асияға, шундақла явропаға майил икәнликини испатлап бәрмәктә.
[Мәзкур обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]