Алим сейтофниң әнглийә парламент әзаси нусрәт ғени билән өткүзгән мәхсус сөһбити

Мухбиримиз алим сейитоф
2021.12.08
Әнглийә консерватиплар партийисиниң парламент әзаси нусрат ғени (оттурида) вә Iain Duncan Smith (оңда) әнглийә парламентини уйғур хәлқиниң зиянкәшликкә учриғанлиқини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп етирап қилишқа чақирди. 2021-Йили 22-апрел, лондон.
AFP

Алим сейтоф: һөрмәтлик парламент әзаси нусрәт ғәни ханим, сизгә көп рәһмәт! бүгүн вашингитонда сиз билән тонушқанлиқим мән үчүн шәрәп һес қилимән. Сиздин сорайдиған биринчи соалим: әлвәттә, рәһимә мәһммут вә әнглийәдики уйғурлар сизни обдан билиду. Сиз интайин роһлуқ икәнсиз. Пүтүн дунядики ‍уйғурлар, болупму америкадики уйғурлар сизгә һәйран қалди, шундақла сиздин толиму минәтдар болди. Сизниң уйғурлар вә дунядики башқа зиянкәшликкә учриғучи хәлқләргә ярдәм қилиш роһиңиз зади нәдин кәлгән?

Нусрәт ғәни: мениң уйғурларға ярдәм қилиштики җасаритимниң нәдин кәлгәнликини сорисиңиз, һаятимда дунядики әң вәһший қилмишларниң бирини өз көзүм билән көргәнликимдин кәлгән дейәләймән. Мән хәлқ тәрипидин сайланған бир парламент әзаси болуш сүпитим билән, хитай компартийәсиниң уйғур хәлқигә немиләрни қиливатқанлиқини паш қилишни өз бурчум, дәп билдим. Бурунқи вақитларда нурғунлиған парламент әзалири натсистлар германийәсигә маслашқан, шундақла уларниң йәһудий чоң қирғинчилиқини бир тәрәп қилишида биллә ишлигән иди. Әмма һазирқи әһвал шуки, қирғинчилиқ бизниң көз алдимизда йүз бериватиду. Шуңа биз чоқум гәп қилишимиз лазим. Мениң бу шларға қатнишишимдики сәвәбимму шу. Мән бираз аввал тәкитлигинимдәк, әркинлик асан қолға кәлмәйду. Биз әркинлик үчүн, йәни сиз билән мән бу сөһбәттә асаслиқ тема болуватқан әркинлик үчүн күрәш қилишимиз керәк. Биз дунядики башқа хәлқләрму, шундақла уйғурларму охшашла әркинликкә еришәләйдиғанлиқиға капаләтлик қилишимиз керәк, чүнки уларниң көп қисми зулумға учраватиду. Икки милйон тутқун түрмә вә лагерда ятмақта, туғулуш несбити 80 пирсәнт төвәнләп кәтти, йүзмиңлиған уйғур нарәсидә балилири өз ата-анисидин айрилип яшимақта. Мана буларни тилға алғинимизда, йәр шарида уйғур хәлқиғә ‍охшаш бундақ еғир зиянкәшликкә учриған йәнә бир милләтни тапқили болмайду.

Әнглийә консерватиплар партийисиниң парламент әзаси нусрат ғени ханим әркин асия радийоси мухбириниң зияритини қобул қилди.

Алим сейтоф: иккинчи дуня урушидин кейин “‍ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамиси” елан қилинип, “қайта тәкрарланмайду” дейилгән иди. Сиз һаятиңизда, йәни хитай бу вәһшийликләрни рәсмий башлашниң алдида, бүгүнки 21-әсирдә мушундақ бир қилмишниң йүз беришини тәсәввур қилип баққанмидиңиз?

Нусрәт ғәни: тәсәввурдин һалқиған йери шуки, буни алдин ойлап йетиш һәқиқәтән тәс бир иш. Әмма еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән ирқий қирғинчилиқниң пәрқи бар. Йәнә келип, адәттә қирғинчилиқниң бәш муһим бәлгиси бар, буниң әң ахириқи бәлгииси, бир милләтни йоқитиветиш мәқситигә келиштур бүгүнки күндә хитай һөкүмитиниң қирғинчлиқ йүргүзүш нийитини бизгә ениқ көрситип беридиған дәлил-испатлар толуқ. Тоғра дәйсиз, б д т ниң, йәни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қирғинчилиқни тәкшүрүш вә униң алдини елиш тоғрилиқ чиқарған мәхсус бәлгилимә вә түзүлмилири бар. Һалбуки, б д т ниң пут-қоли алиқачан кишәнләнгән, йәни б д т хитай вә русийә тәрипидин кишәнләнгән болғачқа, бу орган өзиниң уйғурларниң бешиға немә ишларниң келиватқанлиқини тәкшүрүш бурчини ада қилалмайла қалмастин, бәлки қирғинчилиқниң давамлишишиниң алдиниму алалмиди.

Алим сейтоф: сизниң әнглийә парламентида бирдәк аваз билән өткән “қирғинчилиқ” һәққидики қарарни чиқришта ойниған муһим ролиңиз сәвәблик, хитай һөкүмити сизгә җаза елан қилди. Буниңға қарита хитай һөкүмитигә дәйдиған қандақ гепиңиз бар? хитай елан қилған бу җаза сизгә нисбәтән немидин дерәк бириду?

Нусрәт ғәни: мениңчә, бу “җаза” пүтүн әнглийә парламентиға берилгән бир җаза, йәни у хитайниң бизни җимиқтуруш, қорқутуш вә контрол қилиштики бир хил усул иди. Әмма буниң әксчә, бу җазаниң һеч үнүми болмиди, мени техму қәтий, техиму ирадилик қиливәтти. Мениң ишлиримни америка пайтәхти вашингитонни өз ичигә алған дунядики башқа парламент әзалириниң ишлири билән маслаштуралайдиған қилип қойди. Демәк, бу “җаза” хитай компартийәсиниң йәтмәкчи болған мәқситиниң дәл әксичә үнүми болди. Униң үстигә, хитай һөкүмитиниң әнглийә парламентиға җаза елан қилиши, башқа парламент әзалирида “немә иш боливатиду? биз йәнә немиләрни билишимиз лазим? хитай компартийәси дунядин зади немиләрни йошуриватиду?” дегәндәк соалларни пәйда қилди. Шуниң үчүн мән хитайниң бу җазсини “шәрәп” дәп қараймән. ‍Уйғур хәлқи дуч келиватқан зулумларни тохтимай паш қилиш-мениң мәҗбурийитимдур.

Алим сейтоф: әнглийәдә сиз вә башқа нурғун парлармент әзалири интайин актиплиқ билән хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқини паш қилдиңлар һәмдә әмәлий вә мәнилик ишларни қилип кәлдиңлар. Әмма борис җонсон һөкүмити бу җәһәттә көп иш қилмиди. Сизчә, буниң сәвәби немә?

Нусрәт ғәни: вай худайим, җаваб бериш толиму қийин бир соални соридиңиз. Қараң, бизниң дөлитимизниң негизлик бир қиммәт қариши бар. Бу қиммәт қарашниң бири, илгирики заманларда қуллуқни бикар қилиштин ибарәт иди. Бүгүн биз қуллуқ әмгикиниң шинҗаңдики завутларда, кевәзликләрдә мәвҗутлуқини, уйғурларниң бу җайларға әвитилип мәҗбурий ишқа селиниватқанлиқини көрүп туриватимиз. Улар ишләпчиқарған мәһсулатларниң бизниң базарлиримизда сетиливатқанлиқини көрүп туриватимиз. Мундақчә ейтқанда, һазир бизму бу қул әмгикиниң җәряниға қатнишип қеливатимиз. Шуниң үчүн биз һәрқандақ бир ширкәтниң, һәрқандақ бир дөләтниң бу хил қул әмгики вә улар ишләпчиқарған мәһсулатлардин пайда тапмайдиғанлиқиға капаләтлик қилишимиз керәк. Бу бизниң көп қисмимизни риғбәтләндүриду. Бир қисим парламент әзалири хитайниң санлиқ мәлумат топлап, топланған бу санлиқ мәлуматларни қоллинип, башқа дөләтләрни контрол қилиш мәқситини ишқа ашуришидин әндишә қилмақта. Бизниң һәммидин бәкрәк әндишә қилидиған йеримиз шуки, хитайниң бизниң демократийәмиз, бизниң қиммәт қарашлиримиз вә бизниң әркиниликимиздин пайдилинип туруп, бизгә тәһдит елип келишидур.

Алим сейтоф: сизгә көптин-көп рәһмәт!

Нусрәт ғени: сизгиму рәһмәт, бу мән үчүн шәрәп!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.