Қазақистанда йәр тоғрилиқ қанун лайиһәсиниң өзгәртилиши хитайға қарши кәйпиятни басаламду?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.05.28
Қазақистанда йәр тоғрилиқ қанун лайиһәсиниң өзгәртилиши хитайға қарши кәйпиятни басаламду? Қазақистан президенти нурсултан назарбайеф һөкүмити вә у оттуриға қойған йәр ислаһатиға қарши намайишчиларни сақчиларниң тутқун қиливатқан көрүнүши. 2016-Йили 21-май, алмута.
REUTERS

Мәлумки, мәркизий асия мәмликәтлиридин болупму қазақистанда узундин буян йәр мәсилисиниң аммивий ахбарат васитилиридә, иҗтимаий таратқуларда һәл қилинишини тәләп қиливатқан муһим мәсилиләрниң бири сүпитидә бәс-муназирә қозғап келиватқанди. Мәмликәтниң нурсултан, алмута вә башқиму чоң шәһәрлиридә өткән наразилиқ намайишлири қатнашқучилири қазақистан йериниң чәт әлликләргә, болупму хитай ширкәтлиригә вә пуқралириға сетилишини вә узун муддәткә иҗаригә берилишини тохтитишни һәм буни мәний қилишни тәләп қилғанди.

Қазақистан мәтбуатлирида елан қилинған мақалиларға қариғанда, мушу йили мәмликәт рәһбири қасим-җомарт тоқайеф қазақистан парламенти алий кеңишигә йәр мәсилиси бойичә өзгәртилгән қанун лайиһәси сунғанкән. Мәзкур қанун лайиһәсидә чәт әлликләрдин ташқири йәнә башқа әлләрдин өзлириниң тарихий вәтинигә көчүп кәлгән қазақ пуқралирири үчүнму йәрни иҗаригә елиш вә сетивелиш мәний қилинғанкән. Һөҗҗәттә қазақистан пуқралиқини алғанлар вә униңдин чиқип кәткәнләр үчүн йәрни сетивелишниң я болмиса дөләткә өткүзүп беришниң қаидә-йоллири тәпсилий қараштурулған.

Хәвәрләрдә йәнә көрситилишичә, мәзкур қанун лайиһәси қазақистан парламенти тәрипидин қобул қилинғандин кейин уни мәмликәт рәһбири қасим-җомарт тоқайеф имзалиғанкән. Әмма мәзкур қанун лайәһәси елан қилинған болсиму, намайишлар йәнила орун алған.

“азадлиқ” радийосида елан қилинған “йәр мәсилиси тоғрилиқ намайиш алмутада бир нәччә адәмни йиғди” намлиқ мақалида ейтилишичә, шәһәрниң мустәқиллиқ һәйкили йенида 40 қа йеқин адәм йиғилип, мәзкур қанун лайиһәсидә йеза игиликигә бәлгиләнгән йәрләрни сетишни толуқ мәний қилишни бекитиш вә мәмликәттә бирләшкән хитай санаәт лайиһәлирини әмәлгә ашурушқа йоқ қоймаслиқ тәләплирини оттуриға қойғанкән.

Мәлум болушичә, қазақистанда йәр мәсилиси бойичә өзгәртилгән қанун лайиһәси чиққандин буян мәтбуатларда бу һәқтә бәс-муназирә тохтимайватқан икән. Шуларниң бири “сентир асия” ахбарат-йеңилиқлар тор бетидә елан қилинған ирина җорбенадзениң “немә үчүн қазақистан хитайға зәрбә беришкә җүрәт қилди” намлиқ мақалисидур. Униңда мақалә аптори қазақистанниң чәт әлликләргә, йәни әмәлийәттә хитайға йәр сетишни мәний қилғанлиқини, хитайниң буниңға көз юмушиға тоғра келидиғанлиқини оттуриға қойған.

Мақалидә йәр мәсилисиниң қазақистанлиқлар үчүн интайин чигич мәсилә икәнлики тәкитләнгән. Болупму хитайға йәр сетишқа вә хитай кеңәймичиликигә қарши кәйпиятниң өсүшигә биринчи новәттә хитайниң аз санлиқ мусулманларға қаратқан тәқибләш сиясити, уларни җаза лагерлирида тутуп туруши вә шундақла қазақистанда хитайниң 56 завутиниң селиниши тоғрилиқ хәвәрләр сәвәб болған. Мақалә апториниң қаришичә, мәмликәттә хитайға қарши партлашниң алдини елишқа һәм шу мунасивәт билән өктичи күчләрниң актиплиқини бесишқа шараит яритилғанкән.

Өзгәртилгән қанун лайиһәсиниң имзалиниши қазақистанда йәр мәсилиси үзүл-кесил һәл болди дегәнликму? бу қазақистанда хитайға қарши кәйпиятниң бесилишиға сәвәб болаламду?

Сиясәтшунас дос көшим әпәнди кейинки йилларда қазақистан җәмийитидә хитай тоғрилиқ мислисиз қорқунч вә тәшвиш пәйда болғанлиқини, шәхсән өзиниң “хитай кеңәймичилики” дегән чүшәнчигә ишәнмәйдиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “омумән һәр қандақ бир мустәқил мәмликәт һәр вақитта өз хәвпсизликини һәртәрәплимә ойлиши лазим. Бир мәмликәттин қорқуш керәк әмәс. Бирақ биздә хитайдин чөчүш һәддидин ешип кәтти. Мәсилән, һазир йәрни чәт әлликләргә узун муддәткә беришкә болмайду дәп вараң-чуруңдин көрә йәрни хитайға узун муддәткә беришкә болмайду дегән яхшидәк. Қарисақ, иккилиси бирдәк. Бир яқтин һәммә әлләргә, йәнә бир яқтин пәқәт хитайға. Шәхсән мән өзүм русийә хәвпиниң мәвҗутлиқиға ишинимән. Иккинчи мәсилә, бизниң бурунқи қанун бойичә йәр һеч кимгә сетилмайду. Шуниң үчүн тоқайеф бу йәрдә йеңи қанун чиқарғини йоқ. Әслидә йәр чәт әллик ширкәтләргә, йәни чәт әллик ширкәтләрниң үлүши бар қазақистан ширкәтлиригә йәр иҗаригә берилмәйду дегән мадда кирди. Бу 2016-йилқи хәлқниң йәр маҗраси бойичә көтүргән тәлипи. Буни тоқайеф көтәрмиди. Мушуни яхши чүшинивелишимиз керәк. Буни хәлқ халиди, тәләп қилди, кочиға чиқти. Тоқайеф шуни қанунға айландурушқа мәжбур болди. Бу тоғра. Сәвәби қазақистанниң асасий қанунида һакимийәтниң көз-тумари хәлқ дәп йезилған. Шуниң үчүн хәлқниң ейтқини әмәлгә ашти. Йәнә бир нәрсә, 2016-йили икки мәсилә көтирилгән иди. Биринчи, йәрни шәхсийгә бәрмәслик, һеч кимгә сатмаслиқ керәк. Иккинчиси, йәни тоқайефниң имзалиғини бу чәт әлликләргә узун муддәткә ижаригә берилмәйду дегән мәсилә. Мениң һәйран қалғиним, тоқайеф иккинчи мәсилини ейтип, биринчисини ейтмиди. Бу мәсилигә техичә чекит қоюлмиди. Демәк һөкүмәт бәш йилдин буян бу мәсилини һәл қилалмайватиду дегән сөз. Бу яхшилиқ әмәс.”

Дос көшимниң ейтишичә, қазақистан даирилири мушу күнгичә йәрни шәхсийгә айландуруш нийитидин янмиғаникән, демәк хәлқ тәлипини орунлимиған болуп һесаблинидикән. У әлдә хитайдин сақлиниш, гуманлиниш роһиниң йәнә давам қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

Зияритимизни қобул қилған сиясәтшунас рисбек сарсенбай әпәнди мундақ деди: “хитайдики мусулман милләтләр қазақларға, уйғурларға, қирғизларға қарита йүргүзүлүватқан бесим һелиғичә тохтимиди. Һазир хитайниң алмутатики консулханиси алдида өзлириниң һеч бир гунаһсиз балилири, қизлири, қериндашлири қамилип ятқанларниң уруқ-туғқанлири наразилиқ билдүрүватиду. Қамақта ятқанлардин техичила из-дерәк йоқ. Бу хитай тәрипидин бесимниң, тәқибләрниң техичила давам қиливатқанлиқини көрситиду. Шундақ болуватқанда бу яқтиму омумән хитайға болған қаршилиқ йәнә өсүп, наразилиқ намайишлириниң давам қилиниши сөзсиз. Бу йәрдә хитайға қарши болуватқан наразилиқ хитай бу бесимни тохтатмиғучә давам қилиду. Әмди йәр тоғрилиқ қанунға келидиған болсақ, бу қанун йәрниң хитайға я башқиларға сетилип кетишигә һеч қандақ капаләт берәлмәйду. Биздә қанун дурус болсиму, әмма униң орунлиниши дурус боливәрмәйду. Сәвәби биздә парихорлуқ, сатқунлуқ мәвжүт. Биздә техичә қазақистан пуқраси болувалған чәт әлликләргә йәр сетиватқанлар йоқ әмәс. Қазақистан җәмийити буниңға сәгәклик билән қариши лазим. Шуңлашқа биз қобул қилинған бу қанунға ишинәлмәймиз. Йәнә бир мәсилә, биздә хитайниң бир нәччә карханилири бар болуп, уларниң бәзилири һөкүмәт тизимиға елинған. Гәп шуниңдики, әнә шулар қанчилик дәриҗидә қануний һалда ишләватиду һәм ишлимәкчи. Уларни тәкшүрүш, контрол қилиш вәтәнпәрвәр шәхсләрниң иши. Һакимийәт, әлвәттә, буниңға тосқунлуқ қилиду, һәммини яхши дәп ейтишқа тиришиду. Бирақ 1-завуттин тартип та 56-завутқичә тәкшүрүшимиз лазим. Шу вақиттила бизниң көңлимиз тинчлиниду.”

Рисбек сарсенбай хитай карханилириниң әлгә келишиниң пәқәт ишләп чиқириш мәқситинила көзлимәй, бәлки демографийәлик әһвалдиму, екологийәлик әһвалдиму, миллий-сиясий әһваллардиму, һәтта хәлқара әһваллардиму буниң җиддий мәсилигә айлинип кетишини агаһландурди. У йәнә қазақистанда хитайға қарши кәйпиятниң йеқин арида бесилмайдиғанлиқини, хитай хәвпигә йол қоюлушиниң келәчәктиму қанчилик зиян елип келидиғанлиқини унтуп қалмаслиқни билдүрди.

Игилишимизчә, мушу йили март ейиниң ахирида алмутада 300 адәмниң қатинишиши билән намайиш болуп, уларниң асасий мәқсити хитай кеңәймичиликигә қарши болғанкән. Намайиш өткүзүш йәрлик һакимийәтләр билән алдин-ала келишилгән болсиму, әмма униң қатнашқучилирини тутқун қилиш, алақә васитилирини өчүрүветиш әһваллири орун алғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.