Көзәткүчиләр: хитайниң қәрзидин қутулмисақ, мустәқиллиқтин айрилишимиз мумкин
2020.02.19
Мәлумки, өткән әсирниң 90-йиллириниң башлирида совет иттипақи ғулап, иттипақдаш җумһурийәтләр, шу җүмлидин оттура асия җумһурийәтлири мустәқиллиққа еришкәниди.
Әнә шу мустәқиллиқниң дәсләпки вақитлиридин башлапла хитай өзиниң бу райондики тәсир даирисини күчәйтишкә киришти. Хитайниң сода-иқтисадий мунасивәтләр, һәр хил лайиһәләр баһанисидә оттура асия җумһурийәтлириниң енергийә вә йәр асти қезилма байлиқлириға көз ташлаватқанлиқи даим тилға елиниватқан муһим темиларниң бири болуп кәлмәктә. Бу җәһәттә хитайниң бу җумһурийәтләргә көпләп мәбләғ селиши, шундақла завутларни селип, өзлириниң ишчи вә мутәхәссислирини елип кириши йәрлик аһалиниң наразилиқини туғдурмақта.
Йеқинда қирғизистанниң нарин областида хитайниң қурулуш пиланлириға қарши чоң көләмлик намайиш йүз бәргән болуп, намайишчилар қирғизистан һөкүмитидин 275 милйон долларни тәшкил қилидиған мәзкур қурулуш пиланидин ваз кечишни тәләп қилған.
“явро-асия дәйли” ахбарат агентлиқида елан қилинған “қирғизистандики намайиш хитай мәбләғчилирини чөчүтти” намлиқ мақалидә ейтилишичә, хитай мәбләғ салғучилири бу пиланидин ваз кечип, әмди қирғизистан тәрәптин 615 миң доллар чиқимни төләп беришни илтимас қилмақтикән. Бу, қирғизистанниң мундақ чәтәл мәбләғлиридин баш тартиватқан биринчи вәқә әмәскән. Мақалидә йәнә қошна қазақистандиму әнә шундақ хитайға қарши намайишларниң пат-патла болуп туридиғанлиқи ейтилған.
Хитайниң қирғизистан вә қазақистанға мәбләғ селиши немигә елип келиши мумкин? хитай бу җәһәттә мәзкур җумһурийәтләргә тәсир көрситәләмду? икки мәмликәт хәлқи немә үчүн хитайға наразилиқ билдүрүватиду?
Қирғизистанлиқ сиясәтшунас абдуреһим һапизоф әпәндиниң пикиричә, хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини қурғандин буян оттура асия җумһурийәтлиригә иқтисадий ярдәм көрситиш арқилиқ уларға болған һәм иқтисадий, һәм сиясий тәсирини күчәйтишкә киришкән икән.
У мундақ деди: “хитайниң бу дөләтләргә бериватқан иқтисадий ярдими бир мәқсәтни көзләйду. Алдимиздики йилларда уларниң иқтисадиға чоң тәсирини көрситиш. Бейҗиң қәрзни тохтимай бериватиду һәм иқтисадий җәһәттин аҗиз дөләтләрниң қәрзни вақтида төлийәлмәйдиғанлиқини билиду. Униң орниға хитай йәрләрни, қезилма байлиқларни өзиниң пайдисиға иҗаригә елишқа һәрикәт қилиду.”
Абдуреһим һапизоф қирғизистанда аһалиниң хитайға болған наразилиқиниң техиму ашидиғанлиқини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “мән ойлаймәнки, бу намайишларниң нәтиҗиси болиду. Сәвәби йәрлик хәлқләр бейҗиңниң қандақ сиясити болидиғанлиқини сезиватиду. Намайишларниң мәқсити қирғизистан өз мустәқиллиқидин айрилип қалмисун дегәнликтур.”
Қазақистанлиқ сиясәтшунас азимбай ғали әпәнди мундақ деди: “хитайниң империйәлик ғәризи бар. Мениңчә қәрз елип, әмма униң бесивелишиға йол қоймаслиқ лазим. Мәсилән, таҗикистанға охшаш беқиндилиққа чүшүшкә болмайду. Қирғизлар болса, хитайлар билән кәмбәғәл яшиғучә, өзимизниң кәмбәғәл турғини әвзәл дәп, хитайларни қоғлаватиду. Қазақистан, бир тәрәптин, хитай билән иқтисадий мунасивәттә болуши керәк, иккинчи тәрәптин, қәрзни көп алмаслиқи керәк. Биздә парихорлуқ көп орун алған. Хитай шуниңдин пайдилинип, қазақистанни мустәқиллиқидин мәһрум қилиши мумкин.”
Сиясәтшунас ғалим агелеуоф қазақистанда хитай мәсилисиниң интайин чигиш вә мурәккәп икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “әмәлийәттә хитай бизниң иқтисадлиримизни контрол қиливатиду. Хитай тәбиий мәнбәләрниң асасий сетивалғучиси. У елимиз санаитиниң нефит-газ саһәсидә өз үлүшигә һәм өз карханилириға игә. Бизниң даириләр қазақ вә башқиму түркий тиллиқ мусулман хәлқләрниң сиясий тәқиблиниши мәсилисиниму артуқчә көтүрүшни халимайду. Сәвәби вәзийәтни кәскинләштүргүси кәлмәйду. Хитай бу йәрдә, әлвәттә, өз мәнпәәтлирини көзләйду. Хитай қазақистан иқтисадини, биринчи нөвәттә, нефит, газ, тәбиий қезилма байлиқлирини вә башқиларни игиливелишқа интилмәктә, һәтта биздә 100 пирсәнт хитай карханилириму бар. Демәк, бу бизниң мәмликитимиз өз позитсийәсини йоқитиватиду дегән сөз. Хитай болса, йәниму көпрәк қәрз беришни вәдә қилмақта.”
Ғалим агелеуоф мубада хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” иқтисадий лайиһиси йәниму давам қилидиған болса, қазақистанниң хитайниң тәсири астидин чиқалмай, мустәқиллиқидин айрилиш хәвпиниң туғулуш мумкин икәнликини билдүрди.