Японийә сукуба радийоси рабийә қадир ханим һәққидә мәхсус программа аңлитишқа башлиди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.05.23
professor-fuji-genki-turmuhemmet-hashim.jpg Мәркизи токйодики сукуба радийо истансисиниң радийо сөһбәт программисида профессор фуҗи генки әпәнди билән доктор турмуһәммәт һашим әпәнди. 2016-Йили 17-май, токйо.
RFA/Qutluq

17-Майдин башлап японийә сукуба радийо истансиси рабийә қадир ханим һәққидә һәптидә икки қетим мәхсус бир саәтлик программа аңлитишқа башлиди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатидин игилишимизчә, мәркизи токйодики сукуба радийо истансиси уйғурлар һәққидә һәптидә икки қетим мәхсус программа аңлитишқа башлиған болуп, буниңда асаслиқи дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң 24-майдин башлап токйо, осака қатарлиқ бир қанчә шәһәрләрдә нөвәттики уйғур вәзийитидин аңлитидиған доклати тоғрисида тохталған.

Сукуба радийо истансисиниң бу қетимқи рабийә қадир ханим тоғрисида тәйярлиған мәхсус сөһбәт программисиға японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим тәклип билән қатнашқан болуп, программиға японийә такушуко университетиниң профессори хәлқара сиясий мәсилиләр мутәхәссиси фуҗи генки риясәтчилик қилған.

Мәзкур радийо истансиси узундин буян профессор фуҗи генкиниң риясәтчиликидә һәптидә икки қетим “ кейҗи программиси” намида аңлитиш берип келиватқан болуп, бу қетим рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллириниң японийә зиярити тоғрисида алаһидә сөһбәт программиси ишлигән.

Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим мәзкур программа тоғрисида мәлумат бәрди.

Турмуһәммәт һашимниң ейтишичә, мәзкур радийо программа риясәтчиси профессор фуҗи генки аңлитиш җәрянида рабийә қадир ханимниң уйғур мәсилисини японийә һөкүмити вә хәлқигә аңлитишта һазирға қәдәр японийәдә елип барған паалийәтлирини тонуштуруш билән биргә, бу қетимқи японийә зияритиниң әһмийити һәққидә тохталған.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған профессор фуҗи генки:“ 17-май сәйшәнбә күни кәч саәт 10 дин башлап һәптидә икки қетим рабийә қадир ханимниң бу қетимқи японийә зиярити тоғрисида мәхсус сөһбәт программиси аңлитишни башлидуқ. Мениңчә, японийәдә тәрәққий тапқан йәттә дөләт йиғини ечилиш алида турған, хәлқимиз хәлқара мәсилиләргә көңүл болуватқан мушундақ бир пәйттә, рабийә қадир ханимниң мәтбуатларда техи дейилмигән шәрқий җәнуби асия әллиридики уйғур мусапирлар мәсилиси һәққидә үч чоң шәһәрдә доклат беришиниң әһмийити толиму зор болиду дәп қараймән” деди.

Радийо программа мәсули сүзүки бу қетимқи уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида елип берилидиған рабийә қадир ханимниң доклати тоғрисида ишләнгән программа һәққидә тохтилип:“ шәрқий җәнуби асия әллиридә тутқун қилинип түрмиләргә ташланған уйғур мусапирларниң зиндан һаяти вә хитайға мәҗбурий қайтурулған уйғурларниң тәқдири радийо аңлиғучилиримизни һәммидин бәкрәк тәсирләндүрүши мумкин дәп ойлаймән” деди.

Доктор турмуһәммәт һашимниң қаришичә, японийәдә бу хил радийо программилири арқилиқ уйғур мәсилисини тонуштуруш ‏- японларниң уйғур мәсилисигә болған қизиқишини қозғаш вә шундақла бу қетим үч чоң шәһәрдә елип берилидиған рабийә қадир ханимниң доклат бериш паалийитигә көплигән кишиләрниң қатнишишини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилған икән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.