Русийәниң мәркизий асиядики истратегийәси немини көзләйду?
2022.08.26
Йеқинда русийә өзиниң қирғизистан вә таҗикистандики һәрбий базилириниң җәңгиварлиқ тәйярлиқини күчәйтидиғанлиқини елан қилғаниди. Бу һәқтә русийә мудапиә министири сергей шойгу шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һәрбий башлиқлириниң йиғинида билдүрди.
Русийә мудапиә министириниң бу билдүрүши аммиви ахбарат васитилиридә йорутулди. “пәрғанә” ахбарат агентлиқида елан қилинған “шойгу: русийә қирғизистан вә таҗикистандики өз һәрбий базилириниң җәңгиварлиқ тәйярлиқини күчәйтиду” намлиқ мақалида ейтилишичә, буниңға афғанистандики вәзийәт һәм башқиму кризислиқ вәзийәтләр сәвәб болмақтикән.
Шойгу мәзкур йиғинда сөзгә чиқип, афғанистанда хәлқара террорлуқ тәшкилатларниң актиплишиватқанлиқини вә диний радикализм идеологийәсиниң тарқиливатқанлиқини, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики вә чегралар ара җинайәтләрниң күчийиватқанлиқини тәкитлигән. У йәнә афғанистан мәсилиси бойичә һәр қандақ бир тәшәббусларни қоллайдиғанлиқини билдүргән. У шуниңдәк мәркизий асияниң бихәтәрликини тәминләштә барлиқ чариләрни қоллинидиғанлиқиниму оттуриға қойған.
Русийә вә мәркизий асия мәтбуатлирида өзбекистан вә афғанистан чеграсида қораллиқ тоқунуш орун елип, икки адәмниң өлүп, алтисиниң яридар болғанлиқи хәвәр қилинған. Лекин буниң қайси тәрәптин икәнлики ейтилмиған. Бу һәқтә өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи рәсмий билдүргән. Шуниңдәк икки тәрәпниң мәхсус органлири музакирә йүргүзүп, һәр икки тәрәптин бәзи тәртип бузушларға йол қоюлғанлиқини иқрар қилған.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, аму дәрясиға җайлашқан “арал пайғамбар” арили районида өзбек чеграчилири қолвақларға олтурувалған 24 афғанниң чегра бузғанлиқини байқиған. Чегра бузғучилири қаршилиқ көрсәткәндә оқ етилған. Афғанларниң чегра бузушиға уларниң өзбекистан территорийәсигә дора өсүмлүкниң йилтизини издәп кәлгәнлики сәвәб болған.
Мутәхәссисләр илгири иттипақдаш болған сабиқ оттура асия дөләтлири арисидики чегра тоқунушлири вәқәлириниң қирғизистан вә таҗикистан оттурисидиму пат-пат орун елип туридиғанлиқини илгири сүрүп кәлгәниди. Бу тоқунушлар бойичә музакириләр давамлиқ йүргүзүлүп турсиму, бу һазирчә нәтиҗә бәрмәй кәлгән.
Русийәниң мәркизий асиядики истратегийәси немини көзләйду? бу райондики вәзийәт русийә үчүн муһимму? у афғанистан мәсилисидин башқа йәнә немидин әндишә қилиду?
Сиясәтшунас пйотр свойик әпәнди мундақ деди: “һазир русийәниң диққити асасән украина охшаш русийәгә қарши лайиһәни йоқ қилишқа қаритилған. Қалған мәсилиләрниң барлиқи униң үчүн иккинчи орунда туриду. Әмма омумән русийәниң сиясити у контрол қиливатқан мәркизий асиядәк чоң районда әнә шундақ русийәгә қарши лайиһәләрниң болушиға йол бәрмәсликтин ибарәт. Кейинчирәк болса, бу районни өзиниң сиясий вә иқтисадий мәнпәәтлиригә беқиндуруш. Әлвәттә, афғанистанму сөзсиз шундақ мәнпәәтләр даирисигә кириду. Афғанистан америкадин бошиғанлиқтин у русийә үчүн әркин бошлуқ болуп қалди: биринчидин, русийә үчүн бу район чоң мәсилә, иккинчидин, мәнбә вә сиясәт җәһәттин униң келәчики муһим. Шуниң үчүн русийә бу мәсилидә һәм хитай һәм пакистан билән һәмкарлишип, уларниң қоллап-қуввәтлиши билән сүрийәдә болғандәк афғанистандиму болушқа тиришиду. Бу җәһәттә у һәм иран һәм түркийә билән һәмкарлашмақта. Русийә уюштурмақчи болуватқан һәрбий мәшиқләр вә башқилар униң мәркизий асиядики истратегийәлик сияситиниң бир көрүнүши болуп һесаблиниду.”
Пйотр свойик русийәниң мәркизий асиядики вәзийәт һәм бу райондики дөләтләрниң өз ара чегра мәсилилиридин әмәс, бәлки өзиниң бу райондики мәнпәәтлиридин көпрәк әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.
Тәтқиқатчи руслан изимоф әпәнди мундақ деди: “һәқиқәтәнму һазир биз русийәниң һәрбий, һәрбий-сиясий вә һәрбий-техникалиқ саһәләрдә мәркизий асия әллири билән болған алақилирини актиплаштуруватқанлиқини көрүватимиз. Әлвәттә, бу афғанистанда қелиплашқан вәзийәт билән зич бағлиқ. Бир йил илгири талиплар афғанистан һакимийитини игиливелип, пүткүл мәмликәт үстидә контрол орнитишқа киришкәниди. Әмма у пүтүнләй контролни қолға алалмиди. Һазир талипларға беқинмайватқан террорлуқ һәм радикал тәшкилатларниң бар икәнлики мәлум болуватиду. Бу күчләрниң өз мәқсәтлири, шу җүмлидин мәркизий асия дөләтлиригә туғдуруватқан хәвплири бар. Биринчи нөвәттә бу таҗикистан, өзбекистан вә түркмәнистан. Талиплар һакимийәткә кәлгән бир йил вақит мабәйнидә мәркизий асия мәмликәтлири билән чегра тоқунушлириниң болғанлиқи, афғанистанниң шималида йүз бәргән һәрбий һәрикәтләр тоғрилиқ йеңилиқларни көрүп вә аңлап турдуқ. Шундақла бу йәрдә ‛миллий қарши туруш фронти‚ тәшкилати техиму актиплишиватиду. У таҗикистан вә башқиму ташқи күчләр тәрипидин мәлум дәриҗидә қоллап-қуввәтлиниватиду һәм бу күндә талиплар үчүн хәвплик күч болуп қеливатиду.”
Руслан изимофниң ейтишичә, бу русийә үчүнму хәвп туғдуруватқан болуп, у мумкин қәдәр бу районниң бихәтәрликини тәминләшкә тиришмақта.
У йәнә мундақ деди: “лекин мениң қаришимчә, бу русийәниң немә үчүн мәркизий асияда актиплишиватқанлиқини көрситидиған асасий сәвәб әмәс. Асасий сәвәб шуниңдики, һазир мәркизий асия русийә билән америка башлиқ ғәрб һәм хитайниң гео-сиясий мәнпәәтлири тоқунушуватқан нуқтилиқ районларниң биригә айланмақта. Русийә ғәрб билән қариму-қарши мәйданда туруватқан бир пәйттә, әлвәттә, русийә өзиниң мәркизий асиядики тәсир даирисини сақлап қелишқа бар күчи билән интилиду. Сәвәби, русийә-украина уруши көрситип турғандәк, сабиқ совет иттипақи территорийәлиригә күч қоллиниш усули мундақ контролни тәминләшкә қадир әмәсликини ашкара қилмақта. Шуниң үчүн москва өзиниң илгирики тутқан йолидин йенип, ‛юмшақ күч‚, ‛хәлқ дипломатийәси‚гә охшаш механизмларға таянмақта. Бу йәрдә йәнә бир нуқтини атап өтүш керәк. Бу йеқинлишиватқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әзалириниң нөвәттики учришиши. Мениңчә бу тәшкилат омумий явро-асиялиқ бир тәшкилатқа айлиниватиду.”
Руслан изимоф бу тәшкилатқа бәш ядролуқ мәмликәтниң әза икәнликини, униң русийә вә хитайни қоллайдиған әзалириниңму барғансери көпийип, ғәрбкә қарши күчлүк бир тәшкилатқа айлиниш алдида туруватқанлиқини билдүрди.
Мәлуматлардин игилишимизчә, русийә мушу йил күз айлирида қазақистан, қирғизистан вә таҗикистанда коллектип һәмкарлиқ шәртнамиси тәшкилати даирисидә бир нәччә һәрбий маневирларни өткүзмәкчикән. Буниңдин ташқири русийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати даирисидиму шундақ маневирларни өткүзүшни пиланлимақта.