Архип
2013-09-03
Ғәрб ахбарат вастилири бүгүнки хәвәрлиридә, хитай рәиси ши җинпиңниң 2 - авғуст күни мәркизи асиядики төт дөләткә қарита рәсмий зияритини башлиғанлиқини, униң түп мәқситиниң уйғур миллий бөлгүнчилиригә қарши бирликсәп қуруш икәнликини илгири сүрүшти.
2013-08-31
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, америка даирилири өткән һәптә дәмәшқ сирти елип берилған химийилик қорал һуҗумида әсәд мустәбит һакимийитиниң қоли барлиқини елан қилди.
2013-08-31
“йәршари вақит гезити” дә елан қилинған йилқичи вәқәси тоғрисидики хәвәрдә, вәқәдә өлгән 20 дин артуқ уйғур тоғрисида яки қолға елинғанлар тоғрисида бирәр җүмлә әскәртишму йоқ.
2013-08-29
Японийә такараҗимаша нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “хитай тоғрисида мулаһизиләр” намлиқ хитай ишлириға аит мақалиләр топлимида хитай һакимийитиниң сиясий, иқтисади, һәрбий, маарип, мәдәнийәт вә милләт мәсилиси тоғрисида бир қисим учурлар берилгән.
2013-08-27
Әлламә муһәммәд иқбал йеқинқи заман ислам дунясидики мәшһур мутәппәккур, тонулған шаир шундақла пакистан ислам җумһурийитиниң мәнивий қурғучиси.
2013-08-23
Хитайниң уйғур ели вә тибәт, моңғул аптоном районлирида 2008 - йилидин буян арқа - арқилап, хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайишлири мәйданға кәлгәндә, көзәткүчиләрниң көпи буни хитай һөкүмитиниң миллий сияситиниң мәғлуб болғанлиқиниң ипадиси, дәп баһалиған. Әмма, хитай һөкүмити буни рәт қилип, вәқәләрниң хитайниң миллий сиясити билән мунасивити йоқлуқини илгири сүргән иди.
2013-08-23
Чуңчиң шәһириниң сабиқ партком секретари, хитай компартийә сиясий бюро әзаси бо шиләй 22 - авғуст пәйшәнбә күнидин башлап шәндуңниң җинән шәһәрлик оттура сот мәһкимисидә пара елиш, хиянәтчилик вә һоқуқини сүй истемал қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип сотқа тартилған иди.
2013-08-22
Түркийәниң сивас шәһиридә ечилған түркмәнләр йиғинида сөз қилған бүйүк бирлик партийиси рәиси мустафа дәстичи, әгәр түркийәниң б д т бихәтәрлик даимий комитетида елинған қарарларни рәт қилиш һоқуқи болған болса, хитай уйғурларни өлтүрәлмәйтти, деди.
2013-08-19
Б б с агентлиқиниң йеқинқи хәвиригә асасланғанда, әнглийәдә аилиләрдики интернет бихәтәрликини әмәлгә ашуруш мәқситидә йолға қоюлмақчи болған шәһваний тор бәтлирини сүзүш системисиниң мәшғулатини хитайниң әң чоң електронлуқ алақә мәһсулатлири ширкити: хуавей үстигә алған.
2013-08-06
Америкидики хитай әлчиханиси дәрвазисиға “чеқилиду” дегән хәт йезилған тахта есип қоюлуп төт күндин кейин охшаш хәт йезилған тахтиниң канаданиң оттава шәһиридики хитай әлчиханисиниң ишикигиму есилғанлиқи мәлум болған.
2013-08-01
31-Июл чаршәнбә күни кәчтә түркийәдики а 9 телевизийисидә атақлиқ язғучи, мәзкур телевизийиниң қурғучиси әднан октар әпәнди билән уйғур сиясий паалийәтчиси профессор доктор султан маһмуд қәшқәрий әпәндиниң сөһбәт программиси көрситилди.
2013-07-31
1930-Йиллардин таки йеқинқи мәзгилләргичә хитайниң ички өлкилиригә “нахша-уссул миллити” дәп тәрғиб қилинған уйғурлар 1990-йиллардин буян хитайдики таратқуларда “бөлгүнчи”, “диний радикал” вә “террорист” қалпақлири билән оттуриға чиқишқа башлиған.
2013-07-30
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрни террорлуққа, болупму чәтәлләрдики террор гуруппилириға бағлиши хәлқараниң диққитини тартиватқан әң муһим нуқтиларниң бири.
2013-07-30
Японийә “хитай тәтқиқати” журнилида коллектип нәшргә тәйярланған “уйғурларниң милләтчилики” сәрләвһилик мақалидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан түрлүк сиясәтлири вә уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири үстидә әтраплиқ тәкшүрүш елип берилған.
2013-07-29
Японийәлик бир әрбаб японийәдики хитай дипломатийә хадими қундуз йүсүп һәққидә тохтилип, “қундуз йүсүпкә японийә ташқи ишлар министирлиқи алаһидә агаһландуруш бәргән болуши мумкин” дегән.