Архип
2013-09-24
Хитайда өй-мүлк баһасиниң һәддидин зиядә өрләп кетиши, пул пахаллиқи, бай-кәмбәғәллик арисидики пәрқниң зорийиши вә һәр йили шәһәрләргә қарап еқиватқан аққунлар мәсилисигә охшаш бир қатар иқтисадий мәсилиләр көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
2013-09-24
Һазирқи вәзийәттә афғанистан яки пакистан қатарлиқ дөләтләрдики һечбир җамаәт яки һечбир тәшкилат өзлиригә һиҗрәт қилип барғанларни қоғдап уларниң һаятиға капаләтлик қилалайдиған шараитқа игә әмәслики һәммигә мәлум.
2013-09-23
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати икки һәптә илгири исландийәдә ечилған 79-нөвәтлик қурултийида келәр нөвәтлик қурултайни қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткүзүшни қарар қилди.
2013-09-23
Җуғлиған һасилатлирини вәтән-миллитигә йәткүзүшкә хуштар зиялийлар билән, чаңқиған еһтияҗлириға дава болғуси пурсәтләргә тәшна авамниң еһтияҗлирини өз-ара учраштуруш, вәтән ичи-сиртидики җәмийәт вә тәшкилатларниң йәнә бир хизмити болуп омумлашмақта.
2013-09-19
Йеқинда токйо университетиниң алаһидә тәклипи билән японийә темпел университетиниң профессори кара мириам абарамсон ханим “шинҗаңда ислам дининиң башқурулуши” дегән темида доклат бәргән.
2013-09-18
2009-Йили 5-июл үрүмчи вәқәси йүз берип, узун өтмәйла үрүмчидә уйғурларниң хитай пуқралириға йиңнә билән һуҗум қиливатқанлиқи һәққидә сирлиқ бир сөз-чөчәк тарқалған иди.
2013-09-17
Йеқиндин буян вәтән ичидики тор бәтлири вә блогларда түрлүк мәзмундики кинайилик рәсимләр арқа-арқидин елан қилинип, уйғур хәлқиниң еғир сиясий бесим ичидики ой-хияллири вә адаләтсиз реаллиққа болған күчлүк инкасини ипадә қилмақта.
2013-09-13
Хитайниң тәрәққияти вә униң суға болған еһтияҗиниң ешип бериши оттура асия дөләтлири, болупму қазақистанниң су бихәтәрликигә җиддий тәһдит пәйда қилмақта.
2013-09-13
Демократийә қолаққа чирайлиқ аңлинидиған, һәркимни қайил қилидиған бир сөздур. Һазирқи күндә инсанлар демократийә сайисидила өзлириниң толуқ қанунлуқ һәқ - һоқуқлириға игә болмақта.
2013-09-11
Илгири қазақистандики японийә әлчиханисида хизмәт қилған, һазир хоккайдо университетиниң профессори уяма өзиниң “йеңи бүйүк оюнму?” намлиқ мақалисини японийә акаши нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “оттура асия” намлиқ китабиға киргүзгән.
2013-09-10
Қәдимдин та һазирғичә көплигән мусулман қериндашлиримиз сиясәт сөзидин өкүниду, һәтта бәзиләр униңдин сәскиниду. Чүнки улар сиясәтниңму мәлум дәриҗидә әхлақ-пиринсипи барлиқини билмәйду.
2013-09-09
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң сант-петерсбург шәһиридә чақирилған 20 дөләт башлиқлар йиғинини түгитип, оттура асия әллирини давамлиқ зиярәт қилди. Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, бихәтәрлик мәсилиси униң бу сәпиридики асаслиқ мәсилиләрниң бири.
2013-09-09
“ешәк гөши мантиси” қатарлиқ һарам йемәкликләрниңму 3-нөвәтлик җуңго мусулманчә йемәклик мәдәнийәт байрими вә шинҗаң алаһидә йемәкликләр көргәзмисидә пәйда болуп қелиши, үрүмчиниң җүмлидин мәсул даириләрниң йүзини төккән.
2013-09-09
Хитай рәиси ши җинпиңниң оттура асияға қаратқан 10 күнлүк зиярити башлиниши билән, дуня мәтбуатлирида оттура асия мәсилиси қизиқ нуқта мәсилисигә айлинип қалди.
2013-09-06
Явропа әллиридә яшаватқан диний зиялийлар нөвәттики дуня вәзийитидин уйғур ели вәзийитигә баһа берип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни башқурушта чекидин ашқан усулларни қоллиниватқанлиқини илгири сүрүшти.