Архип
2014-12-31
Нур бәкри хитай дөләтлик тәрәққият - ислаһат комитетиниң муавин мудирлиқи, ениргийә идарисиниң башлиқлиқиға йөткилип, униң һоқуқини аптоном районлуқ хәлқ қурултийи мудири шөһрәт закир өткүзүвалди. Йеңи йил һарписидики бу тасадипилиқни һечким бурун пәрәз қилмиған иди.
2014-12-26
Хитайниң хотән вилайәтлик парткоми тарқатқан “30немә үчүн ?” намлиқ аммиви қолланма, хитай һазирға қәдәр тарқатқан тәшвиқат материяллири ичидә ипадиләш шәкли җәһәттин өзгичиликкә игә болуп, буниңда баштин ахир қуран вә һәдистин нәқилләр елинған.
2014-12-25
Германийәниң әң чоң гезитлиридин “Süddeutsche Zeitung” вә әң чоң кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилатиниң журнилидин Geselschaft für“Geselschaft für Bedrohte Völker” ларда козуплуқ һарва арқилиқ хитайға наразилиқ билдүрүш паалийити тоғрисида мақалиләр елан қилинған.
2014-12-25
Йеқинқи күнләрдики тор бәт хәвәрлиридә хәвәр қилишичә, хитай експортида уда 6 ай чекиниш көрүлгән болуп, хитайниң експорт вәзнидин қариғанда, хитайдики експорт карханилиридин 40% и тақилип қалған.
2014-12-24
Хитай һөкүмити бу йил 9-айда куңзи институтлири қурулғанлиқиниң 10 йиллиқини тәбриклиди. Бу он йил мабәйнидә дунядики 120 дин артуқ дөләттә куңзи институтлири қурулуп, сан җәһәттин көпәйгән болсиму, бирақ униңға болған иҗабий көз қараш барғансери азаймақта.
2014-12-18
Уйғур сиясий дәвасиниң нөвәттики вәзийити һәққидә тохталған түрк язғучи уйғурларниң инсандәк яшашқа һәқлиқ икәнлики, шуңлашқа уларниң қаршилиқ һәрикәтлирини чүшинишкә болидиғанлиқи, әмма хәлқара вәзийәт нуқтисидин елип ейтқанда уйғур дәвасиниң әң зор қийинчилиққа йолуқуватқан, шундақтиму үмидсизләнмәй алға илгириләватқан дәва икәнликни билдүрди.
2014-12-10
Хитай һөкүмити, уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларда, уйғурларниң исламий кийиниш усулиға қаттиқ қоллуқ бастуруш вә шундақла тәшвиқат васитилири арқилиқ арилишишни давам қилип кәлмәктә.
2014-12-09
Хитай президенти ши җинпиң чирикликкә қарши юқири дәриҗилик һәрикәт башлап, бо шиләйгә охшаш җов йоңкаңниң садиқлирини бир бирләп тазилашқа башлиған болуп, җов буниң ичидики “әң чоң белиқ” һесаблинидикән.
2014-12-09
Атақлиқ язғучи вә тарихчи турғун алмасниң қалдуруп кәткән әдәбий вә илмий мирасиниң башқа мәмликәтләр қатарида оттура асия җумһурийәтлиридә яшаватқан тәтқиқатчилар һәм көплигән тарих ишқивазлириниңму қизиқип өгинишигә муйәссәр болуватқанлиқи мәлумдур.
2014-12-08
Хитайниң үрүмчи оттура сот мәһкимиси, бу йил ичидә үрүмчидә йүз бәргән икки чоң вәқәниң четишлиқ гумандарлири үстидин һөкүм елан қилди.
2014-12-05
Пәләстин мәсилиси узундин буян дуняниң диққитини өзигә тартип, көплигән дөләтләрниң көңүл бөлүшигә еришип келиватқан хәлқаралиқ мәсилиләрдин бири болуп, оттура шәрқтики әрәб әллири, җүмлидин пүткүл ислам дуняси йеқиндин көңүл болуп келиватқан мәсилә. Уйғур мәсилиси болса дуняға йеңидин аңлитиливатқан америка, явропа қатарлиқ әлләрниң қоллишиға еришкән, әмма ислам дунясиниң алаһидә бир ярдимигә вә яки һесдашлиқиға еришәлмәй келиватқан мәсилә.
2014-12-04
Түрк мәтбуатлирида уйғурлар һәққидә елан қилинған бир қисим обзорларда, түркийәниң уйғур мәсилидә тутқан мәйданиға иҗабий баһа бериш билән биргә, ислам дунясиниму уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирилған.
2014-12-04
Японийәдики нопузлуқ мәтбуатлардин бири болған иқтисад журнилиниң бу йиллиқ 11-санида “28-июл йәкән вәқәси” гә аит мақалә елан қилинған.
2014-12-02
Австралийидики латроб универсиситетиниң асия тәтқиқатлири вә сиясәт лектори җәймис лейбонд уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан академикларниң бири. У йеқинда, нюйорк вақти гезити мухбириниң мәхсус зияритини қобул қилип, уйғурларниң вәзийити вә хитайниң миллий сиясиити һәққидики соаллириға җаваб бәргән.
2014-12-01
2014-Йили 11-айниң 28-күни истанбулда көчмәнләрниң асасий яшаш һоқуқлири дегән темида мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштурулди.