Архип
2015-08-19
19-Авғуст хитай даирилири тйәнҗиндики партлаш һәққидә 9-қетим баянат бәрди, санлиқ мәлуматларда өзгириш йоқ, әмма даириләр партлаштин кейинки зәһәрлик маддилар вә униң муһит булғаш дәриҗиси вә хәтири һәққидә һазирғичә ениқ җаваб бәрмиди.
2015-08-17
Хитайниң һөкүмәт таратқулири 17-авғуст күни, хитай баш министири ли кечияңниң вәқә йүз бәргән нәқ мәйданға берип, партлашта мәсулийити бар кишиләрниң қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүргәнлики һәққидә хәвәр бәрди.
2015-08-17
Тйәнҗиндики партлаш хитай ичи-сиртида учурниң қамал қилиниши, һәқиқәтниң йошурулуши, һөкүмәтниң мәсулийәтсизлики қатарлиқ җәһәтләрдә күчлүк бәс-муназириләр қозғимақта.
2015-08-14
Японийәдә хитай ишлири тәтқиқатида көзгә көрүнгән тәтқиқатчи, профессор онус чокуто “чиңгизхан хитайларниң қәһриманиму?” намлиқ тарихий сиясий анализ мақалисини елан қилип, кәң оқурмәнләрниң күчлүк диққитини қозғиди.
2015-08-13
Түркийәдә шәрқий түркистан мәсилисиниң күнсайин күчийишигә әгишип, шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида болупму уйғурларниң келәчәки тоғрисида тәһлил елип берилған мақалилар елан қилинишқа башланди.
2015-08-11
Бәзи мутәхәссисләр хитайниң аталмиш террорлуққа қарши зәрбә бериш һәрикитидә йеқиндин буян сиртқи күчләрни асаси нишан қилғанлиқини илгири сүрмәктә.
2015-08-11
Японийәдин чиқидиған нопузлуқ мәтбуатлардин “һәптилик хәвәрләр журнили” ниң йеқинқи санида журналист лорадинниң “әрәб бирләшмә армийиси шималий атлантик әһди тәшкилатидәк болаламду?” намлиқ сиясий анализи мақалиси елан қилинған.
2015-08-07
Хитай йеқинқи йилларда һәрбий селинмисини һәссиләп ашуруп, армийисини қисқа муддәт ичидә көрүнәрлик дәриҗидә күчәйтти. Хитайниң һәрбий җәһәттин күчийиши диққәт қозғиған һәтта бир қисим көзәткүчиләр хитайниң бу җәһәттә америкини ешип кетиши мумкинликини пәрәз қилишқан.
2015-08-07
Түркийә җумһур рәиси тайип әрдоғанниң хитайда елип барған икки күнлүк зиярити, көзәткүчиләр арисидики иҗабий вә сәлбий бәс - муназирләрни җанландурди.
2015-08-07
Японийәдин чиқидиған нопозлуқ сиясий мәтбуатлардин “һәптилик хәвәрләр журнили”ниң 4 - авғуст санида журналист арис сандорияниң “ислам дөлити тәшкилатиниң бомбиси түркийәни уйқудин ойғитивәтти” намлиқ сиясий анализ мақалиси елан қилинди.
2015-08-06
6-Авғуст пәйшәнбә күни уйғур аптоном район даирилири “шинҗаң интернет тори қанунсиз вә начар учурларни паш қилиш суписи” рәсмий ечилғанлиқини елан қилди.
2015-08-04
Бултур 18-июл күни ли винҗе исимлик бир хитай аял ақсуда машина һәйдәп кетиватқанда қизил чирағдин өтүп кәткәнлики үчүн бир пай оқ билән етип өлтүрүлгән иди.
2015-08-04
Түркийә рәис җумһури рәҗәп таййип әрдоғанниң 7-айниң 28-күнидин 30-күнигичә хитайға елип барған рәсмий зиярити җәрянида бәргән баянатлири түркийәдики уйғур вә түркләрниң наразилиқини қозғиди.
2015-08-04
Әрдоғанниң хитай зиярити мәзгилидә оттуриға қойған пикирлири уйғурларда охшашмиған инкасларни қозғиди. Кишиләр “түркийә үчүн дөләт мәнпәәти муһимму яки уйғур мәнпәәтиму?” дегән тема һәққидә талаш-тартиш қилмақта.
2015-08-04
Бүгүнки күндә мәркизий асия районида шәкилләнгән қийин бир вәзийәттә башқа мәмликәтләр қатарида қазақистанму сиясий, иқтисадий өзгиришләрни баштин кәчүрмәктә.