Профессор тимоси грос: хитайниң қоли уйғурлар һаятиниң булуң-пучқақлириғичә йетип барди

Мухбиримиз нуриман
2020.07.15
uyghur-neqqash-xitay-tili-oginish-xitaylashturush.jpg Уйғур нәққашлиқи билән безәлгән бир базарда хитай тили өгитишни миллий иттипақлиқниң асаси қилишқа үндәйдиған пилакат есилған. 2019-Йили 31-май, хотән.
AFP

Американиң индиана штати терре хавте шәһиридики роз-хулман технологийә институтиниң хитай вә уйғур тәтқиқати профессори тимоси грос “етник вә ирқ һәққидә тәтқиқат” намлиқ нопузлуқ журналда “хитайчә туралғу вә уйғурларға тәәллуқ өй-ичи” намлиқ бир мулаһизә мақалиси елан қилған. Мақалә уйғуршунас тәтқиқатчи вә алимлар арисида зор ғулғула пәйда қилған.

Мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур тили ишлитилидиған, уйғурлар биллә һәрикәт қилиш еһтималлиқи болған һәр қандақ муһитни бузғанлиқи вә бузуватқанлиқи һәтта хитайниң уйғурларниң шәхси мәһрими болған ятидиған өйиниң суписиғичә арилишиватқанлиқидәк әқилгә сиғмас сиясәтлири йорутуп берилгән.

Тимоси гирос әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бу бир бузғунчилиқ, хитайниң қоли уйғурлар һаятиниң булуң-пучқақлириғичә йетип барди. Хитайниң контроллуқи җамаәт топлишидиған мәсчит, мәктәп қатарлиқ аммиви орунлардин һалқип һөкүмәтниң көзидин йирақрақ һесаблинидиған шәхсийниң өйлиригичә кеңәйди”.

У йәнә мундақ деди: “һазир диққәт қилишқа тегишлик бир нуқта бар, у болсиму һәммәйлән йиғивелиш лагерлири вә мәҗбурий әмгәккә көңүл бөлүватиду вә кишиләрдә хата чүшәнчә туғдуруватду. Йәни ‛әгәр уйғурлар лагерда болмиса, мәҗбурий әмгәккә селинмисила һаяти нормал, хатирҗәм икән” дәйдиған. Әмәлийәттә ундақ әмәс, һөкүмәт уларни һәрхил йоллар билән ассимилятсийә қиливатиду. Қаримаққа бәк ечинишлиқ көрүнмәйду, лекин мәсилиниң тегидин чүшәнгәндә, бузғунчилиқ вә вәһшийлик характериниң қанчилик күчлүклүкини биләләймиз”.

Мақалидә көрситилишичә, хитай һөкүмити нурғун сиясәтләрни дини паалийәткә бағлап иҗра қилған, бу арқилиқ сиясәткә қаршилиқ қилған уйғурларни “диний ашқунлуқ идийәси күчлүк” дегәндәк сәвәбләр билән лагерларға қамиған.

Тимоси гирос әпәнди әпәнди хитай даирилириниң уйғурларни арқида қалған, намрат қилип көрситиш арқилиқ хитай мәдәнийитини уйғурларға теңиватқанлиқини тәкитлиди. У мустәмликичи милләтниң адәттә мустәмликә районлирида мушундақ нәзәрийәни базарға салидиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “мустәмликичиләрниң истратегийәлириниң бири мустәмликә қилған милләтни ‛намрат‚, ‛қалақ‚, ‛ярдәмгә моһтаҗ‚ қилип көрситиш. Бу истратегийәни билидиғанлар яхши чүшиниду. Бу арқилиқ мустәмликичиләр өзниң қилмишни тоғра қилип көрситишкә уруниду”.

Мақалидә тимоси гирос әпәнди конкрет қилип уйғурларниң “супа” мәдәнийити һәққидә тохталған болуп, мақалидә: “‛супа‚ уйғурларниң аилә бир йәрдә олтуруп меһир-муһәббәтлик яшайдиған, уруқ-туғқанлар җәм болидиған, қошна-қулумларниң ортақ паалийәт елип бериш арқилиқ мунасивитини күчәйтидиған бир муқәддәс җай иди”, дейилгән.

Узун муддәт уйғур мемарчилиқи билән шуғулланған, түркийәдә турушлуқ әнвәр әпәнди уйғурларниң өй мәдәнийити һәққидә тохтилип мундақ деди: “уйғурларниң өйлири миллий өрп адитимиз вә мусулманлиқимизни көрситидиған асаслиқ йеримиз. Мәсилән супида нурғун меһманлар бир дастиханда олтуралайду. Бадашқан қуруп олтуримиз, бир-биригә әдәпсизлик қилиштин сақланғили болиду. Хитайларниң уйғурларни өйниң ичидики супиғичә өзгәртиши кейинки әвладлиримизни исламға даир һәрқандақ бәлгидин йирақлаштуруш, кимликимизни унтулдуруш”.

Тимоси гирос әпәнди 2006-йилдин 2017-йилиғичә болған арилиқта қәшқәр, хотән, турпан қатарлиқ җайларға он нәччә қетим барғаникән. У мундақ деди. “уйғурлар бәк узақ тарихқа игә мәдәнийәтлик милләт. Бу мәдәнийәтни сақлап қелишла әмәс бәлки бу мәдәнийәтниң игилири бу мәдәнийәтни раваҗландурушни давамлаштуруши керәк”.

Әнвәр әпәнди достлири билән һәмкарлишип түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә “уйғур өйи” инша қилған болуп, юрти қәшқәрдики өйигә охшитип ясалған бу өй җамаәткә ечиветилгән. Техи безәш давамлишиватқан болсиму уйғур өйлириниң гүзәллики, нәпислики вә өзгичә мемарчилиқи кәлгән зиярәтчиләрни һәйран қалдурған. Зиярәткә кәлгән уйғурлар болса вәтәндә қалған өйлиригә охшаш ясалған бу өйни көрүп көз яшлирини туталмиған.

Ахирида тимоси гирос әпәнди турпан лүкчүндә өзини өйидә турғузған достлирини әсләп, уларға салимини йоллап мундақ деди: “достлирим, яхшимусиләр, билимән, әһвал барғансери начар болуп кетиватиду. Лекин үмидвар болуңлар, биз биллә тиришсақ кәлгүсидә чоқум яхши болуп кетиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.