Хитайниң аталмиш “төт чоң кәшпияти” ниң йәнә бир йүзи
2022.08.25
Вәтәнпәрвәрлик туйғуси биравниң өз вәтини вә миллитидин пәхирлиниш, вәтән-милләтниң ортақ миллийәтлик қиммәтлиридин иптихарлиниш, шундақла вәтән үчүн өзини беғишлашш роһи болуштәк шәрт-шараитлар астида йетилиду. Вәтәнпәрвәрликни һәргизму тәшвиқат яки зорлаш арқилиқ йетилдүргили болмайду.
Мәлум болғинидәк, хитай охшимиған тарихий басқучларда охшимиған сиясий тәшвиқат һәрикити қозғап, авам арисида аталмиш “хитайчә вәтәнпәрвәрлик” ни йетилдүрүш урунушида болуп кәлгән. Һәрқайсий тарихий дәврләрдә “қәһриман яритиш” яки “кәшпият яритиш” шамили қозғап, шу арқилиқ хитай хәлқиниң “вәтәнпәрвәрлик” туйғусини шәкилләндүрүш, сүний һалда шәкилләндүргән бу хил вәтәнпәрвәрлик туйғусини хитайниң сиясий мәнпәәти сиясий мәнпәәти үчүн хизмәт қилдуруш мәқситигә йәтмәкчи болған. Буниң типик мисали хитайниң йиллардин буян дуняға тәшвиқ қилип кәлгән аталмиш “төт чоң кәшпияти” дур.
Хитайниң “дуня мәдәнийәт тарихиға қошқан зор төһпимиз” дәп давраң селип кәлгән аталмиш “кәшпият” лири-йәр тәврәшни өлчәш әсваби, компас, қәғәз, милтиқ дориси вә миқ мәтбә қатарлиқлардур. Һалбуки, инсанийәт пән-техника тәрәққиятиниң тәрәққий қилишиға әгишип, дуня илим саһәси аллибурун хитай давраң қиливатқан бу аталмиш “кәшпият” ларниң әмәлий асасиниң йоқлуқини испатлап көрсәткән. Нәтиҗидә һәтта хитайдики пән тәтқиқатчилириму “төт чоң кәшпият” ичидики бир қисим “кәшпият” ларни оттура-башланғуч мәктәпләрниң дәрсликлиридин чиқириветиш тәклипини бәргән.
2017-Йилидин башлап, хитайдики толуқсиз оттура 7-йиллиқларниң дәрсликигә киргүзүлгән “җаң хеңниң йәр тәврәшни тәкшүрүш әсваби” һәққидики текист дәрсликләрдин бир туташ чиқириветилгән. Сәвәби йәр тәврәшни өлчәш әсвабиниң һечқандақ илмий яки техникилиқ қайил қилиш күчи йоқ икән. Хитай тарихнамилиридин “кейинки таңнамә” дә, хән сулалиси дәвридә яшиған җаң хең исимлик бир кишиниң милади 132-йили йәр тәврәштин мәлумат бериш әсвабини ясиғанлиқи һәққидә бир қисим баянлар учрайду. Бу баянларда бу хил әсвабниң пәқәтла сиртқи көрүнүши тәсвирләнгән болуп, бу әсвабниң физикилиқ қурулмиси яки һәрикәт пиринсипи һәққидә һечқандақ учур берилмигән икән. Бу әсвабниң тарихта һәқиқәтән мәвҗут болғанлиқи вә ишлитилгәнликигә аит башқа язма вә археологийәлик пакитларму учримайдикән. 1950-Йиллири ваң җендо исимлик бир җаң хең ясиған бу хил йәр тәврәштин алдин мәлумат бериш әсвабиниң тәсвирий баянлириға тәқлид қилип, йәр тәврәшни тәкшүрүш әсвабиниң моделини ясиған икән, кейинчә бу модел “кәшпият” сүпитидә хитайдики оттура-башланғуч мәктәпләрниң дәрсликлиригә киргүзүлгән икән.
Йәр тәврәш әсваби һәққидики бәс-муназириләр интайин көп болуп, хитай тор бәтлиридики учурлардин ашкарилинишичә, бу хил әсваб пәқәт шәкилгила тизип қоюлған болуп, һечқандақ алдин өлчәш ролини өтийәлмәйдикән. Ваһаләнки, хитай тәшвиқат машинлири узун йиллардин буян бу әсвабни “җаң хеңниң ғәрб дунясидин 1700 йил бурун йәр тәврәшни өлчәш әсвабини кәшип қилған” дәп давраң селип кәлгән. Хитай маарип министерлиқи дәрслик түзүш тармақлириниң билдүришичә, җаң хеңниң йәр тәврәшни өлчәш әсвабиға аит мәзмунларниң хитай дәрслик китаблиридин чиқириветишниң сәвәби, “илмий пакитларға җиддий муамилә қилиш, тарихқа һөрмәт қилиш вә йеңидин бир сәһипә яритиш” үчүн икән.
Хитайниң “төт чоң кәшпияти” ниң йәнә бири болған компас һәққидиму хитай хәлқи арисида күчлүк бәс-муназириләр вә униңға болған гуманлар мәвҗуттур. Хитай тәшвиқатлирида тилға елиниватқан аталмиш “компас” му тарихий материяллардики тәсвирдила көрүлгән болуп, бу хил компасниң тарихта қоллинилғанлиқиға аит һечқандақ пакит яки археологийәлик өрнәк мәвҗут әмәс икән. Хитай алимлири гәрчә хитай тарихий материяллирида компасниң магнеттин ясилидиғанлиқи қәйт қилинған дәп чиң турған болсиму, әмма музейларға тизип қойған қошуқ шәкиллик компас, алтун арилаш металда ясалған икән. Демәк, бу пакитларму хитай “әң бурун биз иҗад қилдуқ” дәп давраң селиватқан “компас” ниңму әмәлийәттә тарихта һечқачан әмәлий қоллинип бақмиған бир “кәшпият” болғанлиқини көрситип бәргән. Қошуқ шәклидики бу компасни магнеттин ясаш мумкинчиликиму йоқ дейәрлик икән. Әгәр ясалған тәқдирдиму, магнет қутуплири ясилиш җәрянида зәхмигә учрап, магнетлиқ хусусийити аҗизлап, тәрәп көрситиш ролини толуқ җари қилдурғили болмайдикән. Шуңа йеқинқи йиллардин буян хитай илим саһиәсидә вә авам пуқралар арисида “компас” ни аталмиш “төт чоң кәшпият” тизимликидин вә хитайдики дәрслик китаблардин чиқириветишни тәләп қилғучилар көпәйгән.
Қәғәзгә кәлсәк, бу “кәшпият” му йеқинқи йиллардин буян җиддий бәс-муназириләргә сәвәб болмақта. Хитай оттура түзләңликидә яшиған сәйлун кәшип қилған қәғәзчилик техникисидин хели бурунла уйғурларниң әҗдадлири яшап өткән турпан-тарим ойманлиқида қәғәз ясаш техникасиниң қоллинилғанлиқиға даир тепилмилар вә язма һөҗҗәтләр оттуриға чиқмақта. Уйғур тәтқиқатчилардин қәдимки мәдәнийәт тәтқиқатчиси имин турсун әпәндиниң бир қисим илмий әмгәклиридә бу нуқта алаһидә қәйт қилинған.
Әнгилийәлик екиспидитсийәчи аврел ситәйин, әйни вақитта хотәндә үжмә дәрихиниң қовзиқидин қәғәз ясаш техникасиниң кәң қоллинилғанлиқи вә қәғәз мәһсулатиниң хотәнниң йәрлик ишләпчиқиришида муһим салмақни игиләйдиғанлиқи тоғрилиқ мәлумат бәргән. Әвришкиләрни тәкшүрүп бекиткән мутәхәссисләр, қум астиға көмүлгән харабилиқлардин қезивелинған хотән қәғизиниң үжмә дәрихи қовзиқидин ясалғанлиқини тәкшүрүп испатлиған. Улар йәнә үжмә дәрихи қовзиқиниң қәғәз ботқиси қилишқа әң баб келидиғанлиқи, униңда қәғәз ясашта зөрүр болған талаларниң сүпитиниң алаһидә юқири икәнлики, шуниңдәк бу хил алаһидиликниң қәғәзниң чиңлиқ, сиптилиқ дәриҗисини ашуридиғанлиқини тәпсилий көрситип өткән.
“мәтбәчилик техникисини суң сулалиси дәвридә бишең кәшип қилған” дегән қараш хитайда омумиййүзлүк омумлашқан. Әң дәсләпки мәтбә ойма мәтбә иди. Хитайчә хәтләр бирдин-бирдин оювелинип андин тизилатти. Хитай йезиқи елипбәлик йезиқ системиси асасида болмиғачқа, хитайчә сөзләрниң тизилиши үчүн ғайәт зор күч кетәтти. Шуңа бу хил техника хитай тарихида кәң түрдә тәрәққий қилдурулмиған. “би шең кәшп қилған” дәп давраң селинған хитайчә ойма мәтбәни 15-әсирдә явропада иҗад қилинған гутенбериг бирикмә қоғушун мәтбә техникисиға әсла селиштурғили болмайти. Дунхуаңдин тепилған қәдимки уйғурчә һәрплик будда номлириниң йил дәври 9-әсиргә тоғра келидиған болуп, би шеңниң кәшпиятидин хели илгирила мәвҗут икәнлики испатланған. Ундин башқа турпан ойманлиқидин яғач ойма мәтбәдә бесилған қәдимки уйғур тилидики китаблар қезивелинған болуп, бу уйғурларниң әйни вақиттики мәтбәчилик техникисини бир балдақ юқири көтирип, дуняда елипбәлик йезиқ ишләткүчи хәлқләр ичидә әң балдур ширифтлик (һәрплик) мәтбә қолланған хәлқ икәнликидәк тарихий һәқиқәтни йоруқлуққа чиқарған. Узун йил турпаншунаслиқ тәтқиқати билән шуғулланған германийәлик түрколог аннемарийә фон габаин ханимниң көрситишичә, әйни вақитта қочо уйғур ханлиқиға аит болған язма ядикарлиқларниң ичидә көп санда йөгимә китаб вә пүклимә китаблар бар икән. Уйғурчә пүклимә китабларниң һәммиси асасән яғач ойма басмида бесилған икән. Униңдин башқа уйғур тәтқиқатчилиридин ясин һошурниң уғун йиллар издиниш нәтиҗисидә елан қилған қәдимки уйғурларниң һәрплик мәтбә техникиси һәққидики тәтқиқатиму бу нуқтини дәлилләп көрсәткән.
Унбиңдин башқа милтиқ дорисидин ибарәт бу “кәшпият” мәсилисидиму йеқиндин буян хитай илим саһәсидә вә авам пуқралар арисида түрлүк гуманлар вә бәс-муназириләр оттуриға чиқмақта. Хитайларниң таки шинхәй инқилабиға қәдәр “биз әң балдур кәшп қилдуқ” дәп давраң салған милтиқ дорисидин һечқачан пайдиланмиғанлиқи бу мәсилидә техиму зор шүбһәләрни мәйданға кәлтүргән.
Йиғип ейтқанда, хитайниң аталмиш “бәш миң йиллиқ мәдәнийәт тарихи” дики бир қисим “кәшпият-ихтиралири”, болупму пүтүн дуняға җар салған “төт чоң кәшпияти” йеқинқи йиллардин буян илим саһәси вә пән тарихиниң кәскин соаллириға дуч кәлмәктә. Көплигән хитайшунаслар, хитай коммунист һакимийитиниң хитай хәлқидә суний вәтәнпәрвәрлик кәйпияти пәйда қилип, уни өзиниң сиясий тәшвиқати үчүн сүйиистемал қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.