200 Миң кадир қандақ арқа көрүнүш вә мәқсәттә “төвән” гә чүшүрүливатиду?

Мухбиримиз қутлан
2015.09.08
asasiy-qatlam-xizmet-guruppisi.jpg Уйғур аптоном районлуқ идарә-органлардин, 5826 қетимлиқ пойизға олтуруп, хотәнгә асасий қатлам хизмити үчүн кетиватқан хизмәтчиләр. 2014-Йили 3-март, үрүмчи.
www.gov.cn


Уйғур елида 2014 - йилидин етибарән 200 миң кадирниң асасий қатламға сәпәрвәр қилинғанлиқи мәлум.

Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға билдүрүшичә, даириләрниң “төвәнгә чүшүрүш” намида йеза - кәнтләрни мәркәз қилған асасий қатламға хизмәт гуруппилирини әвәтиш иши әмәлийәттә 2012 - йилидин башланған икән.

Мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком 2012 - йили үрүмчи тәвәсидин җәмий 485 нәпәр кадирни таллап асасий қатламға әвәткән. Шу йили “төвән” гә кадир әвәтишниң темиси “асасий қатламға чоңқур чөкүп, истил түзитиш” дейилгән. 2013 - Йили “төвәнгә чүшүп хәлқ турмушини яхшилаш вә намратлиқни түгитиш” дегән нам билән асасий қатламға кадир әвәтилгән. 2014 - Йилиға кәлгәндә асасий қатламға әвәтилидиған кадирларниң сани бирақла йоқири көтүрүлгән. Темиси “асасий қатламға чоңқур чөкүп, әл райини қолға кәлтүрүш” дәп өзгәртилгән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған уйғур яш өзиниң буниңдин икки йил илгири “асасий қатламға әвәтилгән бир кадир” икәнликини, бу һәқтики әһваллардин толуқ хәвәрдар икәнликини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, 2012 - йилидин башланған асасий қатламға йоқиридин хизмәт гурупписи әвәтиш хизмити 2014 - йилиға кәлгәндә пүтүн аптоном район миқясидики зор һәрикәткә айланған. Гәрчә һәр йили “төвән” гә кадир әвәтишниң шоар вә чақириқлири өзгирип турсиму, лекин униң әң муһим мәқсити “муқимлиқни сақлаш” икән.

“төвән” гә әвәтилгән хизмәт гурупписидики кадирлар өзлири турушлуқ йеза яки кәнтләрдики йәрлик аһалиләр билән биваситә учришип, уларға “муқимлиқ” һәққидә тәшвиқат елип баридикән. Йәрлик даириләр билән һәмкарлишип хитай һөкүмитиниң уйғур елиға қаратқан сиясәтлирини әмәлийләштүрүш үчүн күч чиқирикән.

Униң көрситишичә, аптоном районлуқ партком “төвән” гә хизмәт гурупписи әвәтиштә алдин билән “нуқтилиқ наһийә”, “нуқтилиқ район”, “нуқтилиқ йеза” яки “нуқтилиқ кәнт” дегәндәк сиясий җәһәттин әң сәзгүр, вәқә көп чиқидиған җайларни асас қилидикән. Йоқиридин әвәтилгән кадирларму асаслиқи бу хилдики “нуқтилиқ” җайларға әвәтилидикән.

Уйғур аптоном районлуқ партком тәшкилат бөлүми “төвән” гә әвәтилидиған кадирларни таллашта хитай кадирларға “қош тиллиқ” болушни, уйғур кадирларға “партийә әзаси” болуш яки “сиясий җәһәттин ишәнчилик болуш” ни муһим шәрт қилидикән.

Ундин башқа, “төвән” гә әвәтилидиған кадирларниң кәлгүсидә “өстүрүлүш обейкти” болидиғанлиқи алдинала әскәртидикән. Улар асасий қатламдин қайтип кәлгәндин кейин көпинчилириниң дәриҗиси өсидикән яки мааши өрләйдикән вә яки унвани көтүрүлидикән.

“төвән” гә әвәтилидиған кадирлар алди билән аптоном районлуқ партийә мәктипидә мәхсус сиясий вә нәзәрийә җәһәттин тәрбийәлинидикән. Улар аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми таллап чиққан “сиясий актиплар” ларниң лексийәлирини аңлайдикән. Һалбуки, улар асасий қатламға әвәтилиш алдида “төвән” дики барлиқ хизмәтләрни елип беришта чоқум йәрлик партком вә хәлқ һөкүмәтлири билән маслишиши лазимлиқи әскәртилидикән.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.