Журналист сираҗидин: хитай түркийә мухбири арқилиқ өзиниң әйибини йошуралмайду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.07.14
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Йеқинда хитайниң хәлқ тори қатарлиқ уйғурчә таратқулири 11-июлдин башлап уйғур елида зиярәттә болған икки нәпәр түркийә мухбириниң, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә шәһәр аһалилириниң өйидә улар билән биргә иптарда болуш, мәсчит имамлири билән сөһбәттә болуш арқилиқ бу йәрдики уйғур мусулманлириниң рамзан ейидики һәқиқий ислами турмушини һес қилғанлиқини, хитайниң уйғурларни роза тутқузмаслиқ, тәравиһ намизи оқутмаслиқтин ибарәт бу хил диний бастуруш сияситиниң әсла мәвҗут әмәсликини оттуриға қойған хәвәрлирини хитай ичи вә хәлқарадики қисмән мәтбуатларда күчлүк тәшвиқ қилдуруш арқилиқ хитай һөкүмитиниң әйибини йошурушқа тиришмақта.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидики хәвиридә көрситилишичә, хитайниң оттура шәрқтики мисир, сәуди әрәбистандики әлчиханилири охшаш бир күндә айрим-айрим һалда хәлқарадики нопузлуқ ислам диний әрбаблиридин мисирдики әзһәр мәсчитиниң имами доктор әхмәд әл таййәб вә сәуди әрәбистандики дуня яшлар ислам тәшкилатиниң баш катипи билән сөһбәтләрдә болуп, уйғур елида уйғурларниң рамзан ейини хушаллиқ билән өткүзүватқанлиқи, уйғурларни роза тутқузмаслиқ сияситиниң мәвҗут әмәслики һәққидә сөһбәтләр елип барған.

Биз бу мунасивәт билән һазир сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә турушлуқ журналист сираҗидин әзизи билән бу һәқтә телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.