2014-Йили түркийәдә уйғурлар үчүн немиләр болди?
2015.01.01
2014-Йили уйғурлар үчүн қандақ бир йил болди? уйғурлар һәққидә түркийәдә немиләр болди? түркийә мәтбуатлири вә аммиви җәмийәтлири уйғурларниң әһвалиға қарита қандақ позитсийиләрдә болди?
Бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк вә уйғур хәвәр мәркизи мәсули, тәтқиқатчи хәмит гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Сейит түмтүрк әпәнди 2014-йилиниң уйғурлар үчүн интайин еғир бир йил болғанлиқини, буниң билән бирликтә шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәдә муһим күн тәртипләргә кәлгәнликини билдүрди. Һамут гөктүрк әпәндиму түркийә баш министири, ташқи ишлар министирлириниң 2014-йилида бир қанчә қетим уйғурлар тоғрисида баянат бәргәнликини, шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәдә муһим мәсилиләрдин биригә айланғанлиқини баян қилип өтти.
Аваз улиниши арқилиқ, программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.