Уйғур елиниң бихәтәрлик мәсилисидики икки хил пикир ихтилапи
2013.12.02

28-Өктәбир тйәнәнмин һуҗуми уйғур елиниң бихәтәрлики, хитай өлкилиридики уйғурларни қандақ контрол қилиш мәсилисидә музакирә қозғиған. Чәтәл ахбарат васитилириниң илгири сүрүшичә, бу мәсилидә икки хил пикир ихтилапи туғулған.
Бәзи хитай ахбарат васитилири уйғурларға қарита техиму қаттиқ қол болушни оттуриға қойған болса, йәнә бәзи ахбарат васитилири силиқ йол тутушни тәләп қилған. Бирақ бәзи мутәхәссисләр хитай даирилириниң вәзийәткә соғуқ қан муамилә қилиш иқтидари барлиқидин гуман қилидиғанлиқини билдүрди.
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” уйғурларға қарита қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини елишни актип тәшәббус қиливатқан һөкүмәт нәшрият әпкарлириниң бири. Мәзкур гезит йеқинда маралбеши сериқбуя сақчи понкитиға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә баш мақалә елан қилип, уйғур ели йәрлик даирилирини техиму радикал истратегийиләрни қоллинип, қаршилиқ һәрикәтлирини қаттиқ бастурушни тәләп қилған.
Мақалидә “сақчиларға қарши қайта-қайта йүз бәргән зораванлиқ маралбеши наһийисидә террорлуқ, әсәбийликкә зәрбә беришниң күчлүк болмиғанлиқини көрситиду. Һөкүмәтниң шинҗаңдики сақчи күчлирини күчәйтиш үмид қилинмақта. Уларға йетәрлик адәм күчи вә қорал-ярақ берилсә, топилаңчи унсурларниң һуҗумиға учриғанда сақчилар чиқим тартмайду” дегән.
Бу, “йәр шари вақти гезити” ниң уйғурларға қарши бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишни тунҗи қетим тәшәббус қилиши әмәс. Мәзкур гезит 28-өктәбир тйәнәнмин һуҗуми һәққидә елан қилған мақалисидиму бу пикирни оттуриға қойған. Уйғурларниң һәр хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә көнүши керәкликини тәкитлигән иди.
“йәршари вақти гезити” қаттиқ қол болушни тәшәббус қилсиму, бирақ “шинҗаң гезити” мәсилигә нисбәтән юмшақ позитсийә билдүргән. Мәзкур гезитиниң йеқинда елан қилған баш мақалисидә, иқтисади тәрәққият уйғур елидә муқимлиқни бәрпа қилишниң ачқучи икәнликини тәкитлигән. Униңда “шинҗаңда асаслиқ вәзипә тәрәққият, муқимлиқ асаслиқ мәсулийәт, ислаһат асаслиқ һәрикәтләндүргүчи күч” дәп көрситип, тәрәққият, ислаһат, муқимлиқ хәлқниң көңлини утушқа қаритилиши, шундақ қилғанда һөкүмәткә муқимлиқ болиду, дегән.
Анализчиларниң көрситишичә, “йәр шари вақти гезити” билән “шинҗаң гезити”ниң баш мақалисидики икки хил пикир, уйғурларға қандақ муамилә қилиш мәсилисидики икки хил пикир ихтилапни көрситиду. Бирақ тәйвәндә олтурушлуқ демократик зат лин бавхуа әпәнди, қаттиқ қол сиясәт мәсилини һәл қилмайдиғанлиқини билдүрди.
У: хәнзулаштуруш сиясити җуңго компартийиси йеқинқи йиллардин буян изчил йолға қоюп кәлгән радикал сиясәт. Униңда чоң өзгириш йүз бәрмәслики мумкин. Әмәлийәттә, униң қаттиқ қол сиясити мәсилини һәл қилмайла қалмай, техиму зор қаршилиқни кәлтүрүп чиқириду. Бу йилниң өзидә бурунқидин техиму шиддәтлик тоқунушлар йүз бәрди. Улар бу мәсилиләрни ойлайду. Бирақ мениң диққитимни қозғиған нуқтиларниң бири шу, мәйли қаттиқ қол сиясәт қоллансун, мәйли юмшақ қол сиясәт йүргүзсун, уларниң шинҗаңни хәнзулаштуруш сияситиниң омуми нишани өзгәрмиди. Уларниң усулида бир аз өзгириш болди, халас. Биз техиму көп җуңго пуқралириға җуңго компартийисиниң шинҗаңдики һөкүмранлиқ усули, униң хәнзулаштуруш сиясити, шинҗаңдики уйғур хәлқиниң мәдәнийити, диний етиқадиға һөрмәт қилмайдиғанлиқи, буниң хата икәнликини билдүрүш үчүн техиму көп тиришчанлиқ көрситишимиз лазим, дәп көрсәтти.
Бирақ бәзи уйғур мутәхәссислириниң қаришичә, хитайниң уйғур мәсилисини қандақ һәл қилиш һәққидә ениқ бир пикри йоқ. Америкида турушлуқ йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат, шуңа хитай даирилириниң бир дәм қаттиқ қоллуқни тәкитлисә, бир дәм юмшақ қоллуқни тәрғиб қилип кәлгәнликини билдүрди.
Қаһар баратниң тәкитлишичә, уйғур қаршилиқ һәрикити бир -икки күнлүк мәсилә әмәс. У бир тарихий мәсилә. Хитай һөкүмити бу мәсилини һәл қилмақчи болса, тарихтики қелип қалған мәсилиләргә җаваб бериши керәк. Бирақ қаһар барат, компартийә һөкүмитиниң өз хаталиқини түзитиш иқтидари йоқлуқини билдүрди.
“шинҗаң гезити” ниң баш мақалисидә, милләтләр арисидики баравәрликниң муһимлиқи тәкитлинип, җәмийәтниң һәр қайси қатлиминиң пикир вә етиразиға қулақ селишни, ортақ пикир һасил қилиш қийин мәсилиләрдә көп санлиқниң мәнпәитини чиқиш қилишни тәкитлигән.
Бирақ, уйғур елидики бәзи хитай бихәтәрлик әмәлдарлириниң пикри “йәр шари вақти гезити” билән бирдәкликкә игә. “җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити” йеқинда елан қилған бир мақалидә көрситишичә, шинҗаң сақчи мәктипиниң профессори җаң күннйән, “асия киндики” торида елан қилған мақалисидә юмшақ қол сиясәткә қарши чиқип, зораванлиққа зораванлиқ арқилиқ тақабил турушни тәләп қилған.
Лекин лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, шинҗаңда муқимлиқ уйғурларниң наразилиқини кәлтүрүп чиқарған мәсилиләрни һәл қилиш арқилиқ әмәлгә ашиду. У, буниңдики асаслиқ чарә мәдәнийәткә һөрмәт қилиш, хәнзулаштурушни тохтитиш икәнликини көрсәтти.
У мундақ деди: шинҗаңда һәл қилишқа тегишлик икки нуқтилиқ мәсилә бар. Биринчиси, шинҗаңға адәм йөткәш мәсилиси, йәни у шинҗаңға көпләп хәнзу йөткәп, бу арқилиқ әсли уйғурлар асаслиқ орунда туридиған әһвални хәнзулар асаслиқ орунда туридиған әһвалға өзгәртиш мәсилиси. Компартийә бу арқилиқ мустәқиллиқ һәрикити, миллий һәрикәтләрни имкансиз әһвалға чүшүрүп қоймақчи. Бу әһвалда сизниң биләт саниңиз көп санлиққа йәтмәйду. Иккинчи, мәдәнийәт, диний етиқад җәһәтләрдә сизни хәнзулаштуруш. Сизни хәнзуға айландуруп, мустәқиллиқ давасиға хатимә бериш. Шуңа бу икки мәсилә шинҗаңдики негизлик мәсилә. Бу икки мәсилә һәл қилинмай туруп, шинҗаңдики зиддийәт һәл болмайду.