Әсир һалқиған изтирап: уйғур аяллири нишан қилинған қилтақлар
2023.09.19

Һазир уйғур елидә хитай һөкүмити тәрипидин тәрғиб қилиниватқан, риғбәтләндүрүлүватқан уйғур қизлириниң хитай әрләр билән той қилиши мәсилиси вә буниң сиясий, иҗтимаий арқа көрүнүши һәққидә тохтилиштин бурун биз өтмүшкә нәзәр салайли.
Шиветсийә архиплирида сақлиниватқан “қәшқәр шинҗаң гезити” ниң 1946-йили, 2-сентәбир күнидики санида “ғәрбий шимал шитаби вә өлкилик һөкүмәт рәиси җаң җиҗуң” имзасида “ислам динидикиләр билән ғәйрий диндикиләрниң никаһланмаслиқи тоғрилиқ һөкүмәт буйруқи” елан қилинған. Бу гезит 1950-йиллардин башлап хитай компартийәси һакимийәт орниға чиққандин кейин “қәшқәр гезити” гә өзгәртилгән, кейинчә гезитниң бурун нәшр қилинған барлиқ санлири көйдүрүветилгәнлики мәлум. Мәзкур буйруқ һәққидә илгири “җаң җиҗуңниң әслимиси” вә униң замандашлиридин болған язғучи полат қадириниң әслимилиридиму бу тема тоғрисида баянлар мәвҗут.
Җаң җиҗуң-әйни вақитта аталмиш “тинчлиқ битими” дин кейин, хитай гоминдаң мәркизий һөкүмити рәиси җаң кәйши тәрипидин йеңидин қурулған шинҗаң өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң рәиси қилип тәйинләнгән киши иди. Тарихчилар җаң җиҗуңниң уйғур елидә һакимийәт йүргүзгән мәзгиллиридә ниспий “юмшақ” сиясәт йүргүзгәнликини қәйт қилиду. Тәйвән архиплирида ашкариланған гоминдаң һөҗҗәтлири вә башқа тарихий баянларға қариғанда, милләтләр иттипақлиқи мәсилиси җаң җиҗуңниң әйни вақиттики “шинҗаңни идарә қилиштики төт шоари” ниң бири иди. Җаң җиҗуң бу мунасивәт билән, һакимийәт ишлириға йәрлик милләтләрни қатнаштуруш вә әркин сайламни йолға қоюш, йәрликтин елинидиған баҗларни кемәйтиш, хитай тили билән йәрлик тилни тәң қоллиниш, һәрқайси милләтләрниң өз тилида оқутуш вә мәдәнийәт-сәнәт тәшвиқатини күчәйтиш қатарлиқ бир қисим сиясәтләрни йолға қоюш тоғрисида чақириқ қилған.
“қәшқәр шинҗаң гезити” гә бесилған хәвәрдә хитай офитсерлири, әскәрлири, мәмурлири вә пуқралириниң мусулман ханим-қизлар билән тойлишиши һөкүмәт тәрәптин мәни қилинғанлиқи тоғрилиқ буйруқ чүшүрүлгәнлики елан қилинған. Мәзкур буйруқта йәнә хәлқниң турмуш адити вә диний етиқади охшимаслиқ сәвәбидин җәмийәттә малиманчилиқ вә өчмәнлик пәйда болушини тосуш вә униң алдини елиш үчүн, ислам диниға етиқад қилидиған мусулман милләтләрниң диний әқидисигә һөрмәт қилған асаста мәзкур уқтурушни чиқарғанлиқи тәкитләнгән.
Ундақта җаң җиҗуңниң йолға қойған “юмшақ” сиясәтлири уйғур, қазақ қатарлиқ мусулман милләтләрниң диний әркинлики, миллий баравәрлики вә мәдәнийәт тәрәққиятини һәқиқий түрдә капаләткә игә қилғанму? бу соалға җаваб бериш үчүн тарихниң гуваһчилири болған бир қисим шәхсийләрниң әслимилири, архиплар, мәтбуат әсәрлири вә тарихчиларниң мулаһизилиригә тайинишқа тоғра келиду. Тарихчиларниң бу һәқтики тәһлиллириму бир-бириниң көз қарашлирини илгири сүриду.
Тарихчи андрейев д. В. Форбис (Andrew D. W. Forbes) Уйғур елиниң сиясий тарихи һәққидә язған “оттура асиядики хитай милитаристлири вә мусулманлар” намлиқ китабида бирләшмә һөкүмәт қурулғандин кейин җаң җиҗуңниң милләтләр мәсилисини һәл қилиш үчүн бир қатар чариләрни йолға қоюши, шәрқий түркистан җәмийитидики давалғушниң алдини елиш, мусулманларниң қәлбини утуш арқилиқ уларниң мәркизий һөкүмәткә болған беқиндилиқини қолға кәлтүрүп, шәрқий түркистанни мәңгүлүк башқуруш нийитини ишқа ашуруш үчүн иди дәп изаһлайду. Мусулманлар билән хитайларниң никаһлинишини чәкләш мәсилиси үстидә, форбесниң тәһлил қилишичә, җаң җиҗуң әйни вақиттики мусулманлар арисидики радикал күчләрни өзигә майил қилиш билән биргә җәмийәттә тар милләтчи күчләрниң баш көтүрүшиниң алдини елип, өзигә қарши чиқиш еһтимали болған барлиқ күчләрни тизгинләп, вәзийәтни тинч һаләттә сақлаш қалмақчи болған.
Уйғур тарихчиси нәбиҗан турсун “уйғур омумий тарихи” ниң 9-томида, җаң җиҗуңниң милләтләр сияситиниң маһийитигә төвәндикичә ениқлима бәргән: җаң җиҗуң шәрқий түркистан җумһурийити, йәни или тәрәпкә йол қоюш вә уйғурларға көпләп мәркәзниң яхши тәрәплирини тәшвиқ қилип, хәлқниң бир қисим тәләплирини орундаш арқилиқ бирләшмә һөкүмәтниң тинчлиқи вә бирликини бир мәзгил сақлап турған. Бу арқилиқ хитай һөкүмитигә қарши һечқандақ мустәқиллиқ һәрикәтлири болмайдиған, хитай һакимийити техиму мустәһкәмләнгән, һәтта ахирида шәрқий түркистан җумһурийитиниң башқурушида болған азад үч вилайәтниму өз чаңгили астиға алидиған вәзийәт яратмақчи болған. Лекин, униң бу урунушлири әхмәтҗан қасими қатарлиқ шәрқий түркистан инқилабий рәһбәрлири билән болған кәскин сиясий күрәштә мәғлуп қилинған. Доктор нәбиҗан турсунниң “уйғур омумий тарихи” ниң 9-томида йәнә баян қилинишичә, хитай һәрбий вә мәмурийлириниң мусулман аяллириға мәҗбурий өйлиниш әһваллири хәлқниң ғәзипини қозғиған болуп, әхмәтҗан қасими қатарлиқ уйғур рәһбәрлири бундақ қилмишни қаттиқ чәкләшни тәләп қилип ахири җаң җиҗоң қатарлиқларни буни қобул қилип, мәзкур буйруқни елан қилишқа мәҗбур қилғаниди.
Һазир дуняда чәклик санда сақлинип қалған йәнә бир тарихий мәнбә-қәшқәрдә нәшр қилинған “аң гезити” дә, әйни вақитта мусулман ханим-қизлириниң мусулман болмиған кишиләр билән никаһлинишиниң чәклиниш сиясити һәққидә хәлқниң йүрәк сөзлири баян қилинған бир парчә обзор мақалиси елан қилинған. Мәзкур мақалидә мундақ йиғинчақланған: “бу сөзниң өзидинла мәсилә мәвҗут. Әсли мәсилә немә үчүн ятлар мусулман қиз-аяллирини әмригә елишқа имканийәт тапалиди? қиз-аялларму ғәйрий диндикиләр билән никаһланди, буниң сәвәби немә? биринчидин иқтисадий қийинчилиқ, иккинчидин тәрбийәдин мәһрумлуқ. Амалсиз һалда хитайларға ятлиқ болған қизларниң тегини сүрүштүрсәк, һәммисиниңла аилисиниң иқтисадий қийинчилиқи түпәйлидин мушу һалға чүшүп қалғанлиқидин зарланғанлиқини көримиз. Йәнә бири, оқуп билим алғанларниң ичидә хитайларға ятлиқ болғанлар йоқ дейәрлик. Шуңа мушу икки сәвәб һәмширилиримизниң ар-номусини йоқитип ятларниң бизни аяғ-асти қилишиға сәвәбчи болған амиллардур. Шуңа бу мәсилини иҗтимаий тәрәптин һәл қилишқа һөкүмәт вә җәмийәт күч чиқириши лазим.”
Көрүвелишқа болидуки, җаң кәйши һөкүмити һәргизму шәрқий түркистан хәлқиниң һәқиқий демократийәгә еришишини яки уларниң диний, мәдәнийәт вә тил җәһәттики һоқуқлириниң толуқ ишқа ашурулушини халимайтти. Улар пәқәт уйғур, қазақ қатарлиқ түркий милләтләрниң өзлири үчүн худди көндүрүлгән аттәк хизмәт қилишини, һәр заман атниң чулвурини өз қолида тутуп турушни үмид қилатти.
Лекин, хитай коммунистик партийәси һакимийәт бешиға чиққандин кейин, җаң җиҗуң йолға қоюшқа мәҗбур болған хитайлар билән түрк милләтлириниң никаһлинишини чәкләш буйруқи әмәлдин қалдурулди. Хитай һөкүмити йәнә дәрһал чапан алмаштуруп хитайлар билән йәрлик милләтләрниң өзара тойлишиши тәшәббус қилинидиған вәзийәт шәкилләндүрди. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң бу җәһәттә уйғурларни бой сундуруши анчә асанға тохтимайду. Уйғур хәлқи тарихниң боран-чапқунлири җәрянида, явларға баш әгмәстин өзиниң миллий ғурури вә шан-шөһритини қоғдаш үчүн тиришип кәлгән. Хитайлар билән уйғурларниң тойлишиш нисбити һәққидики истатистикилардин мәлум болушичә, 2004-йилғичә уйғур районидики аз санлиқ милләтләр билән хитайларниң тойлишиш нисбити ичидә уйғурларниң игилигән нисбити әң төвән сәвийәдә болған. Инсан һоқуқи тәшкилатлириниң доклатлириға қариғанда 2014-йиллиридин кейин, хитай һөкүмити малийә, маарип вә ишқа орунлишиш сиясәтлириниң мәзмуниға хитайлар билән тойлишиш шәртини киргүзүп, уйғур қиз-аяллирини хитайлар билән тойлишишқа риғбәтләндүргән, мәҗбур қилиш васитилирини қолланған. Хитай һөкүмити илгири-кейин болуп уйғур әрлирини лагерға солаш, қошмақ туғқан сиясити, яш қизларни хитай өлкилиригә ишқа орунлаштуруш, уйғур елигә көпләп хитай әр көчмәнлирини йәрләштүрүш қатарлиқ түрлүк түмән чарә вә қанун-низамларни оттуриға чиқирип уйғур қиз-аяллирини хитайларға ятлиқ болуп, хитай әрләр билән аилә қуруш қилтиқиға чүшүрмәкчи болди.
Хитай ахбарат васитилиридә уйғур аяллириниң образи шәрәндаз вә җәлпкар, нахша-уссулға маһир қилип яритилған. Шундақла уйғур аяллириниң образи арилап завут-карханиларда хизмәт қиливатқан яки билим юртлирида оқуватқан һаләттиму көзгә челиқиду. Әмма хитай аяллириниң әзәлдин бу хил қияпәтләрдә тәсвирләнгәнликини учратқили болмайду. Хитай һөкүмитиниң уйғур аяллирини тәшвиқат обйекти қилишниң сәвәби немә? һәтта йеқиндин буян уйғур қизлириниң хитайлар билән той қиливатқан мурасимлири, хитай әрлириниң шинҗаңға кәлсә уйғур қизлири билән той қилалайдиғанлиқиға аит тәшвиқат филимлири вә башқиларму көпәйгән.
Хитай һөкүмити әзәлдин уйғур қатарлиқ милләтләргә қарита мәдәнийләштүрүш қурулуши елип берип, уларни тәрәққият йолиға башлидуқ дәп қарайду. Хитай һөкүмитиниң уйғур аяллирини бой сундурушни нишан қилған бу хил мәдәнийләштүрүш қурулуши ениқрақ қилип ейтқанда ассимилятсийә сияситиниң бир парчиси дәп қарашқа болиду. Чүнки аяллар җәмийәтниң әң кичик һүҗәйриси болған аилиниң қурулушидики вә пәрзәнт йетиштүрүштики ядро болуп һесаблиниду. Шуңа аниларниң “милләтниң анилири” дәп тәриплиниши бикарға әмәс. Кәлгүсидә ана болғучи уйғур қиз-аяллири хитайлар билән тойлашқанда уйғурларға хас болған етник вә миллий кимликини йоқатқан болиду. Буниң билән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан хитайлаштуруш сиясити мувәппәқийәтлик орундалған болиду.
Омумән ейтқанда, йеқинқи бир әсирлик тарихий өзгиришләр җәрянида хитай һакимийити түрлүк васитиләрни қоллинип, уйғурларниң нәслини шалғутлаштуруш, миллий кимликини йоқитишқа урунуш һәрикәтлиридин тохтап қалғини йоқ. Уйғурларға нисбәтән уйғурлар билән хитайларниң тойлишиш мәсилиси сиясий таҗавуз вә мустәбит һөкүмранлиқтин башқа йәнә иҗтимаий вә иқтисадий җәһәтләрдинму бир қатар һақарәт характерлик зәрбиләргә учраштәк азаблиқ қисмәтләрдин дерәк бериду. Мәлум мәнидин алғанда, уйғурларниң хитайлар билән той қилиш мәсилиси уларниң иҗтимаий вә иқтисадий һәтта сиясий орнини бәлгиләйдиған һалқилиқ амил болуп қалмақта.
Уйғур аяллири мисли көрүлмигән хирис вә қисмәтләргә дуч кәлмәктә. Мүшкүлатлар вә изтираплар уйғур аяллирини еғир һалсиратмақта.
***
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]