Уйғур давасида избасар кимләр

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2018.02.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
uyghur-yashlarni-terbiyelesh-kursi-demokratiye-qanun.jpg Д у қ ниң 2017-йиллиқ уйғур яшларни демократийә кишилик һоқуқ вә хәлқара қанун бойичә тәрбийәләш курсидин көрүнүш. Белгийә пайтәхти бирюссел
RFA/Abduweli Ayup

Көзитишләргә қариғанда, уйғур сиясий актиплири ичидә оттура яшлиқларниң асас орунда тутидиғанлиқи мәлум.

Германийәдә паалийәт қиливатқан дуня уйғур қурултийида йеши әң кичик рәһбәр 35 яш болуп көпинчәйлән 1960-йилларда туғулғанлар икән. Түркийәдә паалийәт қиливатқан шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидики рәһбәрләр асасән 1960-йиллар вә 1970-йилларда туғулғанлардин тәшкил тапқан икән. Дуняда әза сани бир қәдәр көп болған бу икки тәшкилаттики яшларниң азлиқи мәсилиси иккила тәшкилатниң диққәт-етибарини қозғаватқанлиқи мәлум.

2009-Йилдин 2012-йилғичә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси болған мәзгилдә мәхсус яшлар хизмитини тутқан, һазир д у қ иҗраийә комитетида муавин рәислик вәзиписини өтәватқан сәмәт абла әпәнди өз вақтида уйғур давасида яшларниң кәмчил болуш мәсилисини оттуриға қойған вә һәл қилиш чарилири һәққидә издәнгән.

Сәмәт абла әпәнди явропадики уйғурларниң яш қурулмисиға нисбәтләштүргәндә дуня уйғур қурултийида хизмәт қиливатқан яшларниң кәмчил болушини бир бошлуқ дәп қарайдикән. Униңчә, бу бошлуқ сан җәһәттинла әмәс, бәлки уйғур давасида ғәрбтә оқуп йетишкәнләрниң азлиқидәк сүпәт җәһәттинму толуқлашқа моһтаҗ икән.

Шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири дава сепидә яшларниң кәмчил икәнликини тонуп йәткән болуп йиғинларда бу һәқтә тохталған. Мәзкур җәмийәтниң сәфакөй шөбисиниң мәсули сабирҗан рәшит әпәнди бу һәқтә зияритимизни билдүрүп, өз қарашлирини оттуриға қойди.

Дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң мәсули ғәйюр қурбан әпәнди дава ишлирида яшларниң кәмлики вә буни һәл қилиш үчүн йолға қоюлуватқан чариләр һәққидә өз пикирини ортақлашти.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди уйғур давасиға ярамлиқ яшларни тәрбийәләш үчүн қилинған хизмәтләр һәққидә мәлумат бәрди. Долқун әйсаниң қаришичә, гәрчә дуня уйғур қурултийиниң тәшкиллишидә 2018-йилғичә 14 қетимлиқ яшларни демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийәләш курси ечилған болсиму, курсантлар ичидин давада актип рол алғанлар йетәрлик болмиған. У өзиниң 1996-йили дуня уйғур яшлар қурултийини қурған чағларни әсләп, бүгүнки яшларниң шундақ бир тәшкилатни қуруп чиқишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. У һазирқи әвзәлликләр вә өзиниң яшлардин күтидиған үмидлирини баян қилди.

Мәлуматларға қариғанда, 1985-йилдики “12-декабир яшлар һәрикити” гә қатнашқанлар бүгүнки уйғур давасиниң асаслиқ паалийәтчилиригә айланған. 1997-Йилдики “5-феврал ғулҗа вәқәси” му бир түркүм мунәввәр дәвагәрләрниң йетишип чиқишиға түрткә болған. Һалбуки, 2009-йилдики “5-июл үрүмчи вәқәси” сәвәблик чәтәлләргә қечип чиққан яшларниң сани юқириқиларға селиштурғанда пәвқуладдә көп болсиму, әмма уларниң уйғур давасида көзгә көрүнмәслики диққәткә сазавәр бир мәсилә болуп қалған.

2013-Йилдин башлап қачақ йоллар билән түркийәгә кәлгән уйғурларниң сани йәттә миңдин он миңғичә тәхмин қилиниватқан болуп, асаслиқ салмақни яшлар тәшкил қилидикән. Көзәткүчиләрниң нәзиридә уйғур ели “үсти очуқ түрмә” дәп тәриплиниватқан бу вәзийәттә уйғур тәшкилатлириниң яшлардин қан толуқлиши тарихтики әң яхши пурсәтни яратқан болуп, бу улар үчүн даваниң кәлгүси истиқбалини бәлгиләйдиған әҗәллик вәзипә икән.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
elshir_nawayi-esiri
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.