Қәйсәр ко: “нурий түркәлниң кәчүрмишлиридин уйғурларниң дәрдигә нәзәр” (2)

Мухбиримиз әзиз
2018.10.17
lager-sim-tor-chegra-terbiyelesh-orni.jpg Әтрапи сим тикән билән чегриланған, көзитиш аппарати вә хитайниң қизил байриқи қоюлған мәлум бир орун. 2018-Йили 31-авғуст, пәйзиват.
AP

Уйғурлар мәсилисиниң қандақ болуп һазирқидәк дуняви чоң темилардин болуп қелиши һәққидә башланған мәхсус сөһбәттә тор риясәтчиси қәйсәр ко вә йәһудий анализчи җеремийниң уйғурлар һәққидики соаллири бу сөһбәтниң алаһидә меһмини, уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәлниң биваситә кәчүрмишлири билән тәбиий һалда бирикип кәткән иди. Шу қатарда сөһбәттики муһим нуқта уйғур һазирқи заман тарихидики әң зор вәқәләрдин бири болған “5-июл үрүмчи вәқәси” гә тақалғанда, қәйсәр ко бу вәқәниң нури түркәл вә башқа көплигән уйғур зиялийлириға қандақ тәсир қалдурғанлиқини сориди.

Нури түркәл шу вақиттики әһвалларни қисқичә әсләп өткәндин кейин “5-июл вәқәси” йүз бериштин илгириму “уйғурлар иҗтимаий вә сиясий җәһәтләрдин бозәк қилиниватиду” дәп қарап кәлгәнликини, әмма өзиниң һечқачан уйғурларниң орни бу дәриҗигә чүшүп қалиду, дәп ойлап бақмиғанлиқини тилға алди. Шу қетимлиқ вәқә нури вә башқа уйғур зиялийлириниң кәспий вә адимийлик һүҗәйрилиригә бәкму зор тәсир көрсәткән. Уйғурларниң вәтинидә миллий зиддийәт вә миллий зулумниң мәвҗутлуқи һәммигә аян пакитлар болсиму, 1990-йиллардин тартип таки 2009-йилиғичә һәмдә шуниңдин тартип 2016-йилиғичә болған узун мәзгилдә уйғурларниң әһвали омумән барғансери яманлишип маңған. Шу сәвәбтин һазирқи вәзийәтни “уйғур тарихидики әң зулмәтлик дәвр” дәп қарашқа болидикән.

Анализчи җеремий бу һәқтә соал қоюп “уйғурларниң әһвали һазирқидәк адәттин ташқири яманлишип кетиватқан һалқилиқ пәйттә сиз ғәрб дунясида уйғурлар вә уйғур даваси үчүн сөз қилишта сәркилик ролини ойнаватисиз. Бу һәқтә сиз шәхсән қандақ ойлайсиз?” дәп сориди.

Нури түркәл өзиниң уйғур давасиға қәдәм бесишиниң 2002-йилида америка уйғурлириниң әң чоң аммиви тәшкилати болған “америка уйғур бирләшмиси” ниң рәиси болуп сайлиниши һәмдә “уйғур инсан һәқлири қурулуши” тәшкилатини қуруп чиқишқа актип иштирак қилиши билән башланғанлиқини тәкитләп өтти. Шуниң билән биргә нури түркәл өзиниң әркин дөләттики һөр инсан болуш сүпити билән уйғурлар үчүн сөз қилишни әхлақий мәҗбурийәт, дәп қарап кәлгәнликини, өзиниң маарип тәрбийәси көргән әркин инсан болуштәк алаһидиликини җари қилдурушниң һәқиқәтни сөзләштинму яхширақ йоли йоқлуқини, буниң үчүн пәқәт йетәрлик җүрәт болсила купайә қилидиғанлиқини баян қилди. Нуриниң қаришичә, уйғурлардәк авази өчүрүп ташланған мәһкум милләтниң авазини ташқи дуняға аңлитишта әркин дуняда техиму көп кишиләр уйғурлар үчүн көкрәк керип оттуриға чиқиши лазим икән. Чүнки сүкүт қилишниң өзи залимлиққа шерик болғандәк бир иш икән.

Шуниңдин кейин сөһбәт асаслиқи мушу хил җүрәтниң һасил болушиға тосқун болғучи амиллар, җүмлидин бу хилдики кишиләрниң вәтәндики уруқ-туғқанлириниң паракәндичиликкә учриши, болупму пәрзәнт болғучиниң ата-анилири ярдәмгә әң моһтаҗ болуватқан мәзгилләрдә әң әқәллий пәрзәнтлик бурчиниму ада қилишқа қадир болалмаслиқи, йәнә келип бу хилдики җүрәтлик кишиләрниң әркин дуняда турупму хитай һөкүмитиниң биваситә яки васитилик паракәндә қилишиға учриши һәққидә болди.

Шуниңдин кейин сөһбәтниң темиси нөвәттә уйғурларниң һәқ вә һоқуқлири үчүн хизмәт қиливатқан уйғур тәшкилатлири һәққидә болди. Болупму нури түркәл биваситә хизмәт қилип баққан муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири һәмдә буларниң мәқсити, уларниң пәрқи һәмдә уларниң ахирқи нишаниниң немә икәнлики қәйсәр ко вә җеремийни қизиқтуруватқан ортақ тема иди.

Нури бу мәсилиләргә җаваб берип һазирқи вәзийәттә уйғурларниң асаслиқ тәшкилатидин үчи барлиқини тилға алди. Уларниң әң чоңи германийәниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийи болуп, 2004-йили қурулған һәмдә шуниңдин буян изчил һалда хитай һөкүмитиниң һуҗум обйекти болуп кәлгән; иккинчиси, 1998-йили бир түркүм уйғур зиялийлири қуруп чиққан “америка уйғур бирләшмиси” болуп, бүгүнгичә болған 20 йиллиқ тарихида америкидики уйғур җамаитиниң түрлүк намайиш вә хатириләш паалийәтлирини тәшкилләштә, шуниңдәк америка һөкүмәт даирилиригә уйғурларниң әһвалини аңлитишта актип рол ойнап кәлмәктә икән; 2004-йили қурулған уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилати болса уйғурларниң һәқ вә һоқуқлири саһәси бойичә тәтқиқат вә һөҗҗәтлик мәлуматларни тәйярлаш билән мәшғул болмақта икән. Бу үч тәшкилат өзара һәмкарлиқ асасида иш көрүватқан болуп, улар бирдәк тинчлиқ шәклидә “шәрқий түркистан” дәп атиливатқан райондики уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләштәк ахирқи нишаниға йетишни нишан қилмақтикән.

Шуниңдин кейин қәйсәр ко қайтуруп соал қоюп, хәлқарада уйғурларниң “террорлуқ” билән бағлинип қелиши һәмдә 22 уйғурниң дуняға мәшһур гуантанамо түрмисигә қамилишини қандақ чүшиниш лазимлиқини сориди. Нури өзиниң гуәнтанамодики уйғурлар үчүн ишлигән хизмитиниң өз һаятидики әң әһмийәтлик кәспий ишларниң бири болғанлиқини тәкитлигәч, 2004-йиллардин башлап мәтбуатларға чиқишқа башлиған гуәнтанамодики уйғур мәһбусларниң әмәлийәттә пакистанлиқ малчилар бәш миң доллардин сетивәткән уйғур мусапирлар икәнликини, нәччә йилларға созулған сорақлар җәрянида ахири ақлинип чиққанлиқи, америка һөкүмитиниңму уларни “дүшмән җәңчиси әмәс” дәп һөкүм чиқарғанлиқини, шулардин бермудаға йәрләштүрүлгән уйғурларниң йеқинда әнглийәдин вәтәндашлиқ вә паспорт алғанлиқини қисқичә қилип баян қилди.

Ахирида сөз темиси уйғурлар бүгүнкидәк “әң зулмәтлик басқуч” та туруватқанда түркийә вә башқа мусулман әллириниң бу мәсилигә болған муамилиси һәққидә болди. Нури түркәл бу һәқтә сөз қилип 2017-йилидин буян мусулман дөләтлири, мусулман даһийлири яки мусулманлар җамаитиниң хитай һөкүмитини тәнқидләп бақмиғанлиқини, уйғурлар дуч келиватқан зулумға қарита ашкара һесдашлиқ қилип бақмиғанлиқини тәкитләп өтти. Нури түркәлниң пикричә, түркийәниң баш министири рәҗәп таййип әрдоған 2009-йилидики үрүмчи “5-июл вәқәси” мәзгилидә буни “қирғинчилиқтин башқа нәрсә әмәс” дәп ашкара әйиблигән һәмдә хитайни тәнқидлигән иди. Уйғурларниң түрк тарихидики пәвқуладдә орни түпәйлидин уйғурларниң түркийәдә бундақ зор қоллашқа игә болуши хитай һөкүмитини бәкму пәришан қилған. 2014-Йилидин кейин түркийәниң бир қатар пешкәлликләргә дуч келиши һәмдә америка билән болған мунасивитиниң йириклишип қелишидин әпчиллик билән пайдиланған хитай һөкүмити тездин уйғурларниң бу қоллиғучисини өзлириниң “иттипақдиши” ға айландурувалған. Буниң билән түркийә һөкүмити рәсмий һалда “түркийә туприқида хитайниң земин пүтүнлүкигә зиян йәткүзидиған һәрқандақ паалийәтниң йүз беришигә йол қоймаймиз” дәп җакарлиған.

Мәлум болушичә, нөвәттә уйғурларниң пүткүл милләт бойичә һуҗум нишани болуши дуняви чоң темилардин болуш билән биргә хитай һөкүмитиниң уйғурларни қандақ бастуруватқанлиқини, уйғурларниң “террорчи” әмәс, бәлки мустәбит түзүм астида езиливатқан бир хәлқ икәнликини дуняға әң ярқин көрситип бериватқан һадисиләрдин болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.