Токйода “моңғул вә уйғурлар һәққидә ойлиғанлирим” дегән темида доклат берилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.12.03
mongghul-professor-ogonous-yangxeyying.jpg Японийә тәвәликидики моңғул профессор огоноус яңхәййиң “хитайдики милләтләр мәсилиси-моңғул вә уйғурлар һәққидә ойлиғанлирим” дегән темида доклат сөзлиди. 2013-Йили 1-декабир, токйо.
RFA/Qutluq

12-Айниң 1-күни токйода японийә тәвәликидики моңғул профессор огоноус яңхәййиң “хитайдики милләтләр мәсилиси-моңғул вә уйғурлар һәққидә ойлиғанлирим” дегән темида доклат сөзлиди.

Мәзкур доклат сөзләш паалийити японийәдики җәнубий моңғулийә мәдәнийитини сақлаш вә илгири сүрүш уюшмисиниң саһибханилиқида асия әркинлики, демократийиси иттипақи тәшкилатиниң һәмкарлиқида елип берилған.

Доклат сөзләш паалийитигә японийә шизуока университетиниң моңғул профессори огоноус яңхәййиң алаһидә тәклип билән қатнишип, өзиниң узун йиллардин бери елип барған хитайдики милләт мәсилиси, болупму моңғул, уйғур қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисидики сақлиниватқан мәсилиләр үстидә елип барған тәтқиқат мақалисини оқуп өткән.

Профессор огоноус яңхәййиң доклатида, хитайдики моңғул, уйғур қатарлиқ милләтләрниң хитайниң ассимилятсийә қилиш сияситигә учрап йоқилиш гирдабиға келип қалғанлиқини, ички моңғул яйлақлири хитай көчмәнлириниң бузғунчилиқиға учрап, екологийилик җәһәттә хәвп ичидә қалғанлиқини баян қилған.

Профессор огоноус яңхәййиң японийәдә өзиниң бир қисим сиясий әсәрлири билән тонулған язғучи, униң ихласмән оқурмәнлиридин бири болған уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим огонуос яңхәййиң һәққидә тохтилип өтти.

Зияритимизни қобул қилған җәнубий моңғулийә әркинлик иттипақи партийисиниң баш катипи даичин бүгүнки йиғинға қатнашқан меһманлар һәққидә тохтилип мундақ деди:
-Бүгүнки доклат сөзләш паалийитидә тибәтлик профессор пйма, японийилик обзорчи миура, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут қатарлиқ һәр милләт вәкиллириму сөз қилди. Хитай компартийисигә қарши турушта чәтәлдә паалийәт елип бериватқан моңғул, тибәт, уйғур қатарлиқ милләтләр бирликтә һәрикәт елип беришимиз керәк.

Доклат токйодики токйо икки мае т к п мәҗлисханисида өткүзүлгән.

Доклат чүштин кейин саәт 14:30 17:00 қәдәр давамлашқан.

Биз доклат сөзләш паалийити тоғрисида толуқ мәлуматқа еришиш үчүн, мәзкур паалийәткә иштирак қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.