Әркин алиптекин: хитай уйғурларғиму, тибәтликләргиму һәқиқий аптономийә бәрмәйду

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.08.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
husen-hesen-erkin-aliptekin-dolqun-eysa.JPG (Солдин оңға) мәрһум һүсән һәсән, әркин алиптекин вә долқун әйса әпәндиләр хатирә сүрәттә. 2013-Йили, германийә.
RFA/Ekrem

Хитай ахбарати 25-авғуст мақалә елан қилип, тибәтликләрниң роһаний даһийси далай ламаниң “оттура йол” тәлипини хитай мәркизи комитетиниң мәңгү қобул қилмайдиғанлиқини йәнә бир қетим билдүргән.

Б б к хитайчә қанилиниң 25-авғусттики хәвиридә баян қилинишичә, хитай мәркизи комитети бирликсәп ахбарат васитисидә, сәйшәнбә күни бейҗиңда ахирлашқан хитай мәркизи комитетиниң 6-нөвәтлик тибәт хизмити сөһбәт йиғинида “14-далай гуруһиға қандақ қараш” темисида музакирә болуп өткәнликини ашкарилиған. Мақалида далай ламаниң дөләтни парчилаш маһийитидә өзгириш болмиғанлиқини, әмма тактикисиниң үзлүксиз өзгириватқанлиқини тәкитлигән.

Мақалидә баян қилинишичә, далай ламаниң “оттура йоли” тибәтниң хитайниң бир парчиси икәнликини етирап қилмайду, бәлки тибәтниң 1950-йилидин илгири мустәқил бир дөләт болғанлиқини илгири сүриду, хитайниң асасий қанунида бекитилгән принсипларға қарши туриду, тибәттә йүргүзүлүватқан сотсиялистик түзүмни вә миллий территорийилик аптономийә түзүмини қобул қилмайду, хитайниң мәмурий районлар пиланини қобул қилмайду, тибәт билән сичүән, йүннән, гәнсу, чиңхәй қатарлиқ тибәтләр топлишип олтурақлашқан районларни бирләштүрүп, бирликкә кәлгән мәмурий район қурушни, хитай земининиң алтидин бирини игиләшни тәләп қилиду. Мақалидә йәнә аталмиш оттура йол маһийәттә бөлгүнчиликтин ибарәт болған бир сиясий тәләп, мәркизи комитет бурунму, һазирму вә кәлгүсидиму мәңгү қобул қилмайду, дейилгән.

“оттура йол” сияситини 1984-йили далай лама оттуриға қойған болуп, мәзмуни; тибәтниң мустәқиллиқидин ваз кечип, диалогни тәшәббус қилиш, тибәтниң хитай рамкиси даирисидә һәқиқий аптономийигә еришишини тәләп қилиштин ибарәт.

Далай ламаниң “оттура йол” сияситиниң ғайиси вә әмәлийити һәққидә нисбәтән мол мәлумати болған уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди бу хусуста тохтилип, тибәтликләр тәләп қиливатқан алий аптономийиниң әслидә мустәқиллиқниң тунҗи қәдими икәнликини изаһлиди. У сөзидә, далай ламаға әйни йиллири гоминдаң һөкүмранлиқи дәвридиму “үч әпәндиләр”ниң шәрқий түркистанға алий аптономийә тәләп қилип мәқситигә йетәлмигәнликини, мәйли һазирқи яки бурунқи хитайлар болсун, һеч бириниң уйғур вәтини вә тибәткә алий аптономийә бәрмәйдиғанлиқини чүшәндүргәнликини тилға алди. Әркин алиптекин әпәнди йәнә, әйни йиллири җаң кәйшиниң уйғур вәтинидики гоминдаң армийиси қоманданлириға уйғурларға алий аптономийә беришкә болмайдиғанлиқи һәққидә буйруқ чүшүргәнликиниму әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.