Қәшқәрдики бир саяһәтчиниң хатириси-“имам җүмә таһир өлтүрүлгән күн”

Мухбиримиз ирадә
2014.09.16
Heytgah-Namaz-qeshqer-namaz.jpg Һейтгаһ мәсчитидә роза һейт намизи өтәватқан көрүнүш. 2011-Йили 31-авғуст, қәшқәр.
AFP

Уйғур ели қәдимий йипәк йолидики муһим түгүнләрниң бири болуш сүпити билән әзәлдин саяһәтчиләрни җәлп қилип кәлгән. Бирақ йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң сиясий вәзийитиниң кәскинлишиши вә бу мәсилиниң дуняда кәң тонулушиға әгишип, уйғурларға вә уларниң вәзийитигә қизиқидиған кишиләрму көрүнәрлик көпәймәктә. Йеқинда америкидики тонулған саяһәт тор бети болған “йоллар вә падишаһлиқлар” намлиқ тор бәттә уйғурларниң вәзийити һәққидә тәпсилий бир мулаһизә елан қилинди. Мақалә, дәл қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә таһир өлтүрүлгән күни қәшқәрни зиярәт қиливатқан бир журналист тәрипидин йезилған болуп, аптор хатирисидә шу күндики вәзийәтни вә уйғурларниң омумий сиясий вәзийитини йорутуп беришқа тиришқан.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, америкидики “йоллар вә падишаһлиқлар” намлиқ тор бәттә мустәқил журналист брент кирәйни тәрипидин елан қилинған мақалигә “имам җүмә таһир өлгән күн” дәп мавзу қоюлған болуп, аптор мақалисиниң бешида алди билән қәшқәрниң қисқичә тарихи вә қәшқәрдики нормал бир күнни сүрәтләп бериш арқилиқ башлиған. У рози һейтниң биринчи күни әтигәндә қәшқәрдики қәдимий мәсчит болған һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә таһирниң 3 нәпәр һуҗумчи тәрипидин пичақлинип өлтүрүлгәнлики вәқәсини баян қилған. У мундақ дегән:
-Шу күни мәнму қәшқәрдә идим. Вәқә йүз бәргәндин кейин һәрбийләр, сақчилар шәһәргә сәлдәк еқип кирди. Интернет вә қисқа учур кесиветилди. Мән қәшқәр қәдимий шәһәрдики яшлар меһманханисида туруватқан идим. У меһманханида һәр бир кариват чәтәллик саяһәтчиләр үчүн бир кечисигә 6 доллардин бериләтти. У күни меһманхана хоҗайини маңа сақчиларниң униңға телефон қилип, меһманханидики чәтәлликләрни сиртқа чиқармаслиқни тәләп қилғанлиқини ейтти. Бирақ мән бир амал қилип оғрилиқчә сиртқа чиқишниң йолини таптим. Сиртқа чиққан вақтимда мән чоқум башқичә мәнзирә билән учришимән, дәп ойлиған идим. Бирақ һәммә нәрсә шу пети туратти. Әрләр, балилар, аяллар кочида һәр вақиттикидәк меңип йүрәтти. Дуканларниң көпи тақақ иди. Әмма һейт мәзгили болғачқа дуканлар алдинқи күниму тақақ иди. Гәрчә имам җүмә таһир хитайдики мусулманларға вәкиллик қилидиған җуңго ислам җәмийитиниң муавин рәиси вә шундақла һейтгаһ мәсчитиниң баш имами болсиму, һечким униң өлүми үчүн мусибәт тутуватқандәк көрүнмәйтти. Кейин бир 25 яшлиқ уйғур яш маңа өзиниң гепи арқилиқ бу йәрдики амминиң вәқәгә болған көз қаришини хуласиләп бәргән болди. У маңа “кимниң кари. Җүмә таһир коммунист иди” деди.

Мустәқил журналист брәнт крәйни уйғур елида 2009-йили үрүмчи вәқәси вә ундин кейинму бир қанчә чоң вәқәләрниң йүз бәргәнликини, хитай һөкүмити гәрчә вәқәләрни худди әл-қаидигә охшаш милитанлар қилғандәк сүрәтләп бәрсиму, бирақ бу вәқәләрниң ислам радикаллири тәрипидин қилинғанлиқини испатлап беридиған дәлилләрниң йоқ дейәрлик икәнликини тәкитлигән. У сөзидә әскәртип “бу һуҗумларниң ислам йолида қилинғанлиқи яки пуқралиқ һоқуқи пүтүнләй тартивелинған кишиләр тәрипидин қилинғанлиқи ениқ әмәс” дегән. Бирақ у, уйғурларниң актип уйғурларға һуҗум қилиштәк вәқәсиниң илгири көп көрүлидиған вәқә әмәсликиниму қошумчә қилған. У мақалисидә, имам җүмә таһирға һуҗум қилған 3 кишидин бириниң хитай сақчилири тәрипидин тирик һалда қолға чүшүрүлгәнлики, қалған иккисиниң нәқ мәйданда етиветилгәнликини, хитайниң мәркизи телевизийә истансисиниң бу сақ қалған кишини қоллири кешәнләнгән һалда зиярәт қилғанлиқи вә нурмәмәт абдилим исимлик бу уйғур яшниң теливизорға сөзлигәндә өзиниң бу ишни җиһад қилиш үчүн қилғанлиқи, өзлириниң чоң иш чиқириш үчүн қилғанлиқини ейтқанлиқини билдүрүп “бирақ, униң бу сөзигә һәйран қелишниң орни йоқ. Чүнки униң мәҗбурий қилинған иқрар болуш еһтималлиқи юқири вә униң сөзини мустәқил һалда дәлилләшму мумкин әмәс дейәрлик” дегән вә академик илһам тохтиниң сөзини мисал қилип туруп“уйғур академик илһам тохти қолға елинип, бөлгүнчилик билән әйиблиништин аввал у бир баянат елан қилип, өзини қоллиғучиларни агаһландурған иди. У өзиниң чоқум түрмидә ялған етирапнамә беришкә қистилиши мумкинликини, хитай сақчилириниң уни чоқум мәст қилидиған дорилар арқилиқ яки башқа қейин-қистаққа охшаш васитиләр арқилиқ бундақ сөзләрни қилишқа мәҗбурлиши мумкинликини, шуңа әгәр шундақ сөзлигән тәқдирдә у гәпләргә ишәнмәсликини тәләп қилған иди” дәп баян қилған. У сөзидә йәнә, қәшқәрдики имам җүмә таһирниң бейҗиң һөкүмитиниң қоллиғучиси болғанлиқи үчүн өлтүрүлгән болуш еһтималиниң юқирилиқи, буниңму дәл йәрликтики хәлқниң уни яхши көрмәсликидики сәвәбликини ейтқан. У йәнә шу йәрдики кишиләрниң өзигә ейтип бәргәнлирини мисал қилип туруп көпинчә кишиләрниң уни хитай һөкүмити үчүн хизмәт қилиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Журналист брәнт крәйни уйғур елиниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан бир қисим чәтәллик мутәхәсссиләрниң сөзини нәқил қилип туруп уйғур елида кейинки йилларда динға болған ихласмәнликниңму көрүнәрлик күчәйгәнликини, бирақ динға болған ихласмәнлик билән районда йүз бериватқан вәқәләрниң бир-бири билән қанчилик мунасивити барлиқи ениқ болмисиму, әмма хитай һөкүмитиниң барлиқ еһтималларға қарши қаттиқ тәдбир елип, уйғурларниң диний паалийәтлирини қаттиқ чәкләватқанлиқини баян қилған. У қәшқәрдә өзиниң кочида устәлк орундуқ қоюп олтуруп, бәкрәк диний йосунда кийивалған, яки бәкрәк оринивалған аялларни көрсә чақирип апирип тизимға алидиған аял кадирларни көргәнликини, мушундақ кийингән аялларниң һәтта сақчи аптомобили арқилиқ сақчиханиға елип кетилидиғанлиқиниму аңлиғанлиқини баян қилған. У йәнә қәшқәрдә һәммә йәрдә аялларниң баш яғлиқи вә әрләрниң сақал-бурут қоюш қаидилири һәққидики тәшвиқат тахтилирини көргили болидиғанлиқини, һәтта кишиләрни телефониға диний мәзмундики нәрсиләрни чүшүрмәслик һәққидә агаһландуридиған лозункилар барлиқини баян қилған вә : “бир уйғур яшниң маңа ейтип беришичә, униң дости телефониға қурандики бир қанчә айәтниң рәсимини чүшүрүвалғанлиқи үчүн кочиларда кишиләрниң телефонини тәкшүридиған сақчи тәрипидин байқилип қелип қолға елинған икән. Қәшқәрниң һәммила йеридә дегүдәк динға бесим қилиниватқан һәрхил лозунка-ишарәтләрни көргили болиду. Мәнчә җүмә таһирниң қатиллириниң каллисиға чоқум һөкүмәтниң мушундақ диний сиясити тәсир қилған болуши мумкин. Чүнки, юқиридикиләрдин ғәзәплиниш үчүн исламий радикал болуш кәтмәйду.” дәп баян қилған.

У, имам җүмә таһирниң намизиниң өлтүрүлгән күни билән охшаш күни чүшүрүлгәнликини, чүштин кейин мәсчиткә нурғун киши кәлгәнликини, әмма чирайидин мусибәтни көрүвалғили болидиған кишиләрниң интайин азлиқини баян қилған. Униң ейтишичә, мурасим җәрянида мәсчитниң әтрапи нурғунлиған қораллиқ сақчилар билән қоршалған, шундақла һәрбир кириш еғизиға қораллиқ қисимлар турғузуп қоюлған болуп, аптор сөзидә, әскәрләрниң қаримаққа шундақ зериккәндәк көрүнидиғанлиқини, уларниң шунчә иссиқа қаримай қелин қалқанларни кийивалғанлиқини вә вәқә чиққанда ишлитидиған бихәтәрлик үскүнилирини ишләткәнликини сүрәтләп бәргән. У мақалисини төвәндики баян билән аяғлаштурған :
-Әтраптики рәсимгә тартқанларни һәрбийләр тосувелип, рәсимлирини пүтүнләй өчүрүвәтти. Мәсчит ичидә мурасим болуватқан чүштин кейин сақчи-һәрбийләр мәйдан билән мәсчит теми арилиқида тохтимай меңип чиқти. Мәсчит теминиң у тәрипидә һаятини худа билән хитай һөкүмити арисидики ғува чегрилар ичидә яшап өткән бир имамниң мейити, сиртта болса меңип йүргән қораллиқ қисимлар бар иди. У чағда қушларниң авазидин башқа аваз аңлиғили болмайтти. Бу мәнзирә кишигә худди авазсиз киноларни әслитиду. Бир топ уйғур әрләр мәсчиткә кирип кетиватқанда уларниң йоли меңип йүргән һәрбийләр билән кесишип қалди. Мән болса қоллирим янчуқумда мәйданниң бир четидә туримән. Бирақ мени уйғур әрлири болсун яки һәрбийләр болсун һечким пәрқ әтмәйвататти. Чүнки уларниң пүтүн диққити бир-биридә иди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.