“вухән вируси” сәвәблик оттуриға чиққан бәзи инкаслар

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.02.13
shi-jinping-virus.jpg “вухән вируси” тарқалғандин кейин лайиһәләнгән картон сүрәт.
Photo: RFA

“вухән вируси” дин юқумлиниш көлиминиң давамлиқ кеңийидиғанлиқи, бу вирусниң инсанийәткә апәт елип келидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Хитайниң санлиқ мәлуматиға көрә, “вухән вируси” дин юқумланғанларниң сани 50 миңға йеқинлашқа, өлгәнләрниң сани 1300 дин ашқан бир чағда дуня сәһийә тәшкилати 11-феврал шиветсарийәдә пәвқуладдә җиддий йиғин чақирип, “вухән вируси” ни пүтүн инсанийәт үчүн “1-дәриҗилик ортақ дүшмән” дәп елан қилған.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң секретари тедрос адһаном йиғинда қилған сөзидә “вухән вируси” ниң инсанийәт үчүн терроризимдинму хәтәрлик дүшмән икәнликини әскәрткән вә хәлқара җәмийәт җиддий ойғанмиған тәқдирдә интайин хәтәрлик ақивәтләрниң йүз беридиғанлиқини тәкитлигән. У сөзидә мәзкур вирусниң алдини алидиған ваксинаниң йәнә 18 айдин кейин андин вуҗудқа чиқидиғанлиқини баян қилған. Бу 18 ай ичидә хитай вә дуня миқясида қанчилик адәмниң “вухән вируси” дин юқумлинип өлидиғанлиқини қияс қилиш тәс икән.

“вухән вируси” чәтәлләргә тарашқа башлиғандин кейин ғәрбтики авам хәлқниң охшаш болмиған инкаслири иҗтимаий таратқуларда үзүлмәй елан қилинишқа башлиди. явропа әллиридә аммиви сорунларда хитайларни йәкләш, һақарәтләш, һәтта уруш вәқәлириниң йүз бәргәнлики син көрүнүшлиридә көпләп елан қилинди. Бу вирус ялғуз хитай дөлитиниң образини сундурупла қалмай, хитай хәлқигә болған сәлбий қарашларниму күчәйткән.

Бу җәһәттә мәтбуатларда ашкара диққәтни чәккән тунҗи тема данийә билән хитай арисида сүркилиш пәйда қилған бир карикатур рәсим болған. “вухән вируси” ниң тарқалғанлиқи ашкарилинип, өлгүчиләрниң сани әмдила 81 кишигә йәткәнлики елан қилинған 1-айниң ахирлирида данийәниң “юлландс-постен”, йәни ‛сәһәр почтиси‚ гезити бир карикатур рәсимни елан қилған. Рәсимни мәшһур карикатур сәнәткари нилес боҗәссен сизған. Рәсимгә хитайниң қизил дөләт байриқидики 5 юлтузниң орниға корона вируси (вухән вируси) ниң шәкли киргүзүлгән.

Мәзкур рәсим хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған. Хитайниң копенһагендики баш әлчиси дәрһал баянат елан қилип, “бу җуңгоға қилинған еғир һақарәт, ‛‛юлландс-постен‚ гезити вә нилес боҗәссен хәлқимизниң қәлбини зидилиди, ашкара кәчүрүм сориши керәк,” дегән. Һалбуки, данийә һөкүмити болсун, ‛юлландс-постен‚ гезити болсун яки нилес бо боҗәссен болсун, кәчүрүм сорашни рәт қилған. Улар “данийә пикир, мәтбуат әркинликигә игә дөләт,” дәп җаваб бәргән.

9-Феврал күни германийәдики “қизиқ линийә” ториға бу хусуста инкас язған җон пайне исимлик бир киши бу һәқтә мундақ дәйду: “бу байрақ хитайни наһайити яхши сүрәтләп бәргән. Хитайлар бир вирустур, улар пүтүн дуняға аста-аста ямрайду вә өз ғайилирини әмәлгә ашуруш үчүн җәмийәтни юқумландуриду. Ғәрб әллири өзлириниң муһим технологийәлирини хитайға сетип берип, иқтисадий җәһәттин аллиқачан униңға беқинидиған мүшкүл вәзийәткә чүшүп қалди. Ойғиниш аста-аста барлиққа кәлмәктә, әмма кәч қалди. Хитай мәңгү хитайдур, улар бу дунядики әң милләтчи хәқтур, улар өзлирини әң илғар нәсил дәп қарайду. Һечқандақ бир һөкүмәт өз хәлқиниң миллий һессиятидин хитай кәби пайдилинишни билгән әмәс. Бу йәрдики вә башқа мунбәрләрдики ‛5 мочилар‚ буни испатлимақта. Мән вечатниң қандақ ишләйдиғанлиқини вә ғәрбкә қандақ бир идийәни сиңдүрүватқанлиқини билимән. Әмма сөйүмлүк хитайлар, әгәр хитай дөлити дегиниңлардәк у қәдәр яхши болса, силәргә бу дөләттә немә иш бар?”

Җон пайне йәнә мундақ дәп язиду: “әгәр бу вирус тәйвәнгә тарқалған болса, силәр хитайни байрам тәнтәнисигә чөмдүрүп қутлиған болаттиңлар, худди ‛11-сентәбир вәқәси‚ ни қутлиғандәк. яки милйонлап җаза лагерлириға соланған вә өлтүрүлүватқан уйғурлар һәмдә әркинлик вә демократийә үчүн җанлирини қурбан қилған хоңкоңлуқларға куфур сөзлигәндәк. Әмди бу күнләр силәрниң бешиңларға кәлди. Мишилдап йиғлап һәр тәрәптин ярдәм тиләватисиләр. Хитайдики нурғунлиған аз санлиқ милләтләр силәр учриған бу палакәттин һәқиқәтәнму хушалдур.”

Германийәдики уйғур җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди бу һәқтә тохталғанда “вухән вируси” ниң пүтүн дуняда бир вәһимә пәйда қиливатқанлиқини, ғәрб аһалисидә хитайлардин үркүш, сәскиниш кәйпиятиниң тез өрләватқанлиқини тилға алди. Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиму бу тоғрисида қарашлирини баян қилип өтти.

“вухән вируси” тоғрисидики таратқуларда тарқалған инкасларни көзитип келиватқан уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди бу һәқтә сориған соаллиримизға язма шәкилдә мундақ җаваб бәрди: “хитай һакимийити шәрқий түркистанни бир лагерға айландурған иди, әмди пүткүл хитайниң өзи бир лагерға айланди. Хитай уйғурларниң саяһәт әркинликини чәклигән иди, әмдиликтә пүтүн дуняда хитайларниң саяһәт әркинлики чәкләнмәктә. Хитайлар уйғурларға наһайити еғир һақарәтләрни қилған иди, әмди болса дуня җамаәтчилики хитайларға һәр түрлүк һақарәтләрни яғдурмақта. Көплигән дөләтләрдә хитайлар кочилардила ашкара һақарәтләнмәктә. Хитайлар уйғурларни чошқа гөши йейишкә мәҗбурлиған иди. Һазир өзлири йәйдиғанға чошқа гөши тапалмайватиду. Хитайлар уйғурларниң пүткүл диний вә миллий байрамлирини чәклигән иди. Һазир өзлириниң чаған байриминиму өткүзәлмиди. Хитайлар чәтәлликләрниң шәрқий түркистанға киришигә йол қоймиған иди. Һазир көплигән дөләтләр хитайниң киришини мәни қилди. Хитай һөкүмити башқиларниң йүзлиригә маска тақап намайиш қилишни чәклигән иди. Һазир өзлири маска тақап йүрмәктә, һәтта тақайдиғанға маска тапалмай қийналмақта. ‛әлқисаси минәлһәқ‚ дегән мушу …”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.