Уйғур районида иҗра қилинишқа башлиған “учур бихәтәрлики низамнамиси” ниң тиғ учи кимләргә қаритилған?

Мухбиримиз меһрибан
2022.06.16
uyghurda-internet.jpg Торханидики вейбо (вәибо) қатарлиқ блоглардин пайдилинип учур тарқатқучилар. 2011-Йили 16-январ, қумул.
AFP

“шинҗаң гезити”, “тәңритағ тори” қатарлиқ хитайниң һөкүмәт таратқулирида 15-июндин башлап, “аптоном районниң ачқучлуқ учур, ул әслиһәлириниң бихәтәрликини қоғдаш низами” иҗра қилинидиғанлиқи елан қилинди. Хәвәрдин мәлум болушичә, қисқичә “учур бихәтәрликини қоғдаш низами” дәп аталған бу бәлгилимә, бу йил 25-март күни ечилған “13-нөвәтлик уйғур аптонум районлуқ хәлқ қурултийи” ниң 32-нөвәтлик йиғинида мақуллуқтин өткән “58-номурлуқ қарар” икән.

Бу йил 27-март күни “тәңритағ тори” да елан қилинған “аптоном районниң ачқучлуқ учур, ул әслиһәлириниң бихәтәрликини қоғдаш низами” 23 маддидин тәркип тапқан болуп, “тәңритағ тори” ниң 15-июндики хәвиридә мәзкур бәлгилиминиң бир қисим маддилири алаһидә тилға елинған.

Хәвәрдә мәзкур низамниң иҗра қилинишидики мәқсәт вә униң иҗра қилиниш җәряни, тоғрилиқ мундақ дейилгән: “ениқки, ачқучлуқ учур, ул әслиһәлириниң бихәтәрликини қоғдаш хизмити партийәниң рәхбәрликидә, әтраплиқ маслаштуруш, мәсулийәтчан болуш, қануний қоғдаш вә ортақ қоғдаш принсипиға әмәл қилишни мәқсәт қилған. Тор бихәтәрлики вә учурлаштуруш тармақлири омумий пиланлаш вә маслаштурушқа мәсул болиду; җамаәт хәвпсизлик органлири йетәкләш вә назарәт қилишқа мәсул болиду; хәвәрлишиш, дөләт бихәтәрлики, мәхпийәтлик вә мәхпий номур башқуруш қатарлиқ тармақлар бихәтәрликни қоғдаш, назарәт қилиш вә башқурушқа мәсул болиду.”

Америкадики туңган миллтидин болған хитай вәзийәт анализчиси җүмә, йәни ма җү (马聚) Әпәнди, “уйғур аптоном районниң ачқучлуқ учур, ул әслиһәлириниң бихәтәрликини қоғдаш низами” ниң хитай һөкүмәт органлирида хизмәт қиливатқан һөкүмәт хадимлирини нишан қилидиғанлиқини билдүрди.

Ма җү әпәнди мундақ деди: “униң нишани тор учурлириниң ашкарилинип кетишиниң алдини елиш үчүндур, авам пуқраларниң пикир әркинлики мәсилиси бу йәрдә көздә тутулмиған. Чүнки хитайда авам пуқраларниң пикир қилиш әркинлики әслидинла мәвҗут әмәс. Бу һәқтә хитай даирилири алиқачан кәскин тәдбирләрни елип болған, йәни бу йәрдә тәкитлиниватқини сақчи органлириниң назарити арқилиқ, муһим учурларниң ашкарилинип кетишиниң алдини елиштур.”

Ма җү әпәнди сөзини давамлаштуруп, йеқинқи мәзгилләрдә ашкариланған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ниң хитай һөкүмәт даирилирини әндишигә салғанлиқини тилға елип өтти.

У мундақ деди: “ундақта, уларниң қандақ һөҗҗәтлири ашкарилинип кәтти? буниңда йеқинда ашкариланған ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ вә униңдин илгири ашкариланған бир қисим мәхпий һөҗҗәтләрни тилға елиш мумкин. Уларға шу нәрсә ениқки, уларниң ичкий қисмида йәнә нурғунлиған ашкариланмиған мәхпий һөҗҗәтләр вә материяллар бар. Булар уларниң компийотерлирида, қаттиқ-юмшақ дескилирида вә башқа мәхпий һөҗҗәт амбарлирида сақланмақта.”

Ма җү әпәнди алдинқи бир мәзгилдә хитай мәркизий һөкүмитиниң һәрқайсий җайлардики һөкүмәт органлирида ишлитиватқан нәччә йүзмиңлиған компийотурни алмаштуш вәқәси йүз бәргәнликини билдүрди.

Униң тәкитлишичә, даириләрниң бундақ зор түркүмдики компийотерларни алмаштурушидики сәвәбму дәл һөкүмәт органлиридики мәхпий һөҗҗәтләрниң сиртқа ашкарилинип кетишиниң алдини елиш үчүн икән.

Ма җү әпәнди мундақ деди: “улар мәхпийәтликини қоғдашни тәләп қиливатқини зади қандақ учурлар? мана бу наһайити диққәт қозғайдиған мәсилиләрниң бири. Буниңда ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ гә ухшаш учурлардин башқа йәнә кейинки мәзгилләрдә йүргүзүлидиған сияситигә аит һөҗҗәтләр болуш еһтималлиқиму наһайити йоқури. Бу униң бир қарақчи һөкүмәт икәнликини испатлап турупту. Бу хил қарақчи һөкүмәт җинайәт өткүзүш җәрянида, у өзи һес қилмиған җинайи пакитлирини қалдуруп маңиду. Шуңа бу хил қарақчи һөкүмәт өзиниң җинайәт дәлиллирини амалниң беричә йошурушқа, һәтта йоқитишқа уруниду. Улар бу җинайи пакитларниң дуняниң нәзәригә чүшүп қелишини вә ашкарилинип кетишини халимайду. Чүнки ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ ниң ашкарилиниши йәнә бир қетим дуняниң нәзәрини уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вәзйитигә ағдурди. Йәни уйғурларниң ‛сақал қойди, диний тәлим алди, өйидә җайнамаз сақлиди, намаз оқуди, чәт әлдә туғқини бар‚ дегәндәк бимәнә баһаниларда кәң көләмлик тутқун қилинғанлиқи, хитайниң сақчи системисидики һөҗҗәтлири арқилиқ ашкариланди.”

Ма җү әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң өз җинайи қилмишлириға аит учурларниң мәхпийәтликини сақлашта бу қәдәр қаттиқ тәдбирләрни елишини, 2-дуня уруши аяқлишиш һарписида натсистлар германийәсиниң йәһудилар қирғинчилиқиға аит һөкүмәт материялларни йоқатқан қилмишиға охшап кетидикән.

Һазирға қәдәр “қарақаш һөҗҗәтлири”, “шаңхәй һөҗҗәтлири”, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” қатарлиқ бир қисим һөкүмәт һөҗҗәтлири бирқанчә йилдин буян америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридики нопузлуқ тартқулар арқилиқ үзлүксиз ашкарилинип кәлмәктә. Нөвәттә булар хитай һөкүмити вә униң уйғур районидики әмәлдарлириниң уйғурларға елип барған ирқий қирғинчилиқини испатлашта хитай һөкүмити көз йомивалалмайдиған пакит болмақта.

Норвегийәдики уйғур паалийәтчилиридин “уйғур әдлийә архипи” ниң дериктори, дуня уйғур қурултийи тәшвиқат бөлүминиң мудири бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, хитайда һөкүмәт һөҗҗәтлири қаттиқ мәхпий сақлинидикән. Йәни хитайниң сиясий бәлгилимилиригә мунасивәтлик мәхпий һөҗҗәтлири интернет ториға уланмиған һалда айрим сақлинидикән.

Униң қаришичә, “қарақаш һөҗҗәтлири”, “уйғур лагер тутқунлири тизимлики”, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дигәндәк интайин аз бир қисим һөҗҗәтләрниң ашкарилинип кетиши, бу хилдики һөҗҗәтләрниң уйғур дияридики һәрқайси сақчиханиларвә аһалиләр комитетлириниң торлашқан системисида бир нусхадин сақлиниши яки башқурғучиларниң бихәстиликидин болған икән.

Бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүршичә, шундақ болушиға қаримай сиртқа ашкарилинип кәткән бу интайин аз қисим һөҗҗәт-учурлар, хитайниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиққа даир җинайи қилмишлирини испатлашта йетәрлик пакит болалайдикән.

Бәхтияр өмәр әпәнди йәнә “ачқучлуқ учур, ул әслиһәлириниң бихәтәрликини қоғдаш низами” дәп аталған бу бәлгилиминиң иҗра қилиниши түпәйли районда уйғурлар дуч келидиған балайи-апәтләрниң йәниму көпийиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.