Язғучи шипиң: хитай уйғурлар билән болған күрәшниң тәмини йеқин кәлгүсидә тетийду

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2013.10.18
yasimen-inqilabi-beijing-saqchi-305.jpg Хитайда ясимән инқилабиниң алдини елиш үчүн кочиларда чарлап йүргән сақчилар. 2011-Йили 27-феврал. Бейҗиң.
AFP


Хитай язғучи шипиң йеқинда елан қилған мақалисидә, хитай уйғурлар билән болған күрәшниң тәмини йеқин кәлгүсидә тетийду, дәп көрсәтти.

Шипиң хитай ишлири мәсилилири бойичә японийәдә көзгә көрүнгән обзорчи болуп, униң юқиридики қарашлири “дуня көзитиватқан җуңго” намлиқ коллектип мақалиләр топлимиға бесилған мақалисидә оттуриға қоюлған.

У, зияритимизни қобул қилип, уйғур мәсилиси шинҗиаң мустәқил болғандила андин һәл болиду, деди.

Шипиң мақалисидә хитай һөкүмитиниң пүтүн күчи билән уйғурларни бастурушқа өткәнликини көрсәткән.

Мақалидә, хитайниң шинхуа агентлиқидин елинған хәвәрму нәқил қилинған болуп, хәвәрдә бу йил 7 - айниң 7 - күни “хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси фән чаңлоң шинҗаң уйғур аптоном районини зиярәт қилғанда һәрбий, сақчи, қораллиқ сақчи қисимларға уйғур террорчилири билән уруш қилиш тәйярлиқи буйруқини бәргән” ликини көрсәткән.

Мақалидә аптор йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни һөкүмәткә қарши һәрикәтлирини террорлуққа бағлап күчәп тәтүр тәшвиқ қиливатқанлиқини алаһидә әскәртип өткән.

Аптор мақалисидә уйғурларни һазир қаттиқ бастурушқа дучар болуватқанлиқини сәвәби хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси фән чаң лоңниң террорлуқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериш шоари астида, уйғурларни һөкүмәткә болған барлиқ наразилиқ һәрикәтлири бейҗиң һөкүмити тәрипидин “террорлуқ һәрикәт” тин ибарәт қара тизимликкә киргүзүлүп, бастурушқа учраватқанлиқини баян қилған.

Шипиң мақалисидә, хитайниң һазир бастуруш күриши елип бериватқан мәйдани ислам диниға етиқад қилидиған уйғур райони болуп, мундақчә ейтқанда хитай компартийисиниң бу бастуруш һәрикити тәдриҗий тәрәққий қилип мусулманлар билән болған күрәшкә айлиниш еһтималлиқиниң зорлуқини оттуриға қойиду. Вә хитай һөкүмитини “шу чағдила мусулманлар билән болған урушниң тәмини тетийду” дәп алаһидә әскәрткән.

Аптор мақалисидә, хитай компартийиси ялғуз ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларни бастуруш биләнла қанаәтлинип қалмай, бәлки далай ламаниң чоқунғучилири болған тибәтликләр үстидинму қаттиқ бастуруш елип бериватқанлиқини баян қилған.

Шипиң мақалисидә әмәлийәттә хитай компартийисигә қарши уйғур, тибәтләрниң һечқандақ һәрикәтләрни елип бармиғанлиқини, пәқәтла уйғур қатарлиқ милләтләрниң дәпсәндә қилиниватқан һәқ һоқуқини, диний етиқадини, өрүп - адәт вә мәдәнийитини қоғдаштәк миллий кимликини сақлаштин ибарәт миллий роһиму хитай компартийиси тәрипидин “қаршилиқ һәрикәт” дәп қарилип келиватқанлиқини билдүргән.

Обзорчи шипиң мақалисидә уйғур елидики уйғурларни хитайниң қаттиқ бастуруш сияситигә болған қаршилиқиниң күнсайин улғийип, хитай компартийиси илгирики сақчилар арилиқ уйғурларни бастуруштин һалқип өтүп, әмдиликтә һәрбий күч билән бастуруш елип бериватқанлиқини көрситип: “хитай компартийиси ислам диниға етиқад қилидиған уйғур мусулманлири билән болуватқан күрәшниң тәмини техи толуқ тетип йәтмиди. Хитай дөлити йеқин кәлгүсидә буниң тәмини тетийду” дәп баян қилған

Аптор мақалисини мундақ ахирлаштурған: уйғур мәсилисидин ибарәт күндин - күнгә күчийип йениватқан бу отни хитай компартийиси мәңгү бесип болалмайду.

Зияритимизни қобул қилған хитай обзорчиси шипиң әпәндим мақалиси һәққидә тохтилип мундақ деди: хитай компартийиси шинҗаң уйғур аптоном районини қурғандин кейин, шәрқий түркистанни бастуруш шундақла миллий бастуруш һәрикәтлири елип барди. Миллий бастуруш һәрикитидә хитай компартийиси диниға етиқад қилмиғанлиқтин, динсизлиқни тәрғиб қилди. Мавзидоң, ваңҗин қатарлиқлар “ислам дини уйғурларни зәһәрлигүчи әпйүн” дәп қарап шинҗаң уйғур аптоном районида ислам диний бастуруш, коммунизм идийисини тәрғиб қилишни йолға қойди. Улар уйғурларни қәлбидики аллаһтин ибарәт улуғ яратқучисини унтулдурш, ислами етиқадлирини йилтизидин йоқ қилиш қатарлиқ ислам диниға етиқад қилидиған шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурлар қобул қилалмайдиған қәбиһ, рәзил бастуруш һәрикәтлирини елип барди. Вә һазирғичә елип бериватиду. Ундин башқа уйғурлар билән хитайлар оттурисидики миллий зиддийәтму наһайити күчлүк.

Обзорчи шипиң әпәндим ахирда бизниң “шинҗаң мәсилисини әң яхшиси қандақ бир тәрәп қилиниши керәк?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: мениңчә яхши чарә шинҗаңниң мустәқиллиқини, өз һоқуқини йәни мундақчә ейтқанда милләтләрниң һәқ - һоқуқини өз қолиға бәргәндила мәсилә андин һәл болиду.

У йәнә мундақ деди: шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғандин буян хитай тилини омумлаштуруш, биңтуәнни гүлләндүрүш қатарлиқ хитай компартийисиниң бу хил сиясәтлири миллий мәсилини һәл қилиш әмәс бәлки миллий мәсилини улғайтивәтти. Хитай компартийиси миллий сиясәтлирини өзгәртиши керәк, дәп қараймән.

Шипиң мақалисидә хитайдики уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң һәқ һоқуқи тоғрисида тохтилип бу һәқтә әтраплиқ мулаһизә йүргүзгән.

Обзорчи шипиң японийәдә елип бериливатқан уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисини күчлүк қоллиғучилардин бири болуп, японийәдә өткүзүлгән уйғур мәсилиси тоғрисидики йиғилишларға қатнишип, көплигән иҗабий пикирләрни оттуриға қойған иди.

.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.