Хитайниң лагерлар билән дарилетам қурушини мас қәдәмдә күчәйтиши немидин бешарәт бериду?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.06.20
qeshqer-kocha-qizil-bayraq.jpg Қизил байрақлар есиветилгән кочида параңлишип турған уйғур аяллар. 2017-Йили 4-ноябир, қәшқәр.
AP Photo/Ng Han Guan

Уйғур диярида аилисидики чоңлар лагерларға елип кетилгәнлики сәвәблик тирик йетимға айлиниватқан балилар хитайниң райондики юқири бесимлиқ сиясити кәлтүрүп чиқириватқан йәнә бир җиддий мәсилидур. Нөвәттә қаранчуқсиз қалған бу балиларниң даириләр тәрипидин йетим-йесирлар параванлиқ орунлириға орунлаштурулуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Даириләр йәнә йеқиндин буян җәнубтики наһийә вә йезилардиму дарилетамларни җиддий қурушқа башлиған. Хитайниң лагерларни кеңәйтип қуруш билән бир пәйттә йәнә дарилетамларни қурушни күчәйткәнликигә диққәт қилған бәзи көзәткүчиләр буни хитайниң лагерларни узун муддәт давам қилдуридиғанлиқиниң йәнә бир бешарити дәп мулаһизә қилмақта.

Хитай даирилириниң уйғур елидики дарилетам қуруш пилани һәққидә “хәлқ тори” ниң 2016-йили 8-сентәбир елан қилған хәвиридә хитай даирилириниң җәмий 69 йетим-йесирлар параванлиқ орни, 39 дарилетам, 4 аиливи йетимләрни беқиш мәркизи вә йәнә 26 йәрдә мейип балиларни беқиш орунлирини қурушни пилан қилғанлиқи ашкариланған иди. Хитайниң тәрбийәләш намида бир милйондин артуқ уйғурни лагерларға қамиғанлиқи илгири сүрүлүватқан болсиму, бүгүнки күндә бу сиясәтниң васитилик қурбаниға айлиниватқан қаранчуқсиз йетимға айланған балиларниң сани техи намәлум. Һалбуки, даириләрниң уйғурлар зич олтурақлашқан җәнубтики наһийә-йезиларғиму йеқиндин буян дарилетамларни қурушни күчәйткәнликидин җәмийәтниң йетим балиларни орунлаштуридиған мәхсус орунларға еһтияҗиниң күчәйгәнликини көрүвелиш мумкин.

Буниңдин бир қанчә ай илгирила қаранчуқсиз вә һимайисиз қалған балиларниң көпийиватқанлиқи шундақла уларға мәһәллә комитетлири мәсул болуп бәзи мәктәпләрни вақитлиқ параванлиқ орниға айландурған болса, йәнә бәзи балиларниң дарилетамларға апирип бериливатқанлиқи дәлилләнгән иди. Бу һәқтә илгири қәшқәр часа коча мәһәллә комитети хадими аилиси бойичә лагерға елип кетилгән балиларға һөкүмәт даирилири мәсул болуп дарилетамларға орунлаштуруватқанлиқини билдүргән иди.

Йеқиндин буян өзиниң юрттики ата-аниси вә қериндашлиридин тартип “тәрбийәләш” кә елип кетилгәнликидин хәвәр тапқан болсиму, аилисидә игә-чақисиз қалған балилиридин хәвәр алалмай уларниң ақивитидин бәкрәк әндишилиниватқанлиқини инкас қиливатқан уйғурлар барғанчә көпәймәктә.

Бу һәқтә бултур түркийәгә келип яшаватқан абдурахман һәсән әпәнди өзлириниң бир йилдин артуқ хәвирини алалмиған балилириниң нәдиликиниму биләлмәй әндишидә икәнликини билдүрди. У шундақла даириләрниң әмәлийәттә лагер қуруштин бурунла йеза кәнтләргә дарилетамларни қурушқа башлиғанлиқи һәққидә өзи көргән-билгәнлирини ейтип, хитайниң бу сиясәтлириниң бир-биригә бағлиниши барлиқини, буниң уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини билдүргән иди.

“шинҗаң тәрәққият вә қурулуш учур тори” дики һөкүмәт мәблиғи билән елип берилидиған чоң типтики қурулуш түрлиригә һөддигәр чақириш еланлиридин хитай даирилириниң 2017-йилидин кейин уйғур елиниң җәнубтики 3 вилайәттики йигирмидин артуқ орунға йетим балилар параванлиқ орни, дарилетамға охшаш орунларни қуруватқанлиқи ашкариланди. Мәзкур тордин ашкариланған учурлардин хитай һөкүмити “12-бәш йиллиқ пилан” мәзгилидә мәхсус дарилетам қурушқа җәмий 370 милйон йүән мәхсус түр мәблиғи аҗратқанлиқидәк учурлар абдурахман әпәндиниң қарашлириниң асассиз әмәсликини йорутмақта.

Бир қанчә ай илгирики игиләшлиримиз давамида хотән шәһиридики дарилетамда хизмәт қилидиған бир аял ата-аниси “тәрбийәләш” кә елип кетилгәнликтин дарилетамларға кәлгән балиларниң җиқлиқидин кариват йетишмәй қеливатқанлиқини, бу җайларниң яшаш, тамақ шараитлириниң интайин начарлиқини, һәтта балиларни тамақтинму қисип бир һәптидә пәқәт бир күн гөшлүк тамақ бәрсә, қалған 6 күндә балиларни пәқәт қуруқ шовигүрүч билән беқиватқанлиқини ашкарилиған иди.

Мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим болса ялғуз қеливатқан балилар мәсилисиниң әмәлийәттә лагерға елип кетилгәнләрдинму бәкрәк әндишә қозғайдиған вә җиддий қарашқа тегишлик мәсилә икәнликини илгири сүрди.

Зубәйрә ханимниң қаришичә, хитайниң уйғур ата-анилирини лагерларға йиғивелиш билән тәң игә чақисиз қалған уйғур нарәсидә балилирини йетимханиларға йиғип, уларни ассимилятсийә қилип түгитишкә алдираватқанлиқи бир-биригә бағлинишлиқ икән. Зүбәйрә ханим йәнә игә-чақисиз қелип хитайниң зиянкәшликигә учраватқан уйғур пәрзәнтлиригә игә чиқиш үчүн уйғур җамаитини бу һәқтә өзи билидиған учурларни хәлқаралиқ кишилик һоқуқ вә балиларни қоғдаш тәшкилатлириға йәткүзүшкә чақириқ қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.