Архип
2008-07-01
2008 - Йили 6 - айниң 30 - күни далай ламаниң ишханиси: далай ламаниң алаһидә әлчиси лоди гирәй 30 - күни бейҗиңға йитип келип җуңго мәркизи һөкүмитиниң вәкиллири билән 7 - қетимлиқ сөһбәт өткүзиду дәп җакарлиди.
2008-06-27
2008 - Йили 6 - айниң 21 - күни мәлум уйғур тор бетидә мундақ хәвәр елан қилинди: турпан вилайәтлик пидагогика мәктипиниң оқутқучиси абдулла қадир өзи лайиһиләп, өзи ясап чиққан, өзи учурған "турпан 1 - номурлуқ" айропилан 1996 - йили 10 - айниң 12 - күни чүштин бурун саәт 10да синақ тәриқисидә учурулуп мувәппәқийәт қазанған.
2008-06-24
Бүйүк ира тор бети 2008 - йили 6 - айниң 14 - күни 38 милйондин артуқ партийә әзасиниң хитай коммунистик партийисидин чекинип чиққанлиқини елан қилди. Ленин, сталин җуңголуққа қуруп бәргән бу партийә - коммунистик партийә бүгүн алдамчилиқниң символи, тарихий ачарчилиқниң символи, тарихий вә риал қатиллиқниң символи, пуқраларни сталинчә бастурушниң символи болуп қалди.
2008-06-20
Довий тор бети 6 - айниң 1 - күнидин башлап арқа - арқидин 4 парчә мақалә елан қилип "шинҗаң мустәқиллиқ күчлириниң зади қанчилик күчи бар" намлиқ мавзу астида ағзиға кәлгәнни билҗирлашқа башлиди. Шаңгаң" әйнәк гезити нәширияти" җуңго террорчилиққа қарши әскәр орунлаштурди" мавзулуқ китаб нәшр қилди, - дәп башлайду довий тор бети.
2008-06-17
Әркин асия радиоси хитай бөлүминиң обзорчиси лин бавхва әпәнди 2008 - йили 6 - айниң 12 - күни " чирайлиқ уқушмаслиқ" тоғрисида мундақ баян қилди : хитай коммунистлириниң мәтбуат - ахбаратни қаттиқ тәқип қилиши, тор бәтлирини тақиши, пичәтлиши сәвәбидин, җуңгода пуқраларниң 4 - июн вәқәсини унтуп кетиши, бу тоғрида сәзгүләрниң суслишип кетишини кәлтүрүп чиқарди, лекин сәлла тәвриниш болидиғанла болса, тарихий әслимиләр адәттики пикирләр үстигә ләйләп чиқатти. Хитай коммунистлириниң қуяшни етәк билән япмақчи болғанлиқи хам - хиял иди... Йеқиндин бири җуңго ахбаратчилири йол бойидин таш тириш шәклидә тарқатқан хәвәрлиридә анчә - мунчә от учқуни пәйда қилди. Кәсипдашлиримизға һәмдәм болимиз.
2008-06-12
Мәлум тор бетидә елан қилинған бир нәпәр уйғур мәзлумәниң " әрләргә икки кәлимә сөз " мавзулуқ мақалисини йиғлап туруп йенишлап- йенишлап оқуп чиқтим. Уйғур қизлири, уйғур аяллири, уйғур анилар мушу күнгә қалдиму? қени һәқиқий әрләр? бурут қоюп алсила әр киши һеисаблинамду? бәл тасма бағлап алсила әр киши һеисаблинамду? әр кишиниң исмини қоювалсила әр киши һеисаблинамду?
2008-06-10
Бүгүнки дуняда хитай бәширисиниң ашкара болмиған йәнә қандақ тәрәплири қалди? хитайниң һаман хитай икәнлики, хитайниң таҗавузчи икәнлики, хитай көчмәнлириниң мустәмликә уйғуристанға қанунсиз көчүп киргәнлики, хитайниң чүшәнчилиридә дөләт уқуминиң қанундин йирақ уқум икәнлики, һәммә - һәммиси ашкарилинип болди.
2008-06-06
Уйғур тор бәтлириниң биридә, уйғурларниң бүгүнки тәқдири һәққидә қайғурған бир аптур мақалисини мундақ башлайду "... Бу һәқтә гәп- сөз болунса, бәзилиримиз улуғ бувилиримизни шипә кәлтүрүшимиз... Мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип дегәндәк..."
2008-06-03
Кониларда "роһи чүшкән адәмниң етиму чапалмайду " дегән тәмсил бар. Үмидсизлик нөвәттики уйғур җәмийитидә кишиләргә болупму яшларға еғир йүк болуп қеливатқан роһий қийинчилиқлардин болуп қеливатиду.
2008-05-30
Йиңи ера тор бети 21 - май күни мақалә елан қилип, хитай коммунистлириниң чәтәлдики җасослиридин пайдилинип, коммунст һакимийитигә қарши тәшкилатларға зораванлиқ ишлитиватқанлиқини көрсәтти.
2008-05-27
Йеқинда " шинҗаң мәдәнийити" журнилиниң 3 - санида бир мақалә елан қилинип, уйғур яшлириниң дуч келиватқан қийинчилиқларни йеңишиға тосалғу болуватқан роһи амиллар үстидә мулаһизә йүргүзүлгән иди. Аптор бу мақалидә уйғур яшлириниң характеридики аҗизлиқларни йешп, роһи вә психологийилик амиллар үстидә пикир йүргүзгән.
2008-05-23
Йеқиндин буян, хитай һөкүмитиниң уйғур илидики тор бәтлири хәлқарада муназирә пәйда қиливатқан " мәдәнийәтләр тоқунуши" һәққидики мулаһизә мақалиләрни вә китабларни мәқсәтлик һалда елан қилишқа башлиған.
2008-05-20
Дәвримиздә хитай һөкүмитиниң җаваб бериши тәскә тохтаватқан мәсилиләрниң бири кишилик һоқуқ игилик һоқуқтин әла принсипидур. Хитай һөкүмити игилик һоқуқниң үстүнлүкини тәкитлисиму, лекин у зор хәлқара кризисләрдә даим бу мәсилигә дуч келиватиду.
2008-05-16
Обзорчимиз сидиқһаҗи рози 7- май күни хитай төр бәтлиридә илан қилинған, арилашма ан типлиқ хитай миллити нәзирйиси, һәмдә уйғур тор бәтлиридә илан қилинған лйо фамилилик уйғурлар һәққидики мақалә һәққидә мулаһизә йүргүзүп өз қарашлирини оттуриға қойди.
2008-05-13
Йеқинда австралийиниң седний шәһиридә ечилған еқим мәсилилиригә даир бир йиғинда тибәт мәсилиси музакирә қилинди. Седний университетиниң қануншунас доктори йүән темей йиғинда доклат сунғучиларниң бири иди. У доклатида тибәт қозғилиңини кәлтүрүп чиқарған амиллар үстидә пикир билдүргән.