Архип
2008-09-30
Уйғур аптоном райони қурулған 1955 - йилидин бери, уйғурларниң бу һоқуқтин қанчилик бәһримән болуп келиватқанлиқи үзлүксиз талаш - тартиш темиси болуп кәлди.
2008-09-30
Алдинқи күни хитай дөләт рәиси ху җинтав бейҗиң олимпик мусабиқисидә хизмәт көрсәткәнләрни мукапатлаш йиғинида сөз қилип, олимпик тәнтәрбийә тарихиға җуңгониң қизил тамғиси бесилғанлиқини тәкитлигән иди.
2008-09-26
Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисини өткүзүп техи бир ай өтмәстинла, 9 - айниң 18 - күни уйғурлар яшаватқан или областида, мустәмликичиләргә тарихтин бири қаршилиқ көрситиватқан қәһриман шәһәр ғулҗа шәһиридә, хитай көчмәнлири һакимийитиниң сақчи идариси, тәптиш органлири, әдилийә органлири бирлишип, олимпикни тәнтәнә қилишқан шәһәрлик тәнтәрбийә сарийида сот ечип бир түркүм уйғурларға җаза һөкүми елан қилди.
2008-09-25
Аптоном районлуқ партикомниң секритари ваң лечуән, 9 - айниң 16 - күни үрүмчидә чақирилған, " милләтләр иттипақлиқи бойичә нәмуничиларни тәқдирләш йиғини " да қилған сөзидә, бу йил қиштин, келәр йили язғичә пүтүн шәрқий түркистан миқяси буйичә " миллий бөлгүнчиликкә қарши қайта тәрбийә " һәрикитини қанат яйдуридиғанлиқини җакарлиған иди.
2008-09-23
Тавар мәһсулатлар експорти хитай иқтисадиниң муқим тәрәққиятидики һәрикәтләндүргүч күч болуп кәлгән иди. Лекин ишләпчиқириш тәннәрқи, әмгәк тәннәрқи , ениргийә вә транспорт тәннәрқиниң өсүп кетиши хитай иқтисадиниң тәрәққият сүритигә қанчилик тәсир көрситиду дегән мәсилә кишиләр диққәт қилидиған бир тема болуп қалған.
2008-09-22
Хели замандин бери уйғурлар арисида, болупму садда, ақкөңүл уйғур деһқанлири ичидә, " мәркәзниң сиясити обдан, әсли ишни бузуватқанлар төвәндикиләр, юқиридин шәпкисини елип кәл десә, төвәндикиләр бешини елип келиду " дәйдиған бир хата қараш һөкүм сүрмәктә.
2008-09-19
2008 - Йили 9 - айниң 17 - күни бүйүк ира тор бетигә мақалә язған тав җүн әпәнди "зәһәр селинған сүт парашокидин хитай коммунистлириниң ирқий йоқитиш җинайитигә нәзәр" мавзулуқ мақалисидә : сүт парашокиға зәһәр арилаштуридиған җинайәт ашкариланғандин кейин, җуңгода сүт парашоки санаити саһәсидә, сүт парашоки ишләпчиқарғанда зәһәр салидиғанлиқи зәнҗирсиман инкас шәклидә ашкарилинишқа башлиди.
2008-09-19
Бейҗиң олимпик йиғини ахирлашқандин буян, коммунист хитай һакимийити, " миллий бөлгүнчиләргә қарши туруш " шоари астида шәрқий түркистан районида кәң көләмлик сияси һәрикәт қозғап кәлмәктә.
2008-09-16
2008 - Йили9 - айниң 10 - күни аталмиш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, мустәмликә уйғуристанниң пайтәхти үрүмчи шәһиридә кадирлар йиғини чақирип,ғалча милли кадирларни вә хитай көчмәнлирини уйғур миллитигә қарши омумйүзлүк сәпәрвәрликкә чақириқ қилди.
2008-09-12
Обзорчимиз сидиқһаҗи рози, 10 - сентәбир үрүмчидә ечилған кадирлар йиғинида доклат бәргән нур бәкриниң " дуня уйғур қурултийи 50 йиллиқ пилан түзүп шәрқий түркистанни мустәқил қилмақчи болди" дегән сөзини нуқтилиқ тәһлил қилип , өз мулаһизисини оттуриға қойди.
2008-09-11
2001 - Йили америкида йүз бәргән " 11 - сентәбир " террор вәқәсидин буян, коммунист хитай һакимийити, шәрқий түркистанда йүз бәргән миллий қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң һәммисини, " әл - қаидә билән бағлиниши бар террористик һәрикәт " дәп қарилап кәлмәктә.
2008-09-05
Миңлиған, он миңлиған кишиләр, йәни пикри һөкүмәтниң пикригә охшимайдиған кишиләрни түрмигә ташлап яки нәзәр бәнт қилғандин кейин,миңлиған, он миңлиған хәлқ һоқуқини қоғдиғучиларни худди қой падисини һәйдигәндәк һәйдәп келип өгиниш курсиға тәшкиллигәндин кейин, бейҗиңда ишләватқан уйғурларни, тибәтләрни бейҗиң шәһиридин қоғлап чиқарғандин кейин интайин қиммәткә тохтиған олимпик мурасими бейҗиңда башланған иди дәп башлайду 2008 - йили 9 - айниң 2 - күни " күзитиш тор бети" гә мақалә язған гүй зу әпәнди.
2008-09-04
9 - Айниң 1 - күни башланған 17 - нөвәтлик " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси " дин буян, хитайниң шәрқий түркистандики ахбарат вастилириниң һәммиси дегидәк түркийә һәққидә пиланлиқ вә тәшкиллик һалда кәң көләмдә тәшвиқат йүргүзүп кәлмәктә.
2008-09-03
Имтиязлиқ тәбиқиләр билән пуқралар оттурисидики тәқсимат принсипи җуңгочә тәқсимат принсипи дәп, атилип охшашла инсанийәт тарихида мисли көрүлмигән тәқсимат принсипи болуп қалди. Һөкүмәт пай - чәк апитини вә пул - муамилә кризисини пуқраларниң бешиға иттирип қойди. Пайда - мәнпәәтни имтиязлиқларниң пайдисиға йүзләндүрди.
2008-09-02
2008 - Йили 8 - айниң 26 - күни "җуңгоға нәзәр "тор бетидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалидә мундақ көрситилди: бу йилниң алдинқи йеримида 67 миң йүрүшлүк кархана гумран болуп тақалди. Нөвәттә карханиларниң гумран болуши шиддәтлик долқунға көтүрүлди.