Архип
2009-06-16
Ғулҗа билән хитай дегән исимни пәрқләндүрүш керәк, ғулҗа әзәлдин уйғурниң юрти вә уйғурлар тарихи җәрянларда бәрпа қилған шәһәр. Пүтүн уйғуристанниң бир парчиси орнида ғулҗа хитайларниң мустәмликисигә айлинип қалғили 60 йил болди.
2009-06-15
Хитай һакимийити бир қанчә күндин буян, өз һакимийитиниң шәрқий түркистандики аталмиш ' шанлиқ 60 йил ' и һәққидә кәң көләмдә тәшвиқат елип бармақта. Болупму аптоном районниң рәиси нур бәкриниң гүәнтанамодики 4 нәпәр уйғур бермуда тақим араллириға йәрләштүрүлгән күни, йәни, 6 - айниң 11 - күни шинхуа ахбарат агентлиқи арқилиқ елан қилған, " шинҗаң тенчлиқ билән азад қилинған 60 йил җәрянида қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр " дегән мавзудики баянати буниң типик өрнәклириниң бири иди.
2009-06-12
Б б с 2009 - йили 6 - айниң 11 - күни мундақ хәвәр тарқатти: хитай һөкүмити дәл америка һөкүмитиниң гүәнтанамо түрмисигә қамалған мусулман уйғурларни тинч окяндики палав арал дөлитигә йөткимәкчи болғанлиқиға нарази булуп турғанда, америка һөкүмити буларниң ичидики 4 нәпәр уйғурни гүәнтанамо түрмисидин қоюп берип, әнгилийиниң һамийлиқида туруватқан шималй атлантик окяндики бермуда арал дөлитигә орунлаштурди.
2009-06-09
2009 - Йилй 6 - айниң 7 - күни хитай алий сот мәһкимиси қәшқәр вилайәтлик оттура хәлқ сот мәһкимисини "коллектип биринчи дәриҗилик хизмәт көрсәтти" дәп тизимға алған имиш.
2009-06-05
Уйғур балиси болуш адди ишму яки мурәккәп ишму? уйғур балиси болуп туғулуш аллаһниң яки тәбиәтниң хислитигә мәнсуп болуп, уйғур балиси болуп чоң болуш, тәрбийилиниш, бу җәмийәтниң ичидики иш, бәлки һәқиқий мәнидики уйғур балиси болуш адәм иҗтимаилиқиниң бир тәрипидур.
2009-06-02
Хитай тилидики бир тор бетидә 17 - май күни хитай - сөвит шәртнамиси һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалә аптори, 1945 - йили 8 - айниң 8 - күни сабиқ советләрниң генерал лисимоси ситалин японийигә уруш иелан қилип, 8 - айниң 14 - күни японийиниң 6 йүз миң кишилик кантун армийиси қорал - ярағлирини көтүрүп сабиқ советләргә тәслим болди, бу вақитта хитай коммунистлар армийиси шәрқи - шималға йитип келип, сабиқ советләрниң ярдими арқилиқ тәрбийилинип, қораллинип, гоминдаңниң дөләт армийиси билән уруш қилалайдиған иқтидарға игә болди. Бирақ хитай коммунистлар армийиси чаңчүндә гоминдаң армийисиниң қоршавида қелип, пуқраларниң қечип чиқип кетишигә йол қоймай, 200 йүз миңдин ушуқ пуқраниң ачлиқтин өлүп кетишигә сәвәбкар булуп қалғиниға қаримай "бир тамчә қан төкмәй чаңчүнни азад қилдуқ," дәп тәрғип қилди.
2009-05-29
Русийә йимирилиш дәвригә киргәндә тунҗи булуп өзиниң мустәқиллиқини қолға кәлтүргән балтиқ буйидики 3 дөләт естонийә, азанийә, латвийә қатарлиқ доләтләрниң пуқралири мустәқиллиқиниң тәмини тетиғандин кейин өз һаятиниң өтмүшигә тәәллуқ аччиқ әслимиләрни әсләшкә башлап мустәқиллиқ билән мустәмликә турмушни селиштуруп өтмүшини әсләп турушатти.
2009-05-28
Вәтән ичи вә сиртидики уйғурлар тәқәззалиқ билән күтүватқан шундақла хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири йеқиндин көзитиватқан дуня уйғур қурултийиниң 3 - нөвәтлик омуми вәкилләр йиғини америкиниң пайтәхти вашингтонда муваппәқийәтлик аяғлашти.
2009-05-26
Бу қетимқи қурултайға қатнашқан уйғур сиясий вәкилләрниң сиясий сапасиниң пишип йетилип келиватқанлиқини, сиясий тәҗрибилириниң пишип йетилип келиватқанлиқини, сиясий тәпәккуриниң пишип йетилип келиватқанлиқини испатлап беридиған пүтүнләй демократик усулда елип берилған бу қурултай вә бу қурултайниң сайлам тәртиплири, шунчилик оңушлуқ, шунчилик көңүллүк рәвиштә бир - биригә көйүнүш билән бир - биригә ишиниш кәйпияти ичидә аяғлашти.
2009-05-23
2009 - Йили 5 - айниң 18 - күни америка хәлқара демократийә фонди җәмийитиниң залида дуня уйғур қурултейиниң 3 - нөвәтлик вәкилиригә қануншунаслар лексийә сөзлигәндә, аптономийә тәләп қилиш тоғрисида уйғүрларға тәклип беришти.
2009-05-19
Нөүвәттә дуняниң нурғун әллиридин кәлгән уйғур актиплири вашингтонға җәм болуп, уйғур мәсилисиниң келәчикини музакирә қилмақта. Бу қетимқи қурултай мәмликәт ичидики бәзи зиялийлар йеқиндин диққәт қиливатқан йиғинларниң бири болуп қалған.
2009-05-15
Хитайда көп партийилик иҗтимаи, сияси түзүм йолға қоюлдиму? йолға қоюлмиди дәп ким ейталайду? йеқиндин бери яки ху җинтав инақ җәмийәт тәсәввурини йолға қоюп хитай җәмийитидә һәрикәткә, әмәлийәткә айландуруш үчүн тәрәддут қиливатқан күнләрдә вә бу шоарни һәдәп тәкитләватқан һазирқи күнләрдә хитайда икки партийә һөкүмранлиқи оттуриға чиқти.
2009-05-12
Бошүн тор бити 9 200 - йили1 - айниң 14 - күни"җяң җеши шинҗаңни қайтуруп алди" мавзулуқ мақалә елан қилип, шу вақиттики шиң шисәйниң вә шу вақиттики сабиқ советләрниң сияси мәқсәтлирини бир қәдәр конкретнирақ тәсвирлигән вә җяң җешиниң хәлқара вәзийәттин қандақ пайдилинип аталмиш шинҗаңни қайтуруп алғанлиқиниму конкрет тәсвирлигән.
2009-05-08
Мустәбитләр һаман мустәбитләрниң маһийитини пуқраларниң билип қелишидин әнсирәп, пуқраларға тақабил турушниң икки хил усулини таллап алиду. Униң бери сиясәттә ялғанчилиқ, йәнә бери қанунға һавалә қилмай қипялиңач бастуруш.
2009-05-07
Йеқинда испанийә дөләт сотиниң, " шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком " ниң секритари ваң лечуәнниму өз ичигә алған 8 нәпәр хитай әмәлдарини инсанийәткә қарши җинайәт гумандари сүпитидә сотқа чақирғанлиқи, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, моңғул тәшкилатлири шундақла хәлқаралиқ кишилик һоқоқ тәшкилатлирини алаһидә мәмнун қилиш билән биргә, һәр қайси әлләрдә яшаватқан уйғурлар арисида ваң лечуәнниң шәрқий түркистандики җинайи қилмишлири һәққидә қайтидин бәс - муназирә қозғилишиға сәвәбчи болди.