Архип
2010-11-26
Хитайниң "йәр шариға нәзәр" тор битидә елан қилинған" җуңгониң юқири қатлимидикиләр" агаһландуруш берип: америка җаһангирлики тола әвзәйлимә"деди мавзулуқ мақалә ,2010-йили 11-айниң 25-күни "шинлаң билоги"дин" вәнвий тор бети"гә чапланди.
2010-11-23
Сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейин, болупму 2000- йилдин кейинкихитай мәблиғиниң ташқимоңғулийигә еқип киришигә әгишип, хитайниң кона мустәмликиси ташқи моңғолийидики тәсир күчи күчийишкә башлиған.
2010-11-15
2010 - Йили 11 - айниң 10 - күни вәнвий тор битиниң хәвәр қилишиға асасланғанда, җуңголуқлар үч йүнүлүшлүк "қизил сизиқ сизип, ким бу сизиқтин өтүп келидиған болса, өлтүримиз" дәпту.
2010-11-09
Ваң лечүәнниң әмили елип ташлинамду - ташланмамду, бу иштин уйғурларниң пәрвайи пәләк идиғу? җуңнәнхәй биһудә аварә болуп йүргәнму немә, ички - ташқи вәзийәтниң алдида пути көйгән тохудәк путини алмаштуруп йәргә дәсләп туруватқан җуңнәнхәйниң вақит чиқирип ваң лечүәнни уян - буян қилип йүрүши һечнемигә әрзимәйдиған бир иш иди.
2010-11-05
2010 - Йили 7 - айдин башлап асия - тинч окян районида боран чапқун көтүрүлди, аввал японийә билән җуңго оттурисида сенкако арили тоғрисида талаш - тартиш башланди. Русийә президенти медведеф 11 - айниң 1 - күни японийиниң шималидики 4 арал - еторофу, хабомаи, кунашири, шикотан араллириниң ичидә кунашири арилини зиярәт қилип, русийиниң игилик һоқуқини символлаштуруп, японийә хәлқиниң көңлини рәнҗитип қойди. Чүнки бу 4 арал теги - тәктини сүрүштүргәндә японийә дөлитигә тәвә араллар иди.
2010-11-01
Бу дуня аҗайип дуня, шәхисниң арзу - истәклиригә беқинмайдиған дуня. Обйектип дуняниң тәләплиригә маслишип һәрикәт қилалайдиған вә обйектип дуняниң хаһишиға маслишип йетәкләп йәнә өзиниң мәқсәтлиригә хизмәт қилдуралайдиған партийиләр вә шәхсләр тарихта аз тепилиду.