Архип
2010-02-26
Сингапорда чиқидиған "бирләшмә сәһәр гезити"дә 2010 - йили 2 - айниң 10 - күни рин җиңҗин әпәндиниң "америкиниң дипломатийиси вә хитайниң тақабил туруши" мавзулуқ мақалиси елан қилинди.
2010-02-23
Гогул тор бети вәқәси, тәйвәнгә һәрбий қорал - ярақлар сетип беришни қарар қилиш җәһәтләрдә, америка - хитай мунасивәтлиридә йеқинда бир аз сүркилиш болуп өтти. Президент обама вәзипигә олтуруп бир йил өткәндин кейин ақсарайда далай лама билән көрүшти.
2010-02-18
2010 - Йили 2 - айниң 18 - күни "бүйүк ира" тор битиниң мухбири тйән чиң "вашингтун почтиси гезити"дә мәхсус ситон язғучи роберт самелсун әпәндиниң 15 - күни елан қилған мақалисини тәрҗимә қилип тор битигә чаплиди.
2010-02-16
2 - Айниң 14 - күни "уйғур биз" тор бетидә елан қилинған "мәркизи бирликсәпниң орунлаштуруши ашкара болди" мавзулуқ хәвәрдә, җуңнәнхәй баһар байримини күтүп елиш сөһбәт йиғини уюштурупту. Ху җинтав нутуқ сөзләпту. Диний мәсилә, милләт мәсилиси сөзләнгән нутуқниң бир мәзмуни болупту. Қияпитини меһрибан көрсәткән ху җинтавниң әсли маһийити қатиллиқ иди.
2010-02-16
Бәзи учурлардин мәлум болушичә, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин буян хитай һакимийити үрүмчи шәһиридики уйғурлар зич олтурақлашқан районларда, болупму ямалиқ тағ, ат бәйгиси мәйдани қатарлиқ аһалиләр районида уйғурларға қарита кәң көләмлик тарқақлаштуруш һәрикити елип барған болуп, илгири уйғурлар миғилдап туридиған бу җайлар һазир чөлдәрәшкә башлиған.
2010-02-12
Баянатчи ма җавшү 2 - айниң 9 - күни нөвәтлик мухбирларни күтүп елиш йиғинида соралған соалларға җаваб бәргәндә: "җуңго әзәлдин бир дөләтни бозәк қилған әмәс", "башқа дөләтләрниң җуңгониң ички ишлириға арилишип җуңгониң мәнпәәтигә, игилик һоқуқиға, бихәтәрликигә зиян селишиға йол қоймайду," дәп көрсәтти.
2010-02-10
Нөвәттә өлүм вә еғир қамақ җазалириға һөкүм қилиниватқан уйғурларниң мутләқ көп қисминиң бешиға, "3 хил күч " дегән сиясий қалпақ кийдүрүлгән болуп, әгәр хитай сотлириниң улар үстидин тоқуп чиққан әйибнамилирини йиғинчақлисақ, уларниң аталмиш "җинайәт" лири төвәндики бир қанчә нуқтиға мәркәзлишиду.
2010-02-08
2010 - Йили 1 - айниң 28 - күни "дови" тор бети хәвәр тарқитип: "хитайниң мәркизи комитети шинҗаң хизмити йиғини ечиштин аввал, сөһбәт йиғини өткүзүп, йиғинға мәркизи сияси қанун комитетиниң секретари җу юңкаң риясәтчилик қилди," дәп көрсәтти.
2010-02-02
Хоңкуң йеңи вә үмидлик бир вәзийәтниң чигә кирип қалди. Пан демократийә - гоминдаң вә сотсиял демократлар бирлик сепи қатарлиқ сияси партийиләрниң хоңкуң қанун чиқириш комитетиниң 5 нәпәр әзаси, 1 - айниң 26 - күни коллектип истипа берип, 5 районда омуми стипа бериштин башланған толуқлап сайлаш сайлими арқилиқ, 2012 - йили хоңкуңниң мәмури әмәлдарини вә қанун чиқириш комитетиниң әзалирини, омумий хәлқ сайлими арқилиқ сайлаш үчүн шәкли өзгәргән омуми хәлқ биләт ташлаш елип беришни тәләп қилди.