Архип
2010-06-29
Президент обама 27 - күни нотуқ елан қилип, корийә йерим арили кризисини дәвр қилған һалда хитайни тәнқид қилди: " җуңго көрмәсликкә селивалмаслиқи лазим... Тйәнән бәлгилик парахотни чөктүрүветиш вәқәсигә шималий корийиниң мәсул болушини етирап қилиши лазим... Өзини тутувелиш билән үзлүксиз оттуриға чиқиватқан аваричилиқни көрмәсликкә селишни пәрқләндүрүши лазим" дәп, көрсәтти.
2010-06-22
2010 - Йили 6 - айниң 9 - күни б б с ниң хитай тили тор битидә миң кие исимлик бир кишиниң "җуңго, һиндистан талаш - тартиши вә тибәт" мавзулуқ мақалиси елан қилинди. Мақалидә: "җуңго, һиндистандин башқа әтрапидики дөләтләр билән чегра талаш - тартишини һәл қилип болди, әмма һиндистан билән җуңгониң оттурисида чегра талаш - тартиши техи һәл болғини йоқ, униң үстигә һиндистан билән җуңго оттурисидики чегра талаш - тартиши тибәт мәсилисигә четилғанлиқтин, мәсилиләр гирәлишип кәткән мурәккәпликкә игә" дәп көрситилди.
2010-06-14
1904 - Йили япон деңизида партлиған рус - япон урушида чар русийиниң мәғлуп болуши, чар русийиниң вә кейинки ленин, сталин русийисиниң ташқи сияситини вә асия сияситини өзгәртивәткән.
2010-06-08
Америка йеқинда дөләт бихәтәрлики истратегийилик һөҗҗити елан қилип, президент обама "америкиниң йеңи истратегийилик орни - йәр шари бойичә рәһбәрлик орнини қоғдаш вә давамлаштуруш " дәп атиди.
2010-06-04
"Бүйүк ира" тор бети 6 - айниң 2 - күни мундақ хәвәр тарқатти: бу йил 1 - айдин башлап бүгүнгичә шинҗин шәһиридики фушикаң завутида 12 нәпәр ишчи егиз бинадин өзини ташлап өлүвалди. Тәйвәнлик башқуруватқан бу ширкәт 8 йүз миң ишчиси бар ширкәт болуп, ишчиларниң өзини өлтүрүвелиши хәлқара ғулғулиға айлинип қалди.
2010-06-03
Уйғур районида, уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқниң хитай һакимийитигә болған наразилиқ вә қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң шиддәт билән күчийип бериши, йәнә буниңға мас һалда, уйғурлар билән хитай көчмәнлири оттурисидики миллий зиддийәт, ихтилап вә тоқунушларниң йилдин - йилға ешип бериши, пәқәт хитай дөлити билән уйғур райониниң аманлиқи, муқимлиқи вә бихәтәрлики үчүнла әмәс, һәтта дуня бихәтәрлики вә аманлиқи үчүнму җиддий хәвп шәкилләндүрмәктә.
2010-06-01
1865 - Йили 5 - айниң 31 - күни, америкида шимал - җәнуб уруши ахирлашқан күн, урушниң ис - түтәклири тарқилип кәткәндин кейин, көпәйгән бир нәрсә қатар - қатар қәбриләр иди. Бу урушта бир нәччә йүз миң америкилиқ яш һаятидин айрилған иди. Қәбриләрни йоқлиғанда шу чағда бир - биригә қарши урушқан һәр икки тәрәп бирликтә йоқлиған иди. Шуңа 5 - айниң 31 - күни америкида хатириләйдиған, әсләйдиған бир күндур.