Архип
2010-07-30
Хитай мустәмликичилириниң сахта қанун органлири уйғур ахбарат хадими ғәйрәт ниязға мәхпий һөкүм елан қилғандин кейин, йәнәмәхпий сот ечип, диярим тор битиниң қурғучиси дилшат пәрһатқа, сәлкин тор битиниң қурғучиси нур әлигә, шәбнәм тор битиниң қурғучиси ниҗат азадқа айрим - айрим муддәтлик қамақ җазаси елан қилди.
2010-07-27
2010 - Йили 7 - айниң 23 - күни "уйғур биз" тор бетидә "асия һәптилик журнили"ниң мухбири ли юңфиң әпәндиниң 2009 - йили 7 - айниң 23 - күни "иқтисад гезити"ниң мухбири ғәйрәт нияз әпәндини зиярәт қилип йезип чиққан зиярәт хатириси елан қилинди.
2010-07-23
Йеқинда" яврупа бихәтәрлик, һәмкарлиқ тәшкилати саһибхан дөләт қазақистанда йиғин ечип, қирғизистанға хәлқара сақчи қисимлири әвәтишни қарар қилди. Етник тоқунушниң алдини елиш мәркизиниң башлиқи һебберт салбар, қирғизистанға хәлқара сақчи қисимлири әвәтишни оттуриға қойди. Арқидинла америкиниң муавин дөләт ишлар катипи җемис ситенберг, тәкшүрүш үчүн қирғизистанға хәлқара сақчи қисимлири әвәтишни қоллайдиғанлиқини билдүрди"
2010-07-20
2010 - Йили 7 - айниң 18 - күни "йеңи таң телевизийиси"ниң җуңгоға нәзәр сәһиписидә,"шумлуқниң аламити - бир қәдәр чоң чәтәл ширкәтлири җуңгодин чекинишкә башлиди" мавзулуқ мақалә елан қилинди.
2010-07-17
"Уйғур биз" тор битидә 7 - айниң 12 - күни елан қилинған "шинҗаң капиталниң җәннитигә айланди, тағақ чишидәк зич енергийә мәнбәлири милярдлиған мәбләғ қобул қилди" мавзулуқ мақалидә көрситилишичә, гуаңхүй ширкитиниң хоҗайини чин фиң дегән хитай мәсул болған түр ара түрк көмүр кани дәп атилидикән. Бу йәрдә үсти очуқ көмүркан ечилишқа башлапту. Ара түрк - ақташ йезиси, ном йезиси, хитай қоювалған исим хидиңшән қатарлиқ көмүркан районлирида көмүр записи 1милярд 770милйон тонна болуп, гуаңхүй гуруһиға қарашлиқ икән. Йилиға 1милйон 2 йүз миң тонна яғач испирти, карбинал ишләш үчүн, йәнә йилиға 850 миң тонна формалдегит ишләпчиқириш үчүн йилиға 300 милйон тонна көмүр керәк болидикән. юқириқи мәһсулатлар қумулда ишләпчиқириламду яки йөткәп кетилип ичкири хитайда ишләпчиқириламду? билгили болмайду. Лекин байлиқ уйғурниң байлиқидур.
2010-07-12
Һәр йили 7 - айниң 4 - күнидә америка қошма шитатлири дөлитиниң дөләт байримини тәбрикләймиз. Әмди бу йил 7 - айниң 5 - күнидин башлап, 2009 - йили 7 - айниң 5 - күни йүз бәргән үрүмчи қанлиқ қирғинчилиқида батурларчә қурбан болған уйғур миллий қәһриманлириниң иш излириниму қошуп хатириләймиз.
2010-07-02
2010 - Йили 7 - айниң 1 - күни дувий тор бетидә "амбур шәкиллик қоршаш, асия - тинч окян районида һәрбий күч орунлаштуруш туюқсиз өзгәрди" мавзулуқ мақалә елан қилинди.