Архип
2010-08-31
Тәбиәтниң өзидә йәнә тәбиәттәк тәбиий яшап кәлгән шаяр хәлқи немә күнләргә дучар болди? "тәңритағ" тор битидә 8 - айниң 15 - күни елан қилинған "шаяр аптоном районимиздики тоқумичилиқ чоң наһийисигә айланди" мавзулуқ хәвәрдә: "даңлиқ тоқумичилиқ карханилириниң шаяр наһийисигә арқа - арқидин маканлишишиға әгишип, шаярниң санаәт әндизисидә өзгириш болуп, аптоном районимизда бирдин - бир пахта ишләпчиқиришта күчлүк наһийидин тоқумичилиқ санаитидиму чоң наһийигә айланди" дейилди.
2010-08-27
"Тәңритағ" тор бети мухбири ваң шинхва 8 - айниң 24 - күни мундақ хәвәр қилди: "мәркизи комитет бирлик сәп бөлүминиң даимий муавин башлиқи җу вичүн башчилиқидики тәкшүрүп тәтқиқ қилиш гурупписидикиләргә " улуғ вәтинимизни қизғин сөйүп, гүзәл юрт - макан бәрпа қилайли" баш темисидики тәрбийә паалийитиниң әһвали доклат қилинди.
2010-08-24
2010 - Йили 8 - айниң 23 - күни уйғур биз тор битидә " уйғур миллитиниң дөләтни тән елишини, милләтни тән елишини вә динни тән елишини синақ тәриқисидә тәһлил қилиш" мавзулуқ мақалә елан қилинди.
2010-08-20
8 - Айниң 17 - күни тәңритағ тор битидә "шәһәрлишиш деһқанларниң нопус қурулмисида маһийәтлик өзгириш пәйда қилиду" сәрләвһилик хәвәр елан қилинди.
2010-08-17
"Дувий" тор бети 2010 - йили 8 - айниң 10 - күни "җуңго һәрбий тәрәп: кишиләр маңа чеқилса, мән кишиләргә чеқилимән" деди сәрләвһилик мақалисидә: "зомигәрлик... Акаң қариғай немә десә шу... Мән қәйәргә баримән десәм, шу йәргә баримән... Башқиларниң арилишиш һоқуқи йоқ... Зомигәрликниң пәлсәпиви асаслири... Бәзи америкилиқларниң идийисигә чуңқур орнишип кәткән 'тәқдир бәлгиләш нәзәрийиси'дур... Америка миллити дуняда әң әла милләт... Америка миллитиниң дуняға рәһбәрлик қилишини бир худа бәлгилигән... Шуңа америка дуняға көңүл бөлиду... Қәйәрдә иш болса америка шу йәргә йетип бариду... Америкилиқлар иҗтимаий түзүмини дуняда әң илғар түзүм дәп қарайду... Демократийә қиммәт қарашлирини һәр йәрдә базарға салиду... Буниң үчүн һәтта қорал ишлитиштин янмайду... Ким гәп аңлимиса қорал күчи арқилиқ әдипини берип қойиду" дейиш арқилиқ җуңголуқлар америкини юқириқидәк сүпәтлиди.
2010-08-13
Ушбу мақаләмдә оттуриға қоюлидиған пикирни йорутуштин аввал, от апитигә учриған русийә хәлқидин сәмимий һал сораймән. Бу апәттин русийә хәлқини худаниң тезрақ қутулдурушини тиләймән.
2010-08-10
"Вәнви" тор бети 2010 - йили 8 - айниң 7 - күни "дуня гезити" дә елан қилинған, "авиаматка сериқ деңизға кирәмду? - җуңголуқ мутәхәссисләр агаһландуруп, ақивәткә өзи мәсул болиду!" деди дәп мавзу қоюлған мақалидин нәқил кәлтүрүп : "америка дөләт министирлиқиниң баянатчиси, америка деңиз армийиси 7 - искадиронниң вашингитон бәлгилик авиаматкиси, америка билән җәнубий корийә бирлишип келәр қетим сериқ деңизда өткүзидиған һәрбий маневирға қатнишиду дәп көрсәткән болди. Нөвәттә америка, җуңго изчил мушу мәсилә бойичә елишиватқанда, мундақ көрситиш елишишниң техиму яманлишишидин дерәк бериду дәп көрсәтти " дәп язди.
2010-08-06
Иккинчи дуня урушидин кейин шәкилләнгән дуняви тәртип (бир бурҗәктә коммунист хитайниң сақлинип қалғанлиқини һесабқа алмиғанда) соғақ мунасивәтләр урушиниң аяқлишишиға әгишип пүтүнләй өзгирип кәтти.
2010-08-03
"5 - Июл қирғинчилиқи" дин кейин хитай мустәмликичилири мустәмликә уйғуристанда, "төт чүшәнчә бирлики" дәйдиған идеологийилик мални тавикаға селип,миңә ююш һәриктини хитайчә җәһли билән йолға қоюп,"милләтләр иттипақлиқи" тәрғибатини, қанат яйдуруп, ва қит исрап қилип, уйғурларниң идийисини контрол қилмақчи болди, немә үнүмгә еришти?