Хитай дуня бойичә ахбарат әркинлики әң аз болған дөләт
-
2005-01-07 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Франсийидики хәлқара мухбирлар тәшкилатиниң йеқинда елан қилған мәлуматида ейтилишичә, 2004 - йили дуня бойичә 53 нәпәр мухбир вә 15 нәпәр мәтбуат ярдәмчиси өлгән болуп, 1995 - йилидин башлап һесаблиғанда, ахбарат саһисидикиләр әң көп өлгән йил болуп һесаблинидикән.
Мәлуматта илгири сүрүлүшичә, ирақ дуня бойичә әң хәтәрлик дөләт болуп, мәзкур дәләттә өткән бир йил ичидә өлгән мухбирлар сани 30 дин ашқан.
Хитай ахбаратни қаттиқ контрол қилмақта
Хәлқара мухбирлар тәшкилати елан қилған бу мәлуматта йәнә, " хитай дуня бойичә ахбарат әркинлики әң аз болған дөләт" дәп көрситилгән. Хәлқара мухбирлар тәшкилатиниң асия бөлими башлиқиниң мәлум қилишичә, хитайниң һазирқи ахбарат саһәси қаримаққа гәрчә тәрәққи қиливатқандәк көрүнсиму, әмма һакимийәт бешида туриватқан хитай компартийиси мухбирларни қаттиқ контрол қилип, уларниң халиғанчә пикир баян қилишни чәкләп һәр заман агаһландуруп кәлмәктә.
Мәзкур тәшкилат бөлүм башлиқи хитайда мәвҗут болуп туриватқан мундақ икки хил қарму-қарш әһвални оттуриға қоюп, "һазир хитайда, бир қисим мухбирлар илгири гезит - Ζорналларда елан қилинип бақмиған темиларда мәлумат бериватқан болсиму, нурғунлиған мухбирлар чириклик вә охшимиған сиясий көзқарашлар тоғрисида мақалә елан қилғанлиқтин, қолға елинмақта, демәк, хитай гәрчә заманивилишиш тәрәпкә қарап меңиватқан болсиму, ахбарат саһәсидә һәқиқи ислаһат елип беришни ойлимиди, улар йәнила, мәтбуатни наһайити қаттиқ контрол қилип кәлмәктә" дәп көрсәтти.
2004 - Йили хитайда 26 нәпәр мухбир зинданға ташланди
Хәлқара мухбирлар тәшкилати мәзкур доклатида хитай һөкүмитиниң мухбирларни халиғанчә қолға алидиғанлиқи һәққидә нурғун мисалларни оттуриға қоюп, 2004 йили хитайда җәми 26 нәпәр мухбирниң зинданға ташланғанлиқини һәмдә хитай асия бойичә мухбирларни қамайдиған әң чоң түрмигә айланғанлиқини көрсәтти.
Мухбир болуп ишлигән пәрһат әпәндиниң қарашлири узун йил уйғур районида мухбир болуп ишлигән пәрһат әпәнди өзиниң хәлқара мухбирлар тәшкилати елан қилған бу мәлуматтин хәвәрдар икәнликини, шундақла хитай һөкүмитиниң әзәлдин ахбарат саһасини қаттиқ контрол қилип келиватқанлиқини тәкитләп һәм өзиниң уйғур елидә мухбир болуп ишлигән мәзгилини әсләп, мундақ диди:
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни әйиплиди
- Хитай һөкүмити мәтбуат саһәси вә зиялилар сипигә қаратқан контроллуқни күчәйтмәктә
- Хитайдики мәтбуат әркинлики мәсилиси
- Хитай һөкүмити Google енгилизчә хәвәрләр тор бетини тости
- Бу йил пүтүн йәр шарида, 101 нәпәр мухбир зиянкәшликкә учриған
- Хитайдики ахбарат әркинлики
- "Хәлқара кишилик һоқоқни күзитиш тәшкилати" хитайни кишилик һоқоқни яхшилашқа чақирди