5-феврал ғулҗа вәқәси мәзгилидики шәһәрлик йеңи һаят түрмиси

адилҗан һаким әпәнди ғулҗа шәһәрлик йеңи һаят түрмисини вәһший түрмиләрниң бири дәп тәриплиди вә бу түрминиң қийнаш усуллирини ашкарилиди.

ﺳﯜﺭﻩﺕ، ﺋﺎﻟﺒﺎﻧﯩﻴﯩﺪﯨﻜﻰ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﻻﺭﺩﯨﻦ ﺋﺎﺑﺎﺑﻪﻛﺮﻯ ﺋﻪﭘﻪﻧﺪﯨﻤﻨﯩﯔ ﺭﻓﺌﺎ ﻣﯘﺧﺒﯩﺮﯨﻨﯩﯔ ﺯﯨﻴﺎﺭﯨﺘﯩﻨﻰ ﻗﻮﺑﯘﻝ ﻗﯩﻠﯩﯟﺍﺗﻘﺎﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ ﺑﯩﻠﻪﻥ ﺷﯟﯦﺘﺴﯩﻴﯩﺪﯨﻜﻰ ﺋﺎﺩﯨﻞ ﻫﯧﻜﯩﻤﻨﯩﯔ ﺳﯩﯟﯦﺘﺴﯩﻴﻪ ﺋﺎﻳﺮﻭﺩﺭﻭﻣﯩﺪﺍ ﻫﻪﺩﯨﺴﻰ ﺑﯩﻠﻪﻥ ﺩﯨﺪﺍﺭ ﻛﯚﺭﯛﺷﻜﻪﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ.
ﺳﯜﺭﻩﺕ, ﺋﺎﻟﺒﺎﻧﯩﻴﯩﺪﯨﻜﻰ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﻻﺭﺩﯨﻦ ﺋﺎﺑﺎﺑﻪﻛﺮﻯ ﺋﻪﭘﻪﻧﺪﯨﻤﻨﯩﯔ ﺭﻓﺌﺎ ﻣﯘﺧﺒﯩﺮﯨﻨﯩﯔ ﺯﯨﻴﺎﺭﯨﺘﯩﻨﻰ ﻗﻮﺑﯘﻝ ﻗﯩﻠﯩﯟﺍﺗﻘﺎﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ ﺑﯩﻠﻪﻥ ﺷﯟﯦﺘﺴﯩﻴﯩﺪﯨﻜﻰ ﺋﺎﺩﯨﻞ ﻫﯧﻜﯩﻤﻨﯩﯔ ﺳﯩﯟﯦﺘﺴﯩﻴﻪ ﺋﺎﻳﺮﻭﺩﺭﻭﻣﯩﺪﺍ ﻫﻪﺩﯨﺴﻰ ﺑﯩﻠﻪﻥ ﺩﯨﺪﺍﺭ ﻛﯚﺭﯛﺷﻜﻪﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ. (RFA Photo)

0:00 / 0:00

5-феврал ғулҗа вәқәсидә хитай һөкүмитиниң уйғур яшлирини кәң көләмлик тутқун қилиш вә қийин-қистаққа елишида муһим рол ойниған түрмиләрдин асаслиқи или областлиқ сақчи түрмиси, биңтуән қармиқидики 4-девизийә түрмиси, чапчал су түрмиси вә ғулҗа шәһәрлик йеңи һаят түрмиси қатарлиқлар бар.

илгири америкиниң гүәнтанаму түрмисидә ятқан, һазир шветсийидә яшаватқан адилҗан һаким хитай сақчилири тәрипидин қанунсиз тәблиғ паалийитигә қатнашқан дегән гуман билән 5-феврал күни чүштин кейин тутулуп 5 күн, андин йәнә арқа-арқидин 2 қетим тутулуп 18 күн вә 36 күн, һәр қетим тутулғанда охшашла ғулҗа шәһәрлик йеңи һаят түрмисигә соланған 5-феврал шаһитлириниң бири. у зияритимизни қобул қилип ғулҗа шәһәрлик йеңи һаят түрмисини вәһший түрмиләрниң бири дәп тәриплиди вә бу түрминиң қийнаш усуллирини аңлатти.

1997-йили ғулҗида йүз бәргән 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң алди-кәйнидә, кәң көләмлик тутқун қилиш җәрянида ғулҗа шәһәрлик йеңи һаят түрмисигә соланған уйғур яшлириниң арисида йәнә, илгири америкиниң гүәнтанаму түрмисидә ятқан, һазир албанийидә яшаватқан абабәкри обулқасимму бар иди.

һазир канадада яшаватқан йәнә бир өз исим-шәриписини ашкарилашни халимайдиған шаһитниң билдүрүшичә, 5-феврал ғулҗа вәқәсидә йеңи һаят түрмисигә қамалған нурғунлиған уйғур яшлири җаза муддити тошуп, қоюп берилгәндә нормал адәмдәк болалмиғанлиқини илгири сүрди.

тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.