"Уйғурбиз" тор бекитиниң саһиби илһам тохти нәзәрбәнд қилинған

Игилигән учурлардин мәлум болушичә, мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, уйғур биз тор бекитиниң саһиби илһам тохти әпәнди, 9-декабир бейҗиң дөләт аманлиқи хадимлири тәрипидин “чай ичиш” кә елип кетилип, 13-декабир дүшәнбә күнигичә дерики болмиған.
Мухбиримиз меһрибан
2010.12.13
ilham-toxti-liksiyedin-burun.jpg Илһам тохти әпәнди лексийигә кириштин бурун сиртни көзәтмәктә. 2010-Йили 12-июн бейҗиңда.
AFP

Илһам тохти әпәнди вә униң аилисидикиләрниң дерики болмиған

"Бошүн" тор бетидики хәвәрдин мәлум болушичә, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди өткән пәйшәнбә күни елип кетилип әтиси әтигәндә, бейҗиң сақчи даирилири илһам тохтиниң аяли шундақла униң әмдила 4 яш һәм 9 айлиқ болған икки оғлиниму биллә елип кәткән. Һазирғичә уларниңму дерики болмиған.

Игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай даирилири 10 - декабир хитай түрмисидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю шявбо үчүн норвегийидә өткүзүлидиған нобел тинчлиқ мукапати тарқитиш һарписида, хитайдики кишилик һоқуқ актиплири һәм зиялийлар болуп 40 тин артуқ кишини нәзәрбәнд қилған.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, илһам тохти әпәндиниң бу нөвәт нәзәр бәнд қилиниши, униң бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбо вә униң аяли билән болған йеқин мунасивити сәвәбидин болған икән.

Мәлум болушичә, бу қетим хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин нәзәрбәнд қилинған кишиләрниң бәзилири өз аилисидә нәзәрбәнд қилинған болса, илһам тохти әпәндигә охшаш йәнә бир қисим кишиләр "саяһәт қилдуруш" яки "бир пиялә чай ичип сөһбәтлишиш" намида дөләт аманлиқ қоғдаш хадимлири һәм сақчилар тәрипидин башқа җайларға елип кетилип нәзәрбәнд қилинған.

"Бошүн" тор бетидики хәвәрдә дейилишичә, илһам тохти әпәндиниң 10- декабир җүмә күни вә 13- декабир дүшәнбә күни дәрси болсиму, у дәрскә кәлмигән. Биз илһам тохти әпәндиниң нөвәттики әһвалини игиләш үчүн униң бейҗиңдики хизмәтдашлири, оқуғучилири һәм тонушлириға телефон қилған болсақму, әмма улар бизгә өткән җүмә күнидин башлап илһам тохти әпәндини көрмигәнликини билдүрүшти.

Илгири илһам тохти әпәндиниң лексийилирини аңлиғанлиқини билдүргән бирәйлән, өзиниң йеқиндин буян алдираш болуп кәткини үчүн илһам тохти әпәнди билән алақилишәлмигәнликини билдүрди.

Әмма у сөзиниң ахирида йәнә өзиниң башқа оқуғучилардин илһам тохти әпәндиниң өткән һәптидин буян дәрскә кәлмигәнликини, һәм өз оқуғучилири билән башқа җайлардиму учрашмиғанлиқини, шуңа һазир оқуғучиларниң илһам муәллимдин әнсирәватқанлиқини билдүрди.

Биз илһам тохти әпәндини бирқәдәр яхши билидиған хитай зиялийлиридин бейҗиңдики ваң лишуң әпәнди, тибәтлик аял язғучи воесер қатарлиқларға телефон қилиш арқилиқ илһам тохти әпәндиниң әһвали һәққидә учур елишқа тиришқан болсақму, әмма уларму өз аилисигә нәзәрбәнд қилинғини үчүн, улар билән алақилишиш имканийити болмиди.

Зиялийлар һәм кишилик һоқуқ актиплириға қарита нәзәрбәнд вә тутқун қилиш һәрикити

 Америка авази, әркин асия радиоси, әнглийә б б с агентлиқи, франсийә агентлиқи, германийә авази қатарлиқ хәлқара мәтбуатлардиму, өткән һәптидин буян хитайниң һәрқайси чоң шәһәрлири һәм өлкилиридә кишилик һоқуқ актиплири һәм хитайдики сәзгүр мәсилиләр һәққидә мақалә- әсәр елан қилип келиватқан зиялийларға қаритилған назарәт күчәйтилгәнлики һәққидә көпләп хәвәрләр берилди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә бу қетим хитай даирилири хитай дөләт ичидики зиялийлар һәм кишилик һоқуқ актиплириға қарита әң кәң даиридики нәзәрбәнд қилиш, тутқун қилиш һәрикити елип барған. Бу қетим нәзәрбәнд қилинғанларниң сирт билән болған интернет һәм телефон алақилири үзүп ташлинип, улар өз өйлири яки башқа җайларда нәзәрбәнд астиға елинған.

Чәтәл ахбарат органлириниң хәвәрлири қаттиқ қамал қилинған

Хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити норвегийидә өткүзүлидиған нобел тинчлиқ мукапати мурасими мәзгилидә, хитайдики кишилик һоқуқ актиплири һәм бир қисим зиялийларни нәзәрбәнд қилипла қалмастин бәлки чәтәл хәвәр агентлиқлириниң тор бәтлириниму қамал қилған.

Әнглийә б б с агентлиқиниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, хитайдики тор абуничилири бүгүн б б с агентлиқи мухбирлириға хитай һөкүмәт даирилириниң өткән һәптидин буян, чәтәл ахбарат органлириниң хәвәрлирини йәнә бир қетим қаттиқ қамал қилғанлиқини билдүргән. 13- Декабир ббч, чнн қатарлиқларниң хитайдики тор бәтлири әслигә кәлтүрүлгән болсиму, әмма өткән йилидин буян хитайда тақиветилгән фачәбоок, твиттәр йоутубә қатарлиқ хәлқаралиқ аммиви тор бекәтлири һәм әркин асия радиоси қатарлиқ мәтбуатлар, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити, б д т ниң хәлқара инсан һәқлири комитети қатарлиқларниң тор бекәтлири йәнила тақақлиқ һаләттә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.