23 - Март хотән аяллар намайиши: йеңи мәлуматлар

Алдинқи күндики программимизда, 23 ‏ - вә 24 ‏ - март күнлири хотән шәһиридә йүз бәргән намайиш һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Униңдин кейин радио аңлиғучиларниң инкаси вә телефон зиярәтлири арқилиқ йәнә бир қатар толуқлима мәлуматларға ериштуқ. Хотәндин йеңила хитайниң ичкири өлкисигә кәлгән бир тиҗарәтчиниң билдүрүшичә, намайиш, хотән шәһириниң лоп аптовуз бекитидин башланған. Бу бекәт, хотән шәһиригә, хотәндики, чирийә, кирийә, лоп қатарлиқ наһийидин йолучи келидиған ават бир қатнаш бекити болуп, 600 нәпәр аял шу күни саәт 10 да бу бекәткә топланған.

2008.03.31

xoten-ayalliri-200.jpg
Хотән аяллири. Сүрәт Youtube тин елинди. Source: Youtube

Алдинқи күндики программимизда, 23 ‏ - вә 24 ‏ - март күнлири хотән шәһиридә йүз бәргән намайиш һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Униңдин кейин радио аңлиғучиларниң инкаси вә телефон зиярәтлири арқилиқ йәнә бир қатар толуқлима мәлуматларға ериштуқ. Хотәндин йеңила хитайниң ичкири өлкисигә кәлгән бир тиҗарәтчиниң билдүрүшичә, намайиш, хотән шәһириниң лоп аптовуз бекитидин башланған. Бу бекәт, хотән шәһиригә, хотәндики, чирийә, кирийә, лоп қатарлиқ наһийидин йолучи келидиған ават бир қатнаш бекити болуп, 600 нәпәр аял шу күни саәт 10 да бу бекәткә топланған.

Намайишчилар қошуни 1000 дин ешип кәткән

Башлириға уйғурларниң миллий кийим - кечәклиридин болған ромал артқан намайишчилар, лоп бекитидин шуар товлап шәһәр мәркизигә қарап йолға чиққан, йол үстидә намайишчилар қошуни көпийип, шәһәр мәркизидики чоң базар дәп атилидиған җайға кәлгәндә, намайишчилар қошуни 1000 дин ешип кәткән.

Намайишчилар қошуни чоң базарға кәлгәндә, сақчиларниң пүтүнләй қоршавида қалған. Сақчилар намайишчиларниң давамлиқ илгирилишигә йол қоймиған. Сақчилар дәсләп юмшақ вастә қоллинип, намайишчиларни тенч тарқилип кетишкә чақирған. Әмма намайишчилар тарқилишни рәт қилған.

Сақчилар тутқун қилишқа башлиғанда, вәқәни көзитип турған хәлқ намайишчилар сепигә қетилип сақчиларға наразилиқ билдүргән, буниң билән намайишчилар вә намайишни қоллиғучилар билән сақчилар арисида тоқунуш келип чиққан. Буниң билән намайишқа қатнашқан вә намайишни қоллиғучилар болуп, вәқәгә шаһид болғучиларниң сани 2000 дин ашқан.

Сақчилар, көпинчиси аяллардин тәшкил тапқан 400 кишини қолға алған

Сақчилар шу күни, көпинчиси аяллардин тәшкил тапқан 400 кишини қолға алған. Тоқунушта бир қисим хитай тиҗарәтчиләрниң дукини уруп чеқилған. Буниң билән шәһәрдики бир қисим хитай тиҗарәтчилири дуканлирини тақиған. Бир тиҗарәтчиниң билдүрүшичә, хитай тиҗарәтчиләр дукинини икки кун тақиған, йәнә бириниң билдүрүшичә, җүмә күнигә қәдәр бир қисим хитай тиҗарәтчилири дуканлирини тақиған.

xoten-ayalliri2-200.jpg
Хотән аяллири. Сүрәт Youtube тин елинди. Source: Youtube

Намайиш иккинчи күни охшаш шәкилдә йәнә давам қилған, бу қетим 200 киши қолға елинған. Һөкүмәт даирилири намайишчилар қошуниниң техиму кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн, шәһәр ичидики асаси қатламларда, кишиләргә өйдин талаға чиқмаслиқ буйруқи чүшүргән.

Намайиш қозғиди вә қутратқулуқ қилди дәп қариғанларни қачуруп қоймаслиқ учун, һәм шәһәр хәлқиниң намайишчиларға қетилип кетишиниң алдини елиш үчүн, сақчилар шәһәр кочилириға тосақларни қуруп қатнаш ‏ - транспорт вә учур алақини қамал қилған.

23 ‏ - Март намайишини башлиған 600 аял бешиға "ромал" артқан

Хотәнниң қарақаш наһийилик һөкүмитиниң тор бетидә 26 ‏ - март күни хәвәр қилишичә, хотәндә йеқинқи айлардин бери 4ни бирләштүрүш хизмити елип берилған. Буниң бири олимпикни күтивелиш билән муқимлиқни сақлашни бирләштүрүш болуп, мәзкур хәвәрдә билдүрүшичә, олимпикни күтивелиш билән муқимлиқни бирләштүрүштә алаһидә нәтиҗә қолға кәлтүрүлгән. Һөкүмәт тор бетидики бу баянлар, бизгә елхәт арқилиқ кәлгән бир қисим инкасларниң тоғрилиқини испатлимақта.

Инкасларда билдүрүлүшичә, хотән шәһиридә, муқимлиқни сақлаш һәрикитидә, аялларниң бешиға ромал артиши диний радикаллиқ дәп қаралған вә ромал артмаслиқ тәрғибати елип берилған. Бу сәвәбтин, 23 ‏ - март намайишини башлиған 600 аял бешиға ромал артқан.

Улар намайишта, хитай һөкүмитиниң өрүп ‏ - адәткә қопаллиқ билән арилишишини әйибләш билән биллә, бу йил 3 ‏ - март күни сақчилар тәрипидин җәсити аилисигә қайтурулған мутәллип һаҗи исимлик тиҗарәтчиниң өлүмигә қарита наразилиқиниму ипадиләнгән. Мәһбусларға қаритилған қийин - қистаққа хатимә берилиши вә сиясий мәһбусларниң қоюп берилиши тәләп қилинған.

Толуқсиз мәлуматларға қариғанда, 23 ‏ - вә 24 ‏ - март вәқәсидә 6 киши өлгән, қолға елинған 600 аялниң йеримидин көпрәки қоюп берилгән. Әмма бу вәзийәтни испатлиғудәк пакит техи мәвҗут әмәс. (Шөһрәт һошур)

Мунасивәтлик мақалилар

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.